Америка вә ғәрбниң пакистан тәшвишлири
2008.01.01
Пакистанниң сабиқ баш министири, бәнәзир буттониң, өткән пәйшәнбә күни равалпинди шәһиридә, бир сүйиқәст нәтиҗисидә өлтүрүлүши, ғәрб дөләтлири вә мутәхәссислириниң диққитиниң қайтидин пакистан ядро қораллириниң бихәтәрлик мәсилсигә бурулушиға сәвәб болди. Германийә ташқи ишлар министири франк валтәр штайн майәр вә америка дөләт мәҗлисиниң бәзи әзалири, әгәр бәнәзир бото ниң өлтүрүлүшидин кейин, пакистанда башланған сиясий кризис техиму җиддиләшсә, бу дөлитиниң ядро қораллириниң радикал гуруппиларниң қолға чүшүп қилиш хәвпи барлиқини баян қилди.
Германийә ташқи ишлар министири штайин майәр, йәкшәнбә күни, германийидә чиқидиған "билд ам сонтак" гезитигә бәргән баянатида, " ядро қораллар радикал исламий гуруппиларниң қолға чүшүп қалмаслиқи керәк. Гәрчә, пакистанда сиясий вәзийәт кәскинләшкән болсиму, һазирғичә, бундақ бир хәвпниң барлиқи һәққидә ениқ бир аламәт мәвҗут әмәс, әмма вәзийәт техиму җиддиләшсә, бундақ бир хәвпниң оттуриға чиқиш еһитмаллиқи бар" дегән.
Америкидики бәзи сиясийонлар, пакистан ядро қораллириниң бихәтәрлики һәққидә җиддий әндишилири барлиқини тәкитләватқан болсиму, әмма пакистан ядро қораллириниң бихәтәрлики мәсилисини йеқиндин күзитиватқан америка мудапиә министирлики, нөвәттә, пакистан армийисиниң қаттиқ контроллиқидики ядро қоралларниң бихәтәр икәнликини билдүрмәктә.
Пакистан, ядро қораллириға игә дунядики бирдин бир мусулман дөләт болуп, пакистан ядро қораллириниң бихәтәрлики вә бу қоралларниң радикал диний гуруппиларниң қолға чүшүп қилишиниң алдини елиш, америка вә ғәрб дөләтлири болупму 11- сентәбир террорлуқ һуҗумлиридин кейин, әң көп көңүл бөлүватқан мәсилиләрниң бири һесаблиниду. Әлқаидә тәшкилати вә бу тәшкилатниң рәиси, усама бин ладинниң узундин бери, ядро қорал вә ядро техникиси қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи һәққидә чиқиватқан хәвәрләр, ғәрб дөләтлириниң бу мәсилигә техиму диққәт билән қаришиға сәвәб болди.
Дегәндәк, америка һөкүмити 11- сентәбир террорлуқ һуҗумлиридин кейин, пакистан ядро қораллириниң бихәтәрлики үчүн алаһидә бир һәрикәт башлатқан болуп, "нюйорк вақти гезити"ниң хәвәр қилишичә, президент буш һөкүмити, өткән алтә йил ичидә, ядро қоралларниң бихәтәрликини сақлаш мәсилсигә ишлитиш үчүн пәрвез мушәррәп һөкүмитигә 100 милйон доллар пул ярдәм бәргән.
Лекин хәвәрдә ейтилишичә, гәрчә америка һөкүмитиниң мунасивәтлик хадимлири, пакистан һөкүмәт даирилириниң баянлириға асасән, һазирчә, пакистан ядро қораллириниң бихәтәрлики үчүн, һечқандақ тәһдитниң мәвҗут әмәсликини тәкитлигән болсиму, әмма пакистан даирилири, ядро қоралларниң қандақ вә қайси йәрдә сақлиниватқанлиқи һәққидә америка тәрәпкә һечқандақ мәлумат бәрмигән.
Демәк, америка һөкүмити, пакистанға ядро қоралларниң бихәтәрликигә ишлитиш үчүн 100 милйон доллардин артоқ пул ярдими бәргән болсиму, әмма америка, ядро қоралларниң бихәтәрлики мәсилсидә франсийә вә русийә билән орнатқан техник һәмкарлиқини, мәвҗут қануни чәклимиләр түпәйли техи пакистан билән орниталмиған.
Хәвәрләргә қариғанда, гәрчә америка вә пакистан икки иттипақдаш дөләт болсиму, әмма ядро қораллар мәсилсидә, қануни чәклимиләрдин башқа йәнә, икки тәрәп оттурисида ишәнчсизлик мәвҗут икән. Пакистанлиқлар, америкиниң ядро қоралларниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн пакистанға бәргән техник ярдимигә гуман билән қариса, америкиниң бәзи һөкүмәт әрбаблири, пакистанға бундақ техникиниң берилиши, бу дөләтниң америкиниң ядро техникиси һәққидә нурғун мәлуматқа игә болуп кетишигә сәвәб болушидин әндишә қилидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бәнәзир бутто дадиси зулфиқар әли буттониң йениға дәпнә қилинди
- Сабиқ пакистан баш министири бәнәзир бутто сүйқәсткә учриди
- Президент пәрвез мушәррәп һәрбий һаләтни бикар қилидиғанлиқини җакарлиди
- Мушәррәпкә қарши ички һәм ташқи бесимлар күчәймәктә
- Пакистанниң хитайға ярдәмләшкәнлики паш болмақта
- Америка-афғанистан рәһбәрлири талибанларни йоқитишқа бәл бағлиғанлиқини ашкарилиди
- Америка - пакстан мунасивәтлири вә униң кәлгүси тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғини чақирилди
- Пакистандики хитай ишчилири немә үчүн һуҗумға учрайду ?
- Пакистанда хитай пуқралири нишанланған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум йүз бәрди
- Қизил мәсчит вәқәси, пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир күрсәткән
- Пакистан армийиси қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алған
- Хитайниң баш әлчиханиси ишчиларниң өлтүрүлүш вәқәсини қаттиқ әйиблиди
- Пакистанниң лал мәсчитидики тоқунушни ким қозғиди?
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә