Бәнәзир буттониң пакистан хәлқ партийиси әң көп орунға еришти


2008.02.21

18- Феврал дүшәнбә күни пакистанда елип берилған сайлам нәтиҗисидин қариғанда, нөвәттики пакистан президенти пәрвиз мушәррәпни қоллиғучи радикал исламчи партийә пакистан мусулманлар иттипақи партийиси( қ) 15 пирсәнт авазға еришип еғир зәрбигә учриди. Мәзкур партийә парламенттики 268 орунниң 42сигә еришкән болуп, мәлум болушичә, пәрвиз мушәррәпниң 19 нәпәр министири парламенттики орунлиридин айрилип қалған.

Буттониң пакистан хәлқ партийиси юқири авазға еришти

Бу нөвәтлик сайламда әң коп авазға еришкән партийә 2007-йили 17- декабир суйиқәсткә учрап өлүп кәткән сабиқ баш министир бәнәзир буттониң партийиси: пакистан хәлқ партийиси болуп, 88 орунға вә аяллар, аз санлиқ милләтләр үчүн қалдурулуп қоюлған 44 орун ичидики 25 орунға еришип бирләшмә һөкүмәт қурушта йетәкчилик орунға өткән.

Һазир пакистанда икки хил мусулманлар иттипақи партийиси бар болуп, буларниң бирси 1999- йили пәрвиз мушәррәп тәрипидин ағдурулуп сүргүн қилинған сабиқ баш министир наваз шәриф башчилиқидики пакистан мусулманлар иттипақи (наваз) яки наваз иттипақи, йәнә бирси пәрвиз мушәррәпни қоллайдиған партийә қуаидә әзәм яки падишаһ партийиси дәп аталған пакистан мусулманлар иттипақи ( қ) қатарлиқлар.

Наваз шәрип партийиси иккинчи болди

Бу нөвәтлик парламент сайлимида, наваз шәриф йетәкчиликидики пакистан мусулманлар иттипақи( наваз) парламенттики 268 орунниң 65 игә вә васитилик сайланған вә башқа қоллиғучилиридин болуп 20 орунға еришип иккинчи орунға өтти.

Мәлум болушичә, пәйшәнбә күни юқирида парламенттики әң көп орунға еришкән икки партийә йәни пакистан хәлқ партийиси билән пакистан мусулманлар иттипақи ( наваз) яки наваз иттипақи рәһбәрлири әсиф зәрдари билән наваз шәриф учришип, пәрвиз мушәррәпни тәхттин чүшүрүш үчүн бирләшмә һөкүмәт қуруш тоғрисида сөһбәт елип барған.

Бәнәзир бутто ханимниң йолдиши асиф әли зәрдариниң ройетирс агентлиқиға билдүрүшичә, у лар һазир пакистан дуч келиватқан мәсилиләрни һәл қилиш чариси үстидә издиниватқанлиқи вә бу нөвәтлик парламентниң роли үстидә тохтилип мундақ дегән: " парламент қайси президент билән биргә ишлигини болидиған вә яки қайси билән биргә ишлигини болмайдиғанлиқини қарар қилиду" дегән.

Наваз шәриф:" мушәррәпниң күни ахирлашти"

Өткән йили 3- ноябир пакистанда һәрбий һаләт йүргүзүлүп, пакистан алий соти бикар қилинип баш содийә нәзәрбәнд астиға елинған иди.

Өткән йили 11 ‏- айдин буян өйигә нәзәр бәнд қилинған баш содийә чавдһрйниң өйигә қарап йол алған наваз шәриф әпәнди 150 дәк адвокатлар топиға нутуқ сөзләп: " һазир баш содийә ифтихар чавдһрй вә башқа солчиларни мәһкимилиригә қайтуридиған вақит кәлди" дегән.

У йәнә, мушәррәпниң дәрһал истепа бериш керәкликини билдүргән вә: " мушәррәпниң күни ахирлашти.. Мушәррәп болса бир қанунсиз йоллар билән һоқуққа еришкән қанунсиз президент" дәп мушәррәпни әйиблигән.

Ақ сарай йеңи һөкүмәтниң мушәррәп билән әп өтүшини халайду

Әмма пакистан президенти мушәррәпниң вал- ситрит журнилиға билдүрүшичә, у һазирчә истепа беришни техи ойлашмиған. Мәлум болушичә, америка һөкүмити һазир пакистанда мәйданға келиш алдида турған йеңи һөкүмәтни пакистан президенти пәрвиз мушәррәп билән әп өтүп ишләшкә риғбәтләндүргән.

Ақ сарай баянатчисиниң билдүрүшигә қариғанда, америка президенти буш сәйшәнбә күни пәрвиз мушәррәпкә телефон қилған болуп, әмма баянатчи уларниң немиләрни дейишкәнлики һәққидә тәпсилий тохталмиған.

Анализчилар: хәлқ партийиси билән пакистан мусулманлар иттипақи һәмкарлишип кетәлмәслики мумкин

Гәрчә пакистан хәлқ партийиси билән наваз шәрфиниң пакистан мусулманлар иттипақи бирләшмә һөкүмәт қуруш үчүн сөһбәтләшкән болсиму, ройтерста көрситишичә, анализчилар бу икки партийиниң һәмкарлишип кетәлишигә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүргән.

Ройтерста хәвәр қилинишичә, пакистан хәлқ партийиси билән пакистан мусулманлар партийиси арисида узун мәзгиллик адавәт болғачқа, һазир мушәррәпму бу икки партийиниң бирләшмә һөкүмәт қурушта пикир бирлики һасил қилалмаслиқини күтүватқан икән.

Вәһаләнки, пакистан хәлқ партийисиниң рәһбири асиф әли зәрдари, пакистандики башқа ушшақ партийиләрниң рәһбәрлири билән вә етник паштунлар авам хәлқ партийиси рәһбәрлири билән көрүшкән болуп мәлум болушичә, улар "алий парламент" қурушта һәмкарлишидиғанлиқини билдүрүшкән.

Етник паштунлар партийиси парламентта 9 орунға еришкән иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.