Пакистанда өткүзүлидиған парламент сайлимида әсәбий диний күчләр һакимийәт бешиға келәлмиди
2008.02.26
Пакистанда елип берилған парламент сайлиминиң алди - кәйнидә хәлқара җамаәт болупму, ғәрб дөләтлири арисида пакистанда өткүзүлидиған парламент сайлимида әсәбий диний күчләрниң һакимийәт бешиға келиши мумкинлики җиддий әндишә яратқан иди.
Пакистан президенти пәрвез мушәррәп, пакистанда һәрбий һаләт елан қилғинида, пакистанда әсәбий диний күчләр һакимийәт бешиға келиши мумкин дегән әндишидин пайдилинишқа урунған. У, пакистанда һәрбий һаләт елан қилишиниң асаслиқ сәвәбини, пакистанда әсәбий диний күчләрниң һакимийәт бешиға келишиниң пакистандики ядро қораллар контроллуқиниң радикал исламий тәшкилатларниң қолиға чүшүп қилишиниң алдини елиш үчүн, дәп көрсәткән.
Пакистанда елип берилған парламент сайлиминиң һарписида вә сайлам җәрянида, пакистандики радикал гуруппилар вә әлқаидә тәшкилати қалдуқлириниң һуҗумлирини күчәйткәнлики, сайламға тәйярлиқ паалийити давамлишиватқан бир пәйттә, пакистанниң сабиқ баш министири вә пакистан хәлқ партийисиниң рәиси бәнәзир буттониң бир сүйиқәст нәтиҗисидә өлтүрүлгәнлики, хәлқара җамаәтниң пакистанниң сиясий келәчики тоғрисидики қайғу вә әндишилирини техиму көпәйткән иди.
Лекин пакистандики сиясий өктичиләр, пакистан президенти пәрвез мушәррәпниң, пакистанда радикал гуруппиларниң һакимийәт бешға келиш мумкинчилики барлиқи тоғрисидики баянатлирини рәт қилип, әгәр пакистанда әркин вә демократик бир сайлам елип берилса, радикал диний гуруппиларниң һечқачан ғәлибә қилалмайдиғанлиқини, пакистан хәлқиниң асаслиқ қисиминиң мөтидил сиясий партийиләрни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән. Улар ғәрб дөләтлиридин, парламент сайлиминиң әркин вә адаләтлик өткүзүлүши үчүн, президент мушәррәп һакимийитигә бесим ишлитишини тәләп қилған.
Бәнәзир буттониң суйиқәст нәтиҗисидә өлтүрүлүши сәвәбидин, президент мушәррәп һакимийити тәрипидин кечиктүрүлгән, парламент сайлими өткән һәптә елип берилди. Сайламда, пакистан хәлқ партийиси авазларниң әң коп қисимини қолға кәлтүрүш арқилиқ, пакистанда һөкүмәтни қуруш салаһийитигә еришти. Пакистандики мөтидил бир ислам партийиси һесабланған, сабиқ баш министир наваз шерипнң ислам иттипақи партийиси иккинчи күчлүк партийә болуп оттуриға чиқти вә парламентидики 268 орунниң 67 сини қолға кәлтүрди. Сайламда, президент мушәррәпни қоллиған партийиләр қаттиқ мәғлубийәткә учриған болуп, парламентида аран 40 орунға игә болалиди.
Бәнәзир буттониң йолдиши вә пакистан хәлқ партийисиниң рәиси асиф әли зәрдари вә наваз шерип, өткән пәйшәнбә күни пакистанда бирләшмә һөкүмәт қуруш тоғрисида келишти.
Сиясий мулаһизичиләрниң баян қилишичә, гәрчә пакистанда елип берилған парламент сайлими, пакистандики пүтүн мәсилиләрниң бир тәрәп болуп, хәлқарада пакистанниң келәчики һәққидә мәвҗут пүтүн қайғу вә әндишиләрниң түгигәнликини көрсәтмисиму, бу сайламниң нәтиҗиси, хәлқара җамаәттә болупму, ғәрб дөләтлиридә пакистандики сайламда диний радикал партийиләр ғәлибә қилиши мумкин дегән көз қарашларниң хата көз қарашлар икәнликини испатлиған һәмдә ғәрб дөләтлиридә пакистанниң сиясий келәчики һәққидә мәвҗут нурғунлиған әндишиләрни азайтқан.
Сиясий мулаһизичи четег баҗапайиниң асия вақти гезитидә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, пакистанда елип берилған парламент сайлиминиң нәтиҗиси, пакистандики радикал диний еқимларниң оттура шәрқ дөләтлиридикигә охшаш, умумий хәлқиниң қоллишиға еришкән вә хәлқ ичигә сиңгән һәрикәтләр әмәсликини көрсәткән. Униң ейтишичә, пакистанниң мустәқил бир дөләт болуп қәд көтүрүп чиқишида муһим рол ойниған, муһәммәт әли җинаһ йетәкчиликидики рәһбәрләр, пакистанни қанун һакимийити вә мөтидил ислам билән башқурулидиған бир дөләт асасида қуруп чиққан.
Шуңа, гәрчә, пакистанда иш бешиға кәлгән һакимийәтләр вә пакистанниң ахбарат идарилири, ислам динидин бир сиясий қорал сүпитидә пайдилинишқа тиришқан болсиму, парламент сайлими нәтиҗиси испатлиғандәк, пакистанда ирандики һакимийәткә охшаш бир диний һакимийәтниң қурулуши мумкин әмәс икән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бәнәзир буттониң пакистан хәлқ партийиси әң көп орунға еришти
- Пакистан сайлимида көп киши аваз беришкә қатнишалмиди
- Голландийидики уйғур җәмийити сайлам өткүзди
- Бир түркүм америка палата әзалири: " тәйвәнниң келәчикини хитай әмәс, тәйвән хәлқи бәлгилиши керәк"
- Қирғизистан парламентида уйғур вәкили - пәрһат һаҗи
- Көзәткүчиләрниң нәзиридики өзбекистан президент сайлими
- 2007 - Йилидики дунявий сиясий һәрикәтләрдә аяллар
- Қирғизистандики өктичи партийә - гуруһлар сайламда адаләтсизлик көрүлгәнликини илгири сүрди
- Қирғизистан парламентидики сайламниң дәсләпки нәтиҗилири
- Пәрһат һаҗи қирғизистан али кеңишигә намзат қилип көрситилди
- Русийиә парламент сайлимида путинниң партийиси ғәлибә қилди