Пакистандики қәбилиләрниң наразилиқ һәрикәтлири күчәймәктә
2006.11.02
Пакистан армийисиниң дүшәнбә күни баҗавур районидики бир диний мәдрисигә қарита елип барған һава һуҗумида 80 кишиниң өлгәнлики, болупму пакистанниң афғанистан чегрисидики қәбилиләр арисида қаттиқ наразилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болмақта.
Баҗавур районида үч күн бурун башланған наразилиқ һәрикәтлири үзлүксиз давамлишиватқан болуп, чаршәнбә күни елип берилған намайишларға 20000 ға йеқин киши қатнашқан. Әң чоң намайиш пакистан армийиси тәрипидин бомбиланған мәктәп йенидики саларзәй йезисида елип берилған болуп, бу намайишқа 10000 әтрапида киши қатнашқан. Намайишчилар һөкүмәт биналириға һөҗум қилип, бәзи биналарға от қоюп бәргән. Пакистан армийисиниң баҗавур районидики диний мәктәпкә қарши елип барған һава һуҗуми пакистан-афғанистан чегра районидики вәзийәтни техиму җиддийләштүрүвәтти.
Пакистан даирилириниң бу һәрикити талибанларни қоллайдиуғанларниң санини ашуруветиши мумкин
Сиясий мулаһизичиләр баҗавурдики диний мәктәпниң бомбиланғанлиқи пакистан президенти пәрвез мушәррәпниң пакистан-афғанистан чегрисидики қәбилиләр билән тинчлиқ келишими имзалаш пиланлирини қийинчилиққа учритип, бу районда талибанлар һәрикитини қоллайдиғанларниң санини техиму көпәйтивитиши мумкин дейишмәктә.
Сентәбир ейида пакистан һөкүмити шималий вәзиристандики талибанларни қоллаватқан қәбилиләр билән бир тинчлиқ келишими имзалиған болуп, баҗавур райондики қәбилиләр биләнму охшаш бир келишим имзалашни пиланлаватқанлиқи тоғрисида хәвәрләр чиққан. Франсийә агентлиқиниң баҗавур районидин хәвәр қилишичә, райондики мусулман диний рәһбәрләрниң пакистан армийисиниң диний мәктәпкә қаратқан һава һуҗумида америкиниң қоли бар болуши мумкинлиқи тоғрисидики сөзлири, район хәлқиниң ғәрб дөләтлири вә америкиға болған дүшмәнлик һесиятини техиму күчәйткән.
Дегәндәк, баҗавур қәбилә башлиқлири кеңишиниң рәиси абдуләзизхан чаршәнбә күни пакистан һөкүмитини бундақ һуҗумларниң қайтиланмайдиғанлиқи тоғрисида капаләт беришикә чақирип, бундақ бир капаләт алмай туруп һөкүмәт билән тинчлиқ сөһбитини башлатмайдиғанлиқини билдүрди.
Америка бу ишта қоли барлиқини рәт қилмақта
Район хәлқи пакистан армийисиниң һуҗумида өлгән 80 кишиниң мәзкур диний мәктәптә оқуватқан оқуғучилар вә оқутқучилар икәнликини билдүрүп, бу һуҗумни елип барғанлиқи үчүн һөкүмәтни қаттиқ әйиблимәктә. Һәтта бәзиләр бу һуҗумда америкиниң қоли барлиқини тәкитләп президент буштин интиқам алидиғанлиқини тәкитлимәктә. Райондики бәзи кишиләр пакистан армийисиниң һуҗумидин аввал америкиниң бир адәмсиз җасуслуқ айропиланиниң мәктәп җайлашқан йеза үстидә учуп йүргәнликини билдүрмәктә. Әмма һәм пакистан һөкүмити һәм америка һәрбий даирилири, америкиниң бу һуҗумда қоли барлиқини рәт қилмақта.
Лекин һөкүмәт тәрәп, бомбиланған диний мәктәпниң әслидә бир террорчи тәрбийиләш мәркизи икәнликини, һәтта осама бн ладин ниң муавини әйман әлзаваһириниң мәзкур мәктәпни икки қетим зиярәт қилғанлиқи һәққидә қоллирида ениқ пакит барлиқини тәкитлимәктә. Пакистан президенти пәрвез мушәррәп сәйшәнбә күни ислам абадда бәргән баянатида, пакистан армийисиниң баҗавурдики диний мәктәпкә қарита елип барған һуҗумини қоллап, бу диний мәктәптики паалийәтләр бир нәччә вақит көзүтүлгәнликини, униң бир террорчи тәрбийиләш мәркизи икәнлики енқланғанлиқини тәкитләп, у йәрдә гунаһиж адәм йоқ иди. Өлгәнләрниң һәммси қораллиқ кишиләр иди, деди. Намайишлардин кейин, баҗавур райони пакистан армийиси тәрипидин пүтүнләй қоршалған болуп, һөкүмәт мухбирлар, вә кишилик һоқуқ көзәткүчилириниң районға беришини чәклигән.
Мәркизи нюйоркдики хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, пакистан һөкүмитидин һуҗумниң кимләр тәрипидин пиланлинип, қандақ елип берилғанлиқини, вәқәдә кимләр өлгәнликини ениқлаш үчүн көзәткүчиләрниң районға беришиға рухсәт қилишини тәләп қилди.
Хәлқара кризис гурупписиниң җәнубий асия программисиниң дериктори самина әхмәт, әгәр бу диний мәктәптә террорчилар йошурунған болса, пакистан армийиси мәктәпни қоршап, террорчиларни қолға елиш керәк иди. Пакистан армийисиниң тосаттин бу мәктәпкә һуҗум қилиш кишини әҗәпләндүриду, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондилиза райисниң асиядики сәпири хитайда ахирлишиду
- Пакистан билән хитайниң террорчилиққа қарши һәмкарлиқи кимгә қаритилған?
- Пакистан баш министири шавкәт әзиз хитайни зиярәт қилди
- Пакистанда гөрүдики хитай инҗенирларни қутқузуш һәркити қанлиқ ахирлашти
- Гөрүдики хитай инҗенирларни өлтүрүш вақит чәклимиси кечиктүрүлди