Хитайниң баш әлчиханиси ишчиларниң өлтүрүлүш вәқәсини қаттиқ әйиблиди
2007.07.09
Хитайниң пакистанда турушлуқ баш әлчиханиси баянат елан қилип, йәкшәнбә күни кечидә пакистан билән афғанистан чегрисидики пешавер шәһиридә бир хитай аилисидики 3 кишиниң өлтүрүлгәнлик вәқәсини қаттиқ әйиблиди.
4 Нәпәр хитай пуқраси һуҗумға учрап, 3 киши өлгән вә бир киши еғир яриланған

Хитайниң пакистанда турушлуқ баш әлчиханиси дүшәнбә күни әттигәндә баянат елан қилип, 4 нәпәр хитай пуқрасиниң, йәкшәнбә күни кәчтә пакистанниң ғәрбий шималидики пешавәр шәһиридә һуҗумға учрап, 3 кишиниң өлгәнликини вә бир кишиниң еғир яриланғанлиқини билдүрди.
Баянатта хитай даирилири, бу вәқәни зораванлиқ һәрикәт дәп әйибләп пакистан һөкүмитиниң тездин вәқәниң әсли маһийитини тәкшүрүп чиқип, җинайәтчиләрни қаттиқ җазалишини тәләп қилди.
Хитай пакистан һөкүмитидин, өлгүчиләрниң ахирәтлик ишлирини яхши бир тәрәп қилишини сориған

Пакистанда турушлуқ хитайниң баш әлчиси, ло җавхуй йәнә пакистан һөкүмитидин өлгүчиләрниң ахирәтлик ишлирини яхши бир тәрәп қилиш билән биргә пакистанда яшаватқан хитай пуқралириниң бихәтәрликигә капаләт беришни тәләп қилди.
Хитай әлчиханисиниң муавин башлиқи мав сивей қатарлиқ әлчихана хадимлири, пешаверға йетип берип, йүз бәргән вәқә үстидин тәкшүрүш елип бериш хизмитини башливәткән.
Бу арида пакистан ташқи ишлар баянатчиси әсләмму пакистан һөкүмитигә вакалитән ипадисини билдүрүп, йүз бәргән вәқәниң пакистан хитай мунасивитигә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Пакистан сақчи даирилириниң испатлишичә, вәқәдә өлтүрүлгән хитай ишчилири пешавәрдики үч чақлиқ мотосиклит ясайдиған бир завутниң ишчилири болуп, пешавәрдики бир һөкүмәт хадими ройетрс агентлиқиға, һуҗум қилғучиларниң ишчиларни иштин чүшкәндә оқ тутқанлиқини ейтип бәргән.
Вәқәни өз көзи билән көргүчиләр болса, сақаллиқ бир қанчә әрниң машина һәйдәп келип, хитай ишчилири турушлуқ өйниң алдиға келип, оқ чиқарғандин кейин нәқ мәйдандин айрилғанлиқини билдүргән.
Пешавәрдики сақчилар хитай пуқралирини оққа тутқучиларниң нимә мәқсәт билән һуҗум қозғинғанлиқини сәвәбини һазирчә техи ениқлап чиқмиғанлиқини әмма тез арида мәзкүр делони тәкшүрүп чиқидиғанлиқини ейтқан.
Хитай пуқралириниң нимә үчүн өлтүрүгәнлики техи ениқ әмәс

Оқ тегип яриланған хитай пуқраси, дохтурханида сақчиларға тонумайдиған бир қанчә пакистанлиқниң өйигә бастуруп кирип, уларға қаритип оқ чиқарғанлиқини, өлгәнләрниң бириниң өз оғли қалған иккисиниң туққини икәнликини билдүрүп" : мән бу адәмләрниң нимә үчүн бундақ бир һәрикәт елип барғанлиқини пәқәт биләлмидим " дегән.
Афғанистан билән пакистан чегрилинидиған ғәрбий шималдики районларда йеқиндин буян йүз бәргән бир қатар һуҗумларға қарита, пакистан һөкүмити ислам радикал тәшкилатлири тәрипидин елип берилған болиши мумкин дегән һөкүмни чиқарған.
Бир қанчә күн илгири, пакистанниң пайтәхти ислам - абадтта, радикал ислам оқуғучилири қизил мәсчиттә, пакистан әскәрлири билән қаршилашқан.
Пакистан қуруқлуқ армийисиниң бир генерали, ислам - абадтики қизил мәсчит ислам оқуғучлири тәрипидин етип өлтүрди. Йәнә шу қизил мәсчиттә ислам оқуғучилири өткән ай бир қанчә хитайни гөрөгә елип, уларниң пакистанда паһишәлик мулазимити елип бериватқанлиқини ашкарилиған иди.
Ислам оқуғучилири йәнә, хитай пуқралириниң қуруқ йиңнә санҗиш баһанисида ислам диниға зит һәрикәтләр билән шуғуллинип, уларниң ғуруриға тегиватқанлиқини билдүрди.
Йеқинқи йиллардин буян, пакистан, афғанистан қатариқ ислам дөләтлиридә хитай рестурантлири алаһидә көпәйгәндин сирт, хитайчә усулда давалайдиған кичик типтики йиңнә санҗиш ойи вә бәдән увулаш өйлири көпәйгән болуп, бу хил орунларда әмилйәттә җинси мулазимәт елип бериватқанлиқи ашкариланмақта.
2001 - Йили афғанистанда талибан һакимийити гумран болғанда, истансимиз мухбири афғанистанниң көплигән җайлирида зиярәттә болуп, бирму хитай ресторани учратмиған әмма мухбиримиз 2004 - йили афғанистанниң пайтәхти кабулда хитай рестуратлиридин бир қанчилирини көргәндин сирт, һәтта хитай аяллириниң сүрәтлири исилған көңүл ечиш сорунлириниң ечилғанлиқини көргән.
Ислам дөләтлиридики бу хил әһваллар, ялғуз диний радикал тәшкилатлириниң наразилиқини қозғапла қалмай, хәлқниңму қаттиқ наразилиқини мәйданға кәлтүргән.(Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанниң лал мәсчитидики тоқунушни ким қозғиди?
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистандики қәбилиләрниң наразилиқ һәрикәтлири күчәймәктә
- Кондилиза райисниң асиядики сәпири хитайда ахирлишиду
- Пакистан билән хитайниң террорчилиққа қарши һәмкарлиқи кимгә қаритилған?
- Пакистан баш министири шавкәт әзиз хитайни зиярәт қилди
- Пакистанда гөрүдики хитай инҗенирларни қутқузуш һәркити қанлиқ ахирлашти
- Гөрүдики хитай инҗенирларни өлтүрүш вақит чәклимиси кечиктүрүлди
- Пакистан һөкүмити чәтәллик җәңчиләрни америкиға тапшуруп бәрмәйдиғанлиқини җакарлиди