Пакистанниң хитайға ярдәмләшкәнлики паш болмақта
2007.08.13
Әлқаидә вә талибан қалдуқлириға қарши җиддий тәдбир елиш вә уларниң пакистандики һәрикәтлирини тохтитиш тоғрисида америкиниң бесимиға дуч келиватқан пакистан һөкүмити, пакистандики хитай пуқралириниң бихәтәрликини қоғдаш вә уйғур паалийәтчиләрни тутуп, хитайға тапшуруп бериш мәсилсидә хитайниң охшаш бесимиға дуч кәлмәктә. Лекин сиясий мулаһизичи б раманниң билдүрүшичә, пакистан һөкүмити хитайниң тәләплирини орундашқа көпрәк әһмийәт бәрмәктә.
Һиндистандики чанай тәтқиқат мәркизиниң мутәхәссиси б раманниң разветка хәвәрлири тор бетидә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, америка һөкүмитиниң талибан вә әлқаидә қалдуқлириға қарши җиддий тәдбир елиш тоғрисидики тәләплиригә сәл қарап кәлгән пакистан һөкүмитиниң, бейҗиңниң тәләплирини дәрһал орундиғанлиқи йеқинда пакистанда йүз бәргән вәқәләрдә ениқ оттуриға чиққан.
Б раманниң елан қилған мақалисиниң мәзмуни
Униң ейтишичә, талибанларни қоллайдиған радикал исламий гуруппиларниң қизил мәсчиттә бир нәччә ай давамлашқан һәрикәтлириниң алдини елиш үчүн һечқандақ җиддий тәдбир алмиған пакистан президенти пәрвез мушәррәп, паһишивазлиқ билән әйибләнгән 6 хитай аялниң қизил мәсчитниң оқуғучилири тәрипидин гөрүгә елинишидин кейин, хитай һөкүмитиниң наразилиқ билдүрүши билән дәрһал һәрикәткә атлинип, 2007 -йили 10 - июл күни пакистан армийисигә қизил мәсчиткә һуҗум тоғрисида буйруқ чүшүргән.
Б раманниң мақалисидә тәкитлинишичә, пакистан һөкүмити абдулла мәсуд мәсилисигиму охшаш муамилә қилған. Пакистанниң җәнубий вәзиристан районда талибанларни қоллаватқан қәбилә рәһбәрлириниң бири болған абдулла мәсуд узундин бери афғанистандики америка вә әнгилийә һәрбий қисимлириға қарши һәрикәт елип бериватқан талибанларға ярдәм қилип кәлмәктә иди. Шуңа америка һәмдә президент карзай һөкүмити бир нәччә қетим пакистан һөкүмитидин абдулла мәсудқа қарши тәдбир елишини тәләп қилған. Лекин пакистан бихәтәрлик қисимлири абдулла мәсудниң паалийәтлирини тохтитиш үчүн җиддий бирәр тәдбир алмиған иди. Әмма хитай һөкүмитиниң абдулла мәсудниң паалийәтлири һәққидә әндишә баян қилип, униң пакистандики хитай пуқралириға тәһдит икәнликини җакарлиши, пакистан бихәтәрлик қисимлири вә разветка органлириниң дәрһал һәрикәткә атлинип, 2007 - йили 23- июл күни абдулла мәсудни бәлочистандики йошурунған җайида өлтүрүшигә сәвәб болди.
Б раманниң мақалисидә ейтишичә, гәрчә пакистан һөкүмити абдулла мәсудниң пакистан бихәтәрлик қисимлириға тәслим болушни рәт қилип, өзини партлитип өлгәнликини билдүргән болсиму, әмма абдулла мәсудниң сәбдашлири, униң пакистан бихәтәрлик қисимлири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини баян қилишмақта.
2004 - Йили өктәбир ейида, абдулла мәсудниң бир қисим җәңчилири җәнубий вәзиристанниң танк районида икки хитай инженерини гөрөгә еливалған иди. Пакистан бихәтәрлик қисимлириниң гөрөгә елинғанларни қутқузуш үчүн елип барған һәрикитидә гөрөгә елинған икки хитай инҗенериниң бири вә 5 гөрөгә алғучи өлгән иди.
Пакистандики 20 уйғур паалийәтчисини техи туталмиғанлиқи, хитай һөкүмитини биарам қилмақта
Хәвәрләргә қариғанда, гәрчә пакистан һөкүмити, хитайниң тәләплирини дәрһал орундаватқан болсиму, әмма пакистан бихәтәрлик қисимлириниң бейҗиң һөкүмити тәрипидин хитайға тапшурулуши тәләп қилинған пакистандики 20 уйғур паалийәтчисини техи туталмиғанлиқи, хитай һөкүмитини биарам қилмақта икән.
Хитай һөкүмити, пакистан даирилиридин уйғур паалийәтчиләрни 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғини башлиништин бурун тутуп хитайға тапшуруп беришни тәләп қилмақта. Хитай һөкүмити пакистандики уйғур паалийәтчиләрниң хәлқара җамаәтниң диққитини шәрқий түркистан мәсилисигә тартиш үчүн , бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғини җәрянида пакистанниң шималий вәзиристан районида паалийәт елип бериватқан өзбекистан исламий һәрикити әзалири билән бирликтә уйғур елидә партлитиш һәрикәтлири елип беришидин әндишә қилидикән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур 20 уйғур паалийәтчини тутуп хитайға тапшуруш вә хитай пуқралирини өлтүргәнләрни тутуш тоғрисидики тәлипини техи орундиялмиған пакистан бихәтәрлик қисимлири, пакистандики хитай пуқралириға қаритилған һуҗумларни хитай -пакистан мунасивәтлирини бузушни мәқсәт қилған хәлқаралиқ сүйқәстниң бир қисими дәп көрситишкә башлиған. Һәтта пакистан баш министири шәвкәт әзиз 8- авғуст күни бәргән баянатида, йеқинда пакистандики хитай пуқралириға қарита елип берилған һуҗумлар , хәлқаралиқ бир суйиқәст дәп көрсәткән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка-афғанистан рәһбәрлири талибанларни йоқитишқа бәл бағлиғанлиқини ашкарилиди
- Талибанларниң баянатчиси җәнубий корийиниң әлчиси билән телефон арқилиқ сөзләшти
- Америка - пакстан мунасивәтлири вә униң кәлгүси тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғини чақирилди
- Пакистандики хитай ишчилири немә үчүн һуҗумға учрайду ?
- Пакистанда хитай пуқралири нишанланған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум йүз бәрди
- Қизил мәсчит вәқәси, пакистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләргә сәлбий тәсир күрсәткән
- Пакистан армийиси қизил мәсчитниң контроллиқини пүтүнләй қолға алған
- Хитайниң баш әлчиханиси ишчиларниң өлтүрүлүш вәқәсини қаттиқ әйиблиди
- Пакистанниң лал мәсчитидики тоқунушни ким қозғиди?
- Афғанистан президенти һамид кәрзәй талибан рәһбәрлири билән бивастә сөһбәт елип барған
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистан- афғанистан чегра районида йүз бәргән тоқунушта 160 адәм өлди