Гуантанамодики уйғурларниң пакистанда әсиргә чүшүш җәряни

RFA Photo / Shohret Hoshur
Абдуғаппар өзиниң вәтәндә барғансери күчийиватқан хитай зулумиға қарши бир чиқиш йоли издәш ғайиси билән вәтәндин айрилғанлиқини, афғанистанға йетип берип анчә узун өтмәй, сәбдашлири билән бирликтә әсиргә чүшкәнликини, әсиргә чүшүшигә пакистандики қәбилиләр райониға аит бир қисим кишиләрниң сәвәб болғанлиқини билдүрди.
У сөһбәт давамида, өзлириниң пакистан һөкүмити яки райондики һәр қандақ бир күчкә қарши пилан вә нийити болмиғанлиқини, пәқәтла хитай зулумиға қарши мәйданда болғанлиқи үчүн әсиргә чүшүш җәрянида қаршилиқ көрсәтмигәнликини әскәртип өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.