Америкилиқ профессорниң памир игизликидә йүз бәргән вәқә һәққидики қарашлири


2007.01.26

Dru-Gladney-200.jpg
Proféssor Dru Gladney. image courtesy: Pomona College

Хитай һөкүмити 5‏- январ күни шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң памир игизликидики бир террорлуқ лагириға һуҗум қилип, 18 кишини өлтүрүп 17 кишини тирик қолға чүшүргәнликини елан қилғандин кейин, хитай һөкүмитиниң бу вәқәниң йүз бериш әһвали һәмдә шәрқий түркистан исламий һәрикити тоғрисидики муддиалирини әң күчлүк тәләппуз билән рәт қилған чәтәллик мутәхәссис америкидики тинч окян институтиниң профессори, атақлиқ хитайшунас дру гладни германийә агентлиқи қатарлиқ ғәрб агентлиқлириға бәргән баянатида, уйғур тәшкилатлириниң хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән һечқандақ мунасивити йоқлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң, әлқаидә тәшкилати билән четишлиқи барлиқи тоғрисида һазирғичә һечқандақ пакит оттуриға қоялмиғанлиқини билдүрди.

Профессор Dru C. Gladney Бу мунасивәт билән мухбиримиз қанатниң зияритини қобул қилип, соаллириға җаваб бәрди.

- Һөрмәтлик профессор гладни әпәнди, сиз хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң памир игизликидики лагириға һуҗум қилип, 18 кишини өлтүрүп 17 кишини тирик қолға чүшүргәнлики тоғрисидики хәвиригә немә үчүн гуман билән қарайсиз?

- Хитайниң бу мәсилә һәққидики хәвәрлири наһайити гуманлиқ. Болупму хитай һөкүмитиниң бундақ бир вәқәниң йүз бәргәнлики һәққидә һечқандақ пакит оттуриға қоялмиғанлиқи, кишидә техиму көп гуман қозғайду. Мәсилән нурғун кишиләр хитай һөкүмитидин бундақ бир вәқәниң йүз бәргәнликини испатлайдиған, рәсим вә көрүнүш шуниңдәк синалғу линтилирини оттуриға қоюшини тәләп қилди. Әмма хитай һөкүмити һазирғичә бундақ пакитларни оттуриға қоялмиди. Мениңчә, хитай һөкүмитиниң вәқәниң йүз бәргәнликини дуняға җакарлиғандин кейин, җимип кетиши кишидә техиму көп гуман қозғайдиған, ғәлитә бир әһвал. Мушу сәвәбтин нурғун кишиләр хитай һөкүмитиниң памир игизликидә аталмиш уйғур террорчилириға қарита елип барған һәрикәт тоғрисидики хәвәрлиригә гуман билән қаримақта. Мениңчә бу террорлуқ билән мунасивәтсиз бир вәқә болуши мумкин. Мән бу вәқә йүз бәргән районни бир нәччә қетим зиярәт қилған. Шуниң үчүн хитай һөкүмити елан қилғандәк бу районда бир террорлуқ лагириниң мәвҗут болушиға анчә ишәнмәймән. Хитайда қанунсиз ишлитиливатқан көмүрканлар наһайити көп. Хитай сақчилири районда мушундақ бир көмүркан ишлитиватқан уйғурларға һуҗум қилған болуши мумкин.

- Ундақта хитай һөкүмитиниң, районда бир террорлуқ лагириға һуҗум қилип, аталмиш террорчиларни өлтүргәнликини дуняға елан қилиштики асаслиқ мәқсити нимә? нимә үчүн хитай һөкүмити бундақ бир террорлуқ һекайиси тоқуп чиқишқа туришиду?

- Террорчилиқни баһанә қилип, сиясий, һәрбий вә иқтисадий җәһәттики бесимларни күчәйтиватқан дуняда пәқәт хитайла әмәс. Нурғун дөләтләр амма үстидики контроллуқини күчәйтиш үчүн террорчилиқни сәвәб қилип көрсәтмәктә. Террорчилиққа қарши уруш шуари нурғун дөләтләргә халиған чағда сиясий вә миллий һәрикәтләрни бастуруш үчүн пурсәт яритип бериватиду. Памир игизликидики вәқә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң мәркәздин техиму көп пул елиш үчүн тоқуп чиққан бир һекайисиму болуши мумкин. Шинҗаңдики вәзийәт һәммимизгә мәлум. Райондики рәһбәрләр бундақ бир террорлуқ вәқәси яритиш арқилиқ, мәркизи һөкүмәткә районда вәзийәтнниң җиддий икәнликини көрситип, мәркәзни райондики һәрбий вә сақчи қисимлириға техиму көп иқтисад аҗритишқа мәҗбурлашни мәқсәт қилған болуши мумкин. Йәнә бир сәвәби болса, һәммимизгә мәлум болғандәк, хили вақт болди, хитайдики исламий террорчилиқ вә бөлгүнчилик тәһдити һәққидә хәлқара мәтбуатта һечқандақ бир хәвәр елан қилинмиди. Дуня хитай һөкүмитиниң ислам террорчилиқ тәһдити һәққидики муддиалирини аста-аста унтушқа башлиди. Хитай һөкүмити шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң районда һәрбий лагир қурғанлиқини дуняға җакарлаш арқилиқ, хәлқара җамаәтниң диққитини қайтидин бу мәсилигә бурашқа тиришқан болуши мумкин. Чүнки уйғурларни вә уйғур тәшкилатлирини исламий террорлуқ тәшкилатлириға четип уларни хәлқара җамаәтниң ярдимидин мәһрум қалдуруш шундақла дуня җамаәтчиликигә хитайни исламий террорлуқниң қурбани қилип көрситиш, бейҗиң һөкүмитиниң хәлқара мунасивәтләрдики әң муһим нишанлиридин бири һесаблиниду.

- Йеқинда хитай мәтбуатида, уйғур аптоном раюнлуқ парткоминиң секретари ваң лечүәнниң чириклик делосиға читишлиқи һәққидә хәвәрләргә чиқишқа башлиди. Сизчә хитай һөкүмәт даирилири памир игизликидә йүз бәрди дегән вәқәниң бу мәсилә билән бир мунасивити барму? бу хәлқиниң диққитини башқа тәрәпкә бураш тәшәббуси болуши мумкинму?

- Уйғур елидә йүз беридиған һәрқандақ вәқәниң ваң лечүән билән мунасивити болуши тәбий. Әмма ваң лечүәнниң чириклик вәқәси билән четишлиқи һәққидә хитай мәтбуатида чиққан хәвәрниң памир игизликидә йүз бәргән вәқә билән бивастә мунасивити, бар - яки йоқлиқи ениқ әмәс. Лекин хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң памир игизликидики лагириға елип берилған һуҗум һәққидики хәвәрни елан қилишниң алдида рабийә қадир ханим һәққидә елан қилинған мақалини наһайити муһим дәп қарайман. Чүнки бу мақалида рабийә қадир вә уйғур тәшкилатлири, хитайниң миллий игилики үчүн чоң тәһдит дәп көрситилгән. Әлвәттә бир уйғур террорлуқ тәшкилатиниң бу районда бир лагир қурғанлиқи хәвири рабийә ханим вә уйғур тәшкилатлириниң хәлқара сәһнидә елип бериватқан паалийәтлирини тосаш үчүн хитай һөкүмити үчүн яхши бир пакит болалайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.