Хитайниң памир вәқәси тоғрисидики пакити


2007.02.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

1 – Айниң 5 – күни хитай тәрәп памир тағлиқ раюнида 18 террористни етип өлтүрүп, 17 террористни қолға чүшүргәнлики һәққидә хәвәр елан қилғандин кейин, д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә д у қ баянатчиси дилшат решитлар арқа – арқидин баянатлар елан қилип, хитайниң террорлуққа зәрбә бериш баһанисида, уйғурлар үстидин қанлиқ қирғинчилиқ йүргүзүшниң бир асасини һазирлаватқан болуши мумкинликни әскәрткән иди.

Дәрвәқә, узун өтмәй пүтүн уйғур диярида җиддий һаләт пәйда болуп, аталмиш "террористлар" билән алақиси бар дегән гуман билән 1500 дин артуқ адәм қолға елинған. Гәрманийидики уйғур зиялиси алимҗан әпәнди, әгәр памирдики бу вәқә раст болған тәқдирдә, уйғурларниң бу күришиниң һәқлиқ бир күрәш санилидиғанлиқини тәкитләп өтти.

Хитайниң һәрикити хәлқараниң гуманини қозғиди

Мәзкур вәқәгә қарита әнгилийә, франсийә вә америкидики чәтәл мутәхәссислириму өз мулаһизилирини оттуриға қоюп, памир вәқәсиниң бир тоқулма болуши мүмкинликини илгири сүргән һәмдә хитай һөкүмитини бу һәқтә һич қандақ дәлил – испат көрситип берәлмигәнлики билән әйиблигән иди. Болупму, америка тинч окян тәтқиқат институтиниң профессори гладней әпәнди 5 – январ памир вәқәси һәққидә хитайниң һелиғичә әқилгә уйғун бир пакитни оттуриға ачиқалмиғанлиқини тилға елип, хитайниң уйғурларни терроризимға бағлап бастурмақчи болуватқанлиқини тәкитлигәндин кейин, бу вәқә һәққидики мулаһизиләр хәлқ`ара җамаәтчиликниң диққитини чекишкә башлиған. Бу сәвәблик хитай тәрәпниң "шәрқий түркистан ислам һәрикити гуруһи пәйда қилған вәқә" дәп елан қилған бу хәвириниң растлиқини испатлашқа сәл қаримиғанлиқи мәлум.

Хәлқараниң һәр хил гумани баһалиридин раһәтсизләңән хитай һөкүмити, гәрчә бүгүнгә қәдәр 5 – январ памир вәқәсиниң һәқиқитини ашкарилайдиған бирәр парчә сүрәтни көрситәлмигән болсиму, өз мухбирлириниң ролиға тайинип, чәтәл алимлириниң, җүмлидин профессор гладней әпәндиниң қарашлириға рәддийә беришкә тиришқан. "Йәр шари вақит гезити" ниң мухбири чеңгаң 26 – январ күни мәзкур гезиттә "шинҗаңда армийә – хәлқниң һәмкарлишип, террорчи күчләргә зәрбә беришиниң пакити" намлиқ бир мақалә елан қилған. Мақалә; әнгилийә, франсийә вә америкиниң памир вәқәсигә ишәнмигәнлики, пакит тәләп қилғанлиқи һәмдә уларниң д у қ рәиси рабийә қадирниң тили арқилиқ хитай һөкүмитини әйиблигәнлики, өзиниң памир вәқәсиниң һәқиқитини ениқлаш үчүн нәқ мәйданға берип, 1 – қол материялға еришмәкчи болғанлиқи билән башланған.

Хитай мухбириниң хатирилири вәқәниң раслиқида гуман қозғайду

Мухпир чеңгаң 9 – январ күни қәшқәргә йетип келип, 10 – январ күнидин башлап ақту наһийисиниң косрап йезисиға йеқин җайдики муһасиригә елинған нәқ мәйданға барған. Униң игилигән пүтүн пакитлири аталмиш "террорчилар увиси" ни муһасиригә алған әскәр вә сақчиларниң мәзкур вәқә һәққидики асассиз мәлуматлиридин ибарәт болған. Мәлуматта террорчиларниң әслидә үч лагирға йәрләшкәнлики, икки лагирдики террорчиларниң 5 – январ күнидин башлап тармар қилинғанлиқи, ахирқи бир лагирдики террорчиларму тармар қилинған болсиму, бу даириниң һазирғичә муһасирә астида туриватқанлиқи, армийә билән хәлқ бирлишип, пүткүл йолларға чаза қуруп, қечип йүргән террорчиларни тутмақчи болғанлиқи вә бу районниң йәр шәклиниң толиму мурәккәплики, шундақ болсиму, бирму террорчиниң қечип қутулалмайдиғанлиқи оттуриға қоюлған. Мақалида йәнә, уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитиниң терроризимға қарши һәрикәтлирини қоллайдиғанлиқи һәққидә мисаллар елинған.

Гәрчә „йәр шари вақит гезити" ниң мухбири чеңгаң пакит көрситип, профессор гладней әпәнди башчилиқидики ғәрб алимлириниң вә д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң сөзлиригә рәддийә бәрмәкчи болған болсиму, у тутамға чиққудәк пакит тапалмай, өзиму сәзмигән һалда 5 – январ памир вәқәсини һәйвәт билән елан қилған хитай һөкүмитигә рәддийә берип қойған. Йәни, 5 – феврал памир вәқәси һәққидә дәлил – испат көрситиш мәқсидигә йетәлмигән.

"Йәр шари вақит гезити" ниң мухбири чеңгаңниң мақалисида: әнгилийә гезитлириниң "җуңго һөкүмити терроризимға қарши туруштин пайдилинип, уйғур райониға болған һөкүмранлиқини мустәһкәмләшкә теришмақта, уйғурларни хитайлаштурулушни қобул қилишқа мәҗбурлимақта" дегән сөзлири нәқил елинғандин башқа, профессор гладней әпәндиниң "қирғинчилиққа учриған уйғурлар бәлким кан ишчилири болуши мумкин, бәлким қорал – ярақ әткәсчилири болуши мумкин" дегән сөзлири мисалға елинип, буни рәт қилишқа урунулған болсиму, апторниң - тоғриси апторниң тили арқилиқ хитай һөкүмитиниң мәқсити бу йәрдә һасил болмиған.

Аптор чәңгаң пәқәт, бу районда кан ечип, көмүр тошуш үчүн йол болуши керәкликини, әмма бу тағлиқ районда йол йоқлиқини, қорал – ярақ әткәсчилики билән шуғуллуниш үчүнму әқәллийси телефун алақисигә имкан болуши керәкликини, әмма бу йәрдә телефун ишлимәйдиғанлиқини пакит қилип көрсәткән.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, кишиләр нәзиридә гуманға тақишип қалған 5 – январ памир вәқәсиниң раст – ялғанлиқи һазирчә ениқ болмисиму, лекин пүтүн уйғур дияри тәвәсидин 1500 дин артуқ адәмниң бөһтан билән қолға елинғанлиқи ялған әмәс икән. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.