Канадада ләй чаңшиңниң әрзи рәт қилинди
2005.04.18
Хитай тарихидики әң чоң хиянәтчилик вә әткәсчилик дилосиниң баш гумандари ләй чаңшиңниң канадада қелиш арзуси суға чилашти.
Хитайда 80 милярд йүән әткәсчилик қилған дәп қаралған шямен йүәнхуа ширкитиниң башлиқи ләй чаңшиң аилиси билән канадаға келип панаһлиқ тилигән иди. Бирақ канада алий сот мәһкимиси ләй чаңшиңниң делоси һәққидә сот һөкүми елан қилип, униң канадада қелип қелиш тәлипиниң рәт қилишиниң қанунларға уйғунлиқини җакарлиди. Бу канада алий сотиниң ахирқи қарари болуп, ләй чаңшиңниң юқири дәриҗилик сотларға әрз қилиш йоллири пүтүнләй тақалди.
Бу һәқтики мәлуматларни канададики ихтияри мухбиримиз әхмәт турсундин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia