Хитай тунҗи қетимлиқ иҗтимаий параванлиқ ақ ташлиқ китавини елан қилди
2004.09.07
Хитай нөвәттә, иҗтимаий параванлиқ капалити сестимиси тәрәққиятида түрлүк синақ вә риқабәтләргә дуч келиватқан болуп, нәччә йүз милйонлиған пенсийигә чиққан яшанғанлар, ишсизлар вә чәт-йеза районлиридики ишчиларниң асаслиқ мааши вә сәһийә-сағламлиқ мәслилирини бир тәрәп қилишта нурғун қийинчилиқларға йолуқмақта.
Хитай дөләт ички кабинтиниң ахбарат ишханиси сәйшәнбә күни иҗтимаий параванлиқ әһвали һәққидики ақ ташлиқ китавини елан қилип, “ һазир йиғип һазир төләш” шәклидики иҗтимаий параванлиқ капалити сестимисини йолға қоюшни илгири сүргән.
Ақ ташлиқ китапта йәнә, 21 - әсирниң башлиридики иҗтимаий параванлиқ капалити асасий вәзиписиниң әмгәкчиләрниң сапасини юқири көтирип хизмәткә орунлишиш қурулмисини яхшилаш вә йеза-кәнтләрдики иҗтимаий параванлиқ түзүми қурулушини тезлитиш икәнлики көрситилгән. Шундақла бу китаб 10 баптин тәшкил тапқан болуп, улар қериларни беқиш суғуртиси, ишсизлиқ суғуртиси, тиббий давалаш суғуртиси, хизмәттин яриланғанларни давалаш суғуртиси, туғут суғуртиси, иҗтимаий параванлиқ, етибарлиқ орунлаштуруш, иҗтимаий қутқузуш ярдими, олтурақ җай капалити вә йеза-кәнтләрниң иҗтимаий параванлиқ капалити қатарлиқлар икән.
Хитай иҗтимаий параванлиқ сестимиси20 - әсирниң ахирлиридин башлап, авалқи дөләт капалити шәклини әмәлдин қалдуруп, һәр бир хизмәтчи өзиниң иҗтимаий параванлиқ соммисини төләйдиған түзүмини йолға қойған иди. Әмма пилан бойичә топланған пулларниң бир қисми пенсийә һәққиғә ишлитиветилгәнлики үчүн пулниң сақлиниш миқдари йетәрлик болмиған.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған америка нйо-йорк шитатиниң сиракус универстетида хәлқара мунасивәтләр илмидә доктурлуқ оқуватқан қилич қанат хитайниң иҗтимаий параванлиқ сестимисиниң әзәлдин мукәммәл әмәсликини шундақла иқтисадий тәрәққиятқа әгишип байлар билән кәмбәғәлләр пәрқиниң барғансери чоңийип меңиватқанлиқини билдүрди:
Хитайниң әмгәк вә иҗтимаий капаләт министирликиниң баянатчиси ху шиявйи, хитайда һазир хизмәттики һәр 3 киши пенсийигә чиққан бир нәпәр кишини бақидиғанлиқини, һәмдә мушу әсирниң ахирлириға кәлгәндә қерилишиш нисбити өрләп, хизмәттики һәр 10 киши пенсийигә чиққан 4 кишини беқишқа тоғра келидиғанлиқини билдүрди. У йәнә, хитайда нопус көп болуш, иқтисадий тәрәққият сәвийиси бир қәдәр төвән болуш, район, шәһәр вә йеза- кәнтләрниң тәрәққиятида пәрқ чоң болуш қатарлиқ иҗтимаий мәсилиләрниң йәнила мәвҗут болуп туриватқанлиқини етирап қилди.
Ройтерис ахбарат агентлиқиниң билдүришичә, хитай һөкүмити нөвәттә һәр йили 50 милярд йүән ) 6 милярд америка доллири ( пулни иҗтимаий параванлиқ капалитигә аҗритиватқан болуп, бу хитайдики омумий иҗтимаий параванлиқ капалитиниң% 16 ни тәшкил қилидикән.
Зияритимиз җәрянида қилич әпәнди йәнә, уйғур вә тибәт районлиридики параванлиқ әһвали тоғрисидиму тохтилип, бу районлардики азсанлиқ милләтләрниң иҗтимаий параванлиқ әһвалиниң техиму начар икәнликини әскәртти:
Хитайниң мәзкүр ақ ташлиқ китави һәққидә елан қилинған бәзи мулаһизиләргә қариғанда, бу китапниң пәқәт иҗтимаий параванлиқ сестимисини тонуштурғанлиқи, әмма униңға өзгәртиш киргүзидиған әмәлий усул-чариләрниң көрситилмигәнлики илгири сүрүлмәктә. ( Пәридә)