Бейҗиңниң муавин шәһәр башлиқи лю җихуа вәзиписидин елип ташланди
2006.06.13
Бейҗиңда ечилидиған олимпик иншаатиға мәсул болуп келиватқан бейҗиңниң муавин шәһәр башлиқи лю җихуа йеқинда, бейҗиң шәһәрлик хәлқ қурултийи комитети тәрипидин " турмушта чириклишип кәткән " дегән сәвәб билән вәзиписидин елип ташланди.
Бу һәқтики учурлар чоқум җәмийәткә ашкарилиниду
Хитай шинхуа агентлиқи тәрипидин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, бейҗиң шәһәрлик хәлқ қурултийи комитетиниң лю җихуани вәзиписидин қалдуриветиши униң " гунаһи еғир, хаталиқ үткүзүш җәрянидики испат толуқ, хаталиқ өткүзүш әһвали еғир, тәсири рәзил" болғанлиқтин икән. Лекин мәзкур хәвәрдә лю җихуаниң зади немә гунаһ өткүзгәнлики үчүн вәзиписидин қалдурулғанлиқи ениқ йезилмиған.
Биз бу һәқтә бейҗиң шәһириниң һәқсиз телефон ленийисигә телефон қилип, һәқиқий сәвәбни сүрүштүрмәкчи болдуқ. Зияритимизни қобул қилған нөвәтчилик қиливатқан бир хадим гәрчә лю җихуаниң вәзиписидин елип ташланғанлиқиға иқрар болған болсиму, һәқиқий сәвәб һәққидә һазирчә ениқ бир немә дәп берәлмәйдиғанлиқини билдүрди:
"Тоғра, бу һәқтики уқтурушни бизму техи әмди тапшурувалдуқ. Лекин зади немә сәвәбтин бундақ болғанлиқи һәққидә техи һечқандақ ениқ мәлумат берилмиди. Лекин мән ишинимәнки, йәнә бир нәччә күндин кейин, бу һәқтики учурлар чоқум җәмийәткә ашкарилиниду".
Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, бу йил 57 яшқа киргән лю җихуа вәзиписидин елип ташлиништин бурун, бейҗиң шәһириниң шәһәр пилани, йәр-земин башқуруши вә тәнтәрбийә ишлириға мәсул болуп кәлгән һәмдә 2008 - йили ечилидиған олимпик йиғин мәйданиниң қурулуш ишлириға мәсул болған.
Анализчилар: лю җихуаниң хизмәттин елип ташлинишини олимпик иншаати билән зич мунасивәтлик
Хоңкоңда нәшр қилинидиған миңбав гезитидә елан қилинған обзорда " хитай компартийисиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири узундин буян ташқи дуняға көп қетим баянат елан қилип, олимпик иншаатиниң мутләқ пак болушиға вәдә қилған. Лекин һазир олимпик иншаатиниң әң юқири дәриҗилик әмәлдари болған лю җихуаниң турмуштики чириклик мәсилиси түпәйлидин хизмитидин елип ташланғанлиқи адәмни чоңқур ойға салиду. Йәни олимпик иншаатиниң сүпитигә гуман билән қарашқа тоғра келиду " дәп көрситилгән.
Биз бу һәқтә бейҗиң олимпик йиғининиң гуруппа дәриҗилик комитетиға телефон қилғинимизда, зияритимизни қобул қилған мәзкур гуруппа хизмәтчиси "лю җихуа муавин шәһәр башлиқи болсиму, униң олимпик иншаати билән бивастә мунасивити йоқ, шуңа униң хизмәттин елип ташланғанлиқи олимпик иншаатиға һечқандақ тәсир көрситәлмәйду" дәп лю җихуаниң олимпик иншиатиға мәсул икәнликини инкар қилди:
"Ениқ қилип ейтқанда, у олимпик иншаатиға мәсул әмәс, һәмдә олимпик комитетиниң әзасиму әмәс, у пәқәт шәһәр башлиқи, униң хизмити шәһәр қурулушлири билән мунасивәтлик, әлвәттә буниң ичидә олимпик йиғин мәйдани билән мунасивәтлик қурулушларму болуши мумкин, лекин бундақ болуши билән, уни олимпик иншаатиға тәсир йәткүзиду десәк болмайду".
Зияритимизни қобул қилған бейҗиң шәһири һәқсиз линийисиниң хадими гәрчә лю җихуаниң олимпик иншиатиға мәсул икәнликини инкар қилмиған болсиму, бу ишниң пәқәт униң шәхси турмуши билән мунасивәтлик икәнликини тәкитлиди:
"Хатирҗәм болуң, һәргиз тәсири болмайду. Уни хизмәттин елип ташлаштики сәвәб пәқәт униң шәхси мәсилиси билән мунасивәтлик, бу иш һәргизму олимпик иншаатиға тәсир көрситәлмәйду ".
Лекин көплигән анализчилар, лю җихуаниң хизмәттин елип ташлинишини олимпик иншаати билән зич мунасивәтлик дәп қаримақта.
Уларниң билдүрүшичә, бейҗиң шәһириниң башлиқи болған һәмдә олимпик иншиатиға мәсул болуп кәлгән адәмниң чириклик мәсилиси түпәйлидин тәхттин чүшүши олимпик иншиатидики чирикликниң һәқиқәтән еғир икәнликини көрситип беридикән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечуән немә үчүн өзиниң хусусий мүлкини ашкарилашни рәт қилиду?
- Хитай вә уйғур елиниң илим - пән саһәсидики чириклик мәсилиси
- Хәлқара олимпик комитети хитайниң мәтбуатқа болған контроллуқидин әндишә қилмақта
- Хитайдики "һөкүмәт ичидики һадисиләр" һәққидә мулаһизиләр
- Хитай тәптиш мәһкимиси һесабат мәсилисидә йәнә бир қетим тәкшүрүш елип барди
- Уйғур елидики йәп- ичиш шамили күз кириши билән йәнә күчәйди
- Хитайда пул тепишниң койидики әмәлдарлар сани барғансери көпәймәктә