Хитай һөкүмити уйғур мусулманлириниң паспортини омумйүзлүк йиғивелишқа башлиди
2007.06.19
Чәтәлләрдики уйғур муһаҗирларниң йәткүзгән учурлириға асасән мухбиримиз гүлчеһрәниң игилигән мәлуматлиридин ,хитай һөкүмитиниң 18 - июн күнидин башлап пүтүн уйғур ели миқясида пәқәтла уйғур мусулманлириниң паспортини йиғиш һәрикитини башлиғанлиқи паш болди . Ашкарилинишичә бу уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һәмдә җамаәт хәвпсизлик оргини, хәлқ ишлири вә диний ишлар органлириниң һәмкарлиқида, уйғурларниң тарқақ һәҗ қилишини тосушни асаслиқ мәқсәт қилип, елип бериватқан омумий йүзлүк һәрикити икән.
Дүшәнбә күни ,америка һәмдә яврупа әллиридә яшаватқан бәзи уйғурлар радиомизға телефон қилип уйғур елидики ата - ана уруқ - туғқанлириниң паспортлириниң хитай даирилири тәрипидин мәҗбурий йиғивелинғанлиқини , буниң билән уйғурларда түрлүк әндишә һәмдә тәшвиш пәйда қилғанлиқини инкас қилди.
Биз сәвәб - нәтиҗиси толуқ болмиған бу мәлуматларға асасән тәпсилий хәвәр елиш мәқситидә уйғур елидики мунасивәтлик даириләрдин әһвал сүрүштә қилдуқ.
Шәхси паспортлар буниңдин кейин һөкүмәт орунлириниң игидарчилиқида болиду
Дәсләп үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң паспорт беҗириш һәмдә башқуруш ишлириға мәсул ишханиға телефон қилдуқ. Телефонни алған хитай хадим паспорт йиғивелиш ишлири һәққидә һечқандақ учур бәрмәй, "бизниң бу иш билән алақимиз йоқ "дәпла телефонни қоювәтти. Үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ җамаәт хәвпсизлик идарисиға телефон уланди.
Пәқәт уйғурларниң, мусулманларниң паспорти йиғивелинмақта
Бу уйғур сақчиниң бәргән җаваблиридин ,үрүмчидә паспорт йиғишқа мәһәллә комитетлириниң мәсул болғанлиқини билгәндин кейин , уйғурлар аһалиниң % 90 тин көпрәкини игиләйдиған қәшқәр шәһәрлик мәлум мәһәллә комитетиниң хәлқ ишлирини башқуруш ишханисиға қаратқан телефон зияритимиздин , уйғур мусулманлириниң паспортини йиғиш һәрикитиниң пүтүн уйғур ели миқясида уйғур мусулманларни нишан қилип омумйүзлүк елип берилишқа башлиғанлиқи мәлум болди.
Биз уйғур елида юқири дәриҗилик һөкүмәт һәмдә җамаәт хәвпсизлик орунлириниң оқтуруши билән елип бериливатқан, уйғур мусулманлириниң паспортини йиғивелиш һәрикити һәққидә хитай даирилириниң мунасивәтлик һөҗҗәт яки ахбаратлирини издәшкә тириштуқ , нәтиҗидә гәрчә бу тоғрилиқ мәхсус уқтуруш яки һөҗҗәт ашкара елан қилинмиған болсиму , әмма хитай һөкүмитиниң уйғур елидики асаслиқ тәшвиқат вастилиридин мунасивәтлик мәлуматлар ашкариланди.
Ваңлечуәндин йеңи тәдбир қоллинип тарқақ һәҗ қилишни тосуш буйруқи
Хитай һөкүмитиниң башқурушидики тәңритағ торида 19 - июн елан қилинған " һәҗ қилишни башқурушни күчәйтип, амминиң мәнпәәтини қоғдаш керәк" намлиқ хәвәрдә , хитай компартийисиниң уйғур елигә қойған секритари ваң лечуәнниң 18 - июн чүштин бурун хитай диний ишлар башқуруш гурупписиниң йиғинида қилған сөзи нәқил кәлтүрүлгән болуп , ваңлечуән: -- һәҗ қилишни башқурушни күчәйтип, һәҗ қилишни қанунсиз тәшкиллигүчиләргә қаттиқ зәрбә берип күчлүк тәдбир қоллинип тарқақ һәҗ қилиш һәрикитини чәкләп , йеңи тәдбирләрни тәтқиқ қилип түзүп қоллинип бу мәсилини һәқиқий һәл қилиш керәк" дәп қаттиқ тәкитлигән.
Уйғур елидә башланған паспорт йиғиш һәрикити дәл ваң лечуән мушу сөзләрни қилған вақит билән тәң башланди. Хитай даирилириниң уйғурларниң паспортини беришни мүшкүлләштүрүштин башқа нөвәттә, паспортларни қара- қоюқ мәҗбурий һалда йиғивелиши, уйғур елидики мусулман аммини нарази қилипла қалмай , уларниң чәтәлләрдә һиҗран азаби тартиватқан пәрзәнт һәм уруқ - туғқанлиниму әндишигә салмақта.
Гәрчә хитай даирилири бу паспорт йиғишниң асасән тарқақ һәҗ қилишни тосушни мәқсәт қилған тәдбир икәнликини ипадилигән болсиму, әмма уйғурлар буниңда башқа сәвәбләрниңму барлиқидин гуманланмақта.
Биз хитай даирилириниң уйғур елидә омумйүзлүк елип бериватқан уйғур мусулманлириниң паспортини йиғиш һәрикити һәққидә, кейинки программимизда давамлиқ мәлумат беримиз. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чәтәлликләргә үрүмчи хәлқаралиқ айродроминиң өзидила бивастә виза бериш сиясити йолға қоюлидикән
- Хитай даирилири үрүмчи ямалиқ теғида өй чеқиш һәрикитини йәнә башлиди
- Үрүмчи, хитай буйичә булғиниш дәриҗиси әң еғир шәһәргә айланди
- Хитай һөкүмити уйғурларниң паспортини йиғивалмақта
- Хитайниң йеңи паспорт бәлгилимиси уйғурларниң паспорт елишини асанлаштурамду?
- Статистика: мусулман аяллири ислам диниға садиқ болуш асасида техиму көп һоқуққа еришишни халайду
- Үрүмчи билән қәшқәр хәлқаралиқ чоң шәһәр болаламду?
- Үрүмчи "хәлқаралиқ шәһәр" болудиғанға қанчилик йирақта
- Уйғур елидики су вә һаваниң булғиниши кишини әндишигә салмақта
- Хитайдики мусулманлар истималидики һарам йимәкликләр
- Үрүмчи мусулманчә қушхана тақалғандин кейин бу йәрдики уйғурлар қандақ қилиду ?