Уйғурлар паспортидинму айрилғанда...


2007.06.21

Хитай диний ишлар комитетиниң тарқақ һәҗ қилғучиларни тосушқа җиддий тәдбир қоллиниш тоғрилиқ уйғур елидә мәхсус йиғин чақириши билән башланған уйғурларниң паспортини мәҗбурий йиғиш һәрикити уйғур ели миқясида елип берилмақта. Гәрчә хитай даирилири буниң асаслиқ тарқақ һәҗ қилғучиларни контрол қилишни мәқсәт қилған сиясәт икәнликини ипадилигән болсиму , әмма буниң уйғурларға көрситидиған әкс тәсирлири көп тәрәплимилик болуп, бәзи мулаһизичиләр уйғурларда наразилиқ пәйда қиливатқан мәҗбурий паспорт йиғиш вәқәсини хитайниң һечқандақ җайида көрүлмигән һәтта иккинчи дуня урушидин кейин дуня миқясида көрүлмигән, уйғурларниң инсаний һоқуқи, сиясий, игилик һоқуқлирини дәпсәндә қилған,һәтта хитай өзиниң асасий қануниғиму хилап һәрикәт дәп әйиблимәктә.

Паспорт йиғиш, нурғун уйғурларниң һаятлиқ йолини тосуп қойиду

Хитай даирилириниң тарқақ һәҗ қилишни тосуш баһанисида уйғур елидики мусулманларниң паспортини мәҗбурий йиғишқа башлиғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалғандин кейин уйғур ели һәм чәтәлләрдики уйғурлар радиомизға телефон қилип өзлириниң әндишә ичидә қалғанлиқи шундақла хитайниң бу һәрикитиниң зади немини мәқсәт қиливатқанлиқи һәм уйғурларниң паспортлирини қачанғичә тутуп туридиғанлиқи һәққидә тәпсилийрәк мәлуматқа игә болушни кутмәктә.

Хитайниң уйғурларниң паспортини омумйүзлүк йиғивалидиғанлиқи һәмдә уни буниңдин кейин мәхсус органларниң сақлайдиғанлиқи һәққидики тәпсилий мәлуматтин кейин, уйғур ели ичидики паспорти йиғивелинған уйғурларла әмәс уларниң чәтәлләрдә яшаватқан уруқ ‏- туғқанлириниму әмди "қайта көрүшәләрмизму" дегәндәк һиҗран азабиға ,әмди һәҗ қилишқа мумкин болмасму дегәндәк әндишиләргә, роһий бесимға дучар қилди.

Чәтәлләрдә сода вә башқа хизмәтләр билән шуғуллинип уйғур елигә келип ‏- кетип туруватқан уйғурлар болса тирикчилик йолиниңму етилип қелишидин дерәк беридиған бу һәрикәттин ғәзәпләнмәктә, һәтта бу оқушқа чиққан уйғур оқуғучилардиму тәшвиш пәйда қилди.

Чәтәл дики уйғурларниң инкаси

Радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда, чәтәлләргә оқушқа чиқип тәтил вақтидин пайдилинип аилисини көрүп келишкә тәмшәлгән бәзи оқуғучиларму иккиләнмәктә икән. Чүнки уларму уйғур елигә қайтип барғандин кейин қайта оқушқа чиқиш мумкинчиликидин гуман қилмақта.

Уйғурлар паспортлиридинму айрилған бүгүнгә күнләрдә чәтәлләрдики уйғурлар билән паспорти тартивелинғандин кейин уйғурлар һаятида пәйда болидиған әкс тәсирләр һәққидә пикирлишишни тоғра таптуқ.

Бу һәқтә биз дуня уйғур қурултейиниң ички ишлар комитети мудири , германийидә турушлуқ абдухелил әпәнди һәмдә канададики уйғур паалийәтчилиридин руқийә ханимларниң көз қарашлирини аңлап бақайли. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.