Уйғурларниң паспортини йиғивелиш вәқәси түркийидә ғулғула қозғиди
2007.06.21
Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң паспортини омумйүзлүк һалда йиғивелишқа башлиғанлиқи һәққидики хәвәр тарқалғандин кейин түркийидики аммиви тәшкилатлар, уйғур муһаҗирлар вә оқуғучилар арисида ғулғула қозғалди.
Түркийә оттура асия түркий җумһурийәтлиридин қалсила, уйғурлар әң көп йәрләшкән вә уйғур оқуғучилар әң көп оқуватқан дөләтләрниң бири. Болупму, 1980-йиллардин кейин, һәр хил сәвәбләр билән түркийигә келип -кетиватқан уйғурларниң сани тез сүрәт билән көпәйгән иди.
Хитайниң паспортларни йиғивелиш сиясити түркийидики уйғурларни қаттиқ әндишигә салди. Биз бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси абликим һаҗи , шәрқий түркистан вәхпи баш секритари һамут гөктүрк вә бәзи оқуғучилар билән сөһбәт елип бардуқ.
Уларниң һәммиси хитайниң бу сияситиниң уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған нәпритини күчәйтиштин башқа һечбир ишқа яримайдиғанлиқини, 21-әсирдә бу хил һәрикәтләрниң инсан һәқ - һоқуқлириға хилап икәнликини ейтишти.
Түркийидә оқуватқан оқуғучилар болса өзлириниң яхши оқуп вәтәнгә қайтиштин башқа нийитиниң йоқлуқини, язда өйгә қайтишқа тәйярлиниватқанда бу хәвәрни аңлап өзлириниң әнсирәп қалғанлиқини ейтишти. (Әркин тарим)