Әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш, хитай - америка сода мунасивитидики " зор ихтилап"


2005.02.16

Әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш америка - хитай сода мунасивитидики вашингтонниң бешини ағритиватқан зор ихтилапларниң бири. Америка һөкүмитиниң сода вәкили роберт золек, сәйшәнбә күни америка кеңәш палатасидики сөзидә америка - хитай сода мунасивити һәққидә тохтилип, әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш икки дөләт сода мунасивитидики изчил аваричилиқ яритиватқан мәсилә, дәп көрсәтти. Роберт золек, хитайниң әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилғанларни җазалаш шундақла алдини елиш йолида башланғуч характерлик бәзи чарә - тәдбирләр алғанлиқини муәййәнләштүргән. Амма у, бу мәсилиниң йәнила хитай - америка сода мунасивитидики " зор ихтилап" болуп келиватқанлиқини тәкитлиди.

Америка, дуня сода тәшкилати арқилиқ бейҗиң даирилиригә бесим ишлитишни ойлашқан

Хитайниң дөлимитимиздики кәшпиятчилар, йеңилиқ яратқучилар шундақла иҗадийәтчиләрниң әқлий мүлк һоқуқини давамлиқ оғурлишиға болмайду,

Золек, америка ташқи ишлар министирлиқиниң орунбасар министир намзати, у сәйшәнбә күни кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетида гуваһлиқ бәрди. Золекниң билдүрүшичә, улар дуня сода тәшкилати арқилиқ бейҗиң даирилиригә бесим ишлитип, хитайниң әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш мәсилисини бир тәрәп қилишни музакирә қилған. Золек мундақ дәйду: " бу йәрдә дуня сода тәшкилатиниң патент һоқуқини қоғдаш йолида " үнүмлүк тәдбир елиш" тоғрисидики бәлгилимиси бар. Бирақ бу һазирға қәдәр йолға қоюлмиди. Мениң һис қилишимчә шу нуқта ениқ болсунки, әгәр биз бу йолни синап көрмәкчи болсақ, бизниң күчлүк пакитимиз болуши керәк, дәп қараймән."

Америка, патент һоқуқиға ятидиған мәсилиләр һәққидә учур йиғмақта

Золекниң билдүрүшичә, америка сода вәкилиниң ишханиси үч айниң алдида дөләт мәҗлисидики затларға хәт вә ухтуруш йоллап, америка ширкәтлиридин хитайниң әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилғанлиқи тоғрисида пакит йиғишни тәләп қилған. Роберт золек, һазирға қәдәр нәшр һоқуқи саһәсидикиләр тәминлигән әмәлий учурларға игилиқини, бирақ башқа саһәдикиләр тәминлигән учурларниң йетәрлик әмәсликини көрсәтти. Золекниң ашкарилишичә, америка сода вәкилиниң ишханиси, һәммибап аптомобил ширкити (General Motor) шундақла доригәрлик санаитидики патент һоқуқиға ятидиған бәзи конкерт дилоларни сүрүштүрүшкә башлиған.

Җорҗи аллен: хитайниң патент һоқуқини оғрилишиға йол қоюлмайду

Йиғинда кеңәш палата әзаси җорҗи аллен, хитайниң әқлий мүлк һоқуқиға давамлиқ вә кәң көләмдә таҗавуз қиливатқанлиқини билдүрди. Җорҗи аллен, " патент һоқуқини оғрилаш компютер юмшақ деталидин тартип кино филими, музика шундақла барлиқ нәрсиләрни өз ичигә алған. Хитайниң дөлимитимиздики кәшпиятчилар, йеңилиқ яратқучилар шундақла иҗадийәтчиләрниң әқлий мүлк һоқуқини давамлиқ оғурлишиға болмайду," дәп көрсәтти.

Америка хитайни дуня иқтисади вә бихәтәрлик механизминиң ичидә тутушқа тиришиду

Роберт золек, муавин ташқи ишлар министирлиқини үстигә алғандин кейин, хитайни давамлиқ дуня иқтисади вә бихәтәрлик механизминиң ичидә тутушқа тиришидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

" Уларни бизниң ярдимимиз билән қурулған иқтисади вә бихәтәрлик механизмиға қатнаштуруш бизниң мәнпәәтимизгә уйғун келиду. Хитайни дуня сода тәшкилатиға елиш бу теришчанлиқимизниң бир қисими. Бихәтәрлик җәһәттә шимали корийә мәсилисини бир тәрәп қилиш йолида қурулған 6 тәрәп сөһбити кәлгүсидики интайин муһим механизм болуп қелиши мумкин."

Америка хитайниң дунядики әң чоң сода шерики. Америкиниң хитай - америка содисидики қизил рәқими 2004 - йили 162 милярд доллар болуп, алдинқи йилға селиштурғанда 30 ٪ ашқан. Хитай - америка содисидики қизил рәқәм дөләт мәҗлисидики демократларниң тәнқидигә учримақта. Роберт золек, хитай - америка содисидики мәсилиләрни бир тәрәп қилиш, вәзипигә олтурғандин кейин қилидиған тунҗи муһим хизмити болидиғанлиқини билдүрди.

Золек: "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" вәзийәткә пайдисиз

Золек, тәйвән мәсилиси һәққидә тохтилип, америкиниң бу мәсилидики изчил сияситини ақлиди. У, " дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" һәққидә тохтилип мундақ дәйду: " хитай һөкүмитиниң " дөләтни парчилаш қануни" чиқириш һәрикити, тәйвән боғузи икки қирғиқи арисидики ихтилапларни тинч йол билән һәл қилиш үчүн пайдисиз."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.