Бу йил 600 миң хитай ишләмчи уйғур елигә пахта теришкә кәлмәкчи


2005.09.07
CHINA-XINJIANG-MIGRANT-J-41.jpg
Хитайниң гәнсу, хунән вә хенән қатарлиқ җайлиридин кәлгән аққунлар үрумчидики бир кочида иш издәш тахтилирини есиши турмақта. 1998-Йил тартилған. AFP

Тәңритағ хәвәр ториниң йеқинда елан қилған бир мәлуматиға қариғанда, 9 - ай кириши билән хитай өлкилиридики ишләмчиләр уйғур елигә пахта териш үчүн арқа-арқидин келиватқан болуп, 9 -айниң 5 - күни бир күнниң ичидила хитай ишләмчилири билән лиқ толған 3 пойиз уйғур елигә йетип кәлгән. Шундақла бу мушу сүрәттә давамлишип ай ахириғичә, биңтуәнниң 600 миң пахта тәргүчигә еһтияҗ болуш әһвалини қандуридикән.

Бу ишләмчиләр асаслиқи хитайниң хенән, сичүән, гәнсу вә ниңшя қатарлиқ җайлиридин келиватқан болуп, уйғур елидики биңтуәнниң әмгәк вә җәмийәт капалити идариси бир хенән өлкисидинла 117 миңға йеқин ишләмчини уйғур елигә елип келишкә тохтам түзгән.

Хитай ишләмчилирини бу йәргә қиззиқтуриватқан нәрсә немә?

Биңтуән ичкиридин алидиған ишләмчиләргә әң яхши капаләтләрни берип, уларниң һәқлирини вақтида беридиғанға һәмдә уларниң барлиқ һәқ пуллирини чоқум улар юртлириға қайтиштин 3 күн бурун толуқ берип болушқа вәдә қилған. Илгири хитай хәвәрлиридә чиққан бәзи мәлуматларда, ишләмчиләргә һәр бир кило тәргән пахтиси үчүн 1 йүәндин кам һәқ бәрмәйдиғанлиқи хәвәр қилинған иди.

Хәвәрдә көрситилишичә, бу йил уйғур елигә пахта теришкә келидиған хитай ишләмчилириниң сани алдинқи йиллардикидин җиқ болған. Уларниң пойиз беләтлириму алаһидә етибар билән сетип берилидикән. Һәтта нурғунлири уйғур елигә баридиған пойизда орун қалмиғанлиқи сәвәбидин, ләнҗуда бир нәччә күн туруп қелишқа мәҗбур болған.

Уйғурларғиму мушу етибар барму?

Хитай ишләмчилири мана мушундақ зор қизғинлиқ билән уйғур елигә пахта теришкә келиветипту. Әмди уйғур елидики уйғурларниң пахта теришкә чиқиш әһвали қандақ? уларғиму мушу алаһидә етибарлар барму?

Биз бу һәқтә , уйғур елидики бир қисим деһқанлар билән алақилишип учур игиләшкә тиришқинимизда, улардин биз башқичә бир һекайини аңлидуқ. Узундин бери һашар селиқиниң еғирлиқи билән һәммимизгә тонуш болған пәйзиват наһийисидики деһқанлар бу йәрдә пахта теришкә өзлигидин әмәс бәлки мәҗбурий елип чиқилидиғанлиқини, деһқанларниң һазир буниңға толиму нарази икәнликини билдүрди.

Биз пәйзиват наһийисиниң мәлум бир йезиға телефон қилғинимизда, йолдиши пахта теришкә мәҗбурий елип кетилгән бир аял билән сөһбәт болуп қ алдуқ. У аял йодишиниң ақсуға пахта тәргили кәткәнликини, буниң мәҗбури болғанлиқини, кишиләрниң бу әмгәктин қутулуш үчүн пул төләшкә мәҗбур боливатқанлиқини, йолдишиниң бир кило пахтини 40 сенттин тиридиғанлиқини ейтип, йеза кадирлириниң парихорлуқ қилип, деһқанларни бозәк қилидиғанлиқини ейтти.

Биңтуәнниң һәқ бериш әһвали

Бу ханим бизгә йәнә, һөкүмәт сияситидә деһқанларни бай қилимиз дегәндикин, немә үчүн уларниң дәртлиригә дәрман болмайдиғанлиқини, һазир бай болуш у яқта турсун җенини беқишму тәскә чүшиватқанлиқини ейтти.

Биз биңтуән орунлириниң һәқ бериш әһвали вә уларниң бу һәқтики қарашлирини игиләш үчүн биңтуәнниң ақсудики биринчи девизийисигә телефон қилдуқ. Бу йәрдики лю фамилилик бир хизмәтчи хадим, пахта теришкә кишиләрниң өз разилиқи билән чиқидиғанлиқини һәмдә бир кило пахтиға аз дегәндә 8 модин һәқ беридиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Бир кило пахта тәргәндә, содиси яхши орунлар 9 модин пул бериду, болмиса адәттә 8 модин берилиду. Бу баһаму анчә охшишип кәтмәйду, содиниң яхши-яманлиқиға қарап болиду. Лекин төвән болғанда 8 модин кам болмайду".

Униң бизгә ейтип беришичә йәнә, улар хитай өлкилиридин кәлгән ишләмчиләрниму ишқа салидикән, әмма ичкиридин кәлгән хитай ишләмчиләр асаслиқи уйғур елиниң шималидики биңтуән кевәзликлиридә ишләйдикән, чүнки у йәрниң һәқ бериш әһвали җәнубий районларға қариғанда бир қәдәр яхши икән. Биз бу кишидин пәйзиваттики әһвалларни сорап, деһқанларниң пахта теришкә мәҗбурий чиқидиғанлиқи һәмдә уларниң бир кило пахтиға 4 модин аз пул алидиғанлиқини ейтқинимизда, у бу әһвалниң 2-3 йилниң алдида көрүлгәнликини, лекин һазир бу әһвалниң йоқлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Сиз бая дегән әһвал өткән 2-3 йилниң алдида көрүлгән. Биз буни азрақ байқиған идуқ. Лекин һазир бу әһвал йоқ. Чүнки ичкиридин келиватқан ишләмчиләрму барғансери көпийиватиду һәмдә әмгәк күчи обдан йетишиватиду. Шуңа кишини мәҗбурлаш әһвали йоқ һазир. Адәм җиқ әмәсму".

Биз униңдин йәнә, мәҗбуриланған уйғур деһқанлириға бир кило пахта тәргәнгә 4 модин пул беридиғанлиқини сориғинимизда, у буниңдин өзиниң хәвири йоқлиқини, уларниң әзәлдин 8 модин төвән һәқ бәрмәйдиғанлиқини тәкитлиди. Лекин у пахта теришқа чиққан деһқанларниң күндилик йемәк-ичмикини өзи көтиридиғанлиқини етирап қилди.

Пәйзиват наһийисидики деһқанлар йүзлиниватқан бу әһвал , пәқәт у йәрдила чәклинип қалмиған. Илгири уйғур елиниң башқа җайлиридики деһқанларму бизниң радиомизға телефон қилип, бу әһваллар үстидин шикайәт қилған иди.

Биз гәрчә бу мунасивәт билән пәйзиват наһийилик вә йезилиқ һөкүмәтләргә телефон қилсақму, лекин бәзилири телефонға чиқмиди вә йәнә бәзилири болса буниңға җавап беришни рәт қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.