Бу йиллиқ пахта теришта пайда алғанлар ким?
2005.10.24

Уйғур елидә 9 - айда башланған күзлүк пахта териш әмди ахирлишиш басқучиға қәдәм қойди. Бу мәзгилдә хитайниң биңтүән кевәзликлиридә уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән кишиләрдин сирт, хитайниң башқа өлкилиридин кәлгән ялланма ишчиларму бу йәрдә пахта териш билән шоғулланди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, 10 - айниң оттурилири йәни биринчи басқучлуқ пахта териш мәзгили ахирлишиши билән 10 миңдин ошуқ хитай ялланма ишчилири пахта терип йиғқан пуллирини елип хушал һалда юртлириға қайтишқан. Хәвәрдә һәтта үрүмчи шәһәрлик төмүр йол истансисиниң бу ишчиларниң белитиниму бикарға бәргәнлики йезилған.
Хитай даирилири хелидин бери, хитайниң башқа өлкилиридики ишчиларни уйғур елигә келип иш қилишқа қиззиқтуруш үчүн уларға мушуниңға охшаш һәр хил етибар бериш сиясәтлирини қоллунуп кәлгән иди.
Башқа өлкиләрдин кәлгән пахта тәргүчиләр билән уйғур деһқанлири охшаш һәқ аламду?
Биз биңтүән орунлириниң бу йиллиқ пахта териш ишлириниң қандақ елип берилғанлиқи вә пахта тәргүчиләргә берилгән һәқниң қанчилик болғанлиқи һәққидә мәлумат елишқа тириштуқ. Телефон зияритимизни қобул қилған биңтүәнниң деһқанчилиқ 1 -девизийисидики бир хадим бу йиллиқ пахта териш ишлириниң 12 -айда ахирлишидиғанлиқини, лекин 10 -айниң оттурлириғичә терип болидиған биринчи түркүмдики пахтиниң сүпити яхши болғачқа, пахта тәргүчиләргиму юқири баһа билән һәқ берилидиғанлиқини, шуңа ичкиридин кәлгән көп қисим ишчиларниң биринчи түркүм түгиши биләнла пуллирини елип қайтип кетидиғанлиқини билдүрди.
- Кейинки мәзгилидики пахтиларниң башлиниш тәннәрқиниң өзила төвән болғачқа, берилидиған һәқму төвән болиду. Шуңа бәзи ишчилар бу мәзгилдә пахта теришни халимай қайтип кетиду. - Биринчи мәзгилдики пахтиларға һәқ бериш өлчимиңлар қандақ болиду? - һәр қайси әтрәтләрниң баһалири охшаш болмайду. Тәхминән ейтқанда бир килосини бир кой нәччидин, бир кой икки-үч мо яки бир кой бәш модин бериду. Төвән болди дегәндиму 5-6 модин төвән болмайду. - Бу йәргә пахта теришқа келидиғанлар өзлигидин келәмду яки мәҗбурий йосунда келидиғанларму барму? - асасий җәһәттин ейтқанда 85% киши өзлигидин келиду. Қалғанлири болса, һәр дәриҗилик җәмийәт параванлиқ орунлири ишсиз қалған кишиләрни оюштуруп коллектип әкәлгән кишиләр. - Уларға берилидиған һәқму башқиларниңки билән охшашму? - охшаш. Һәтта уларниң туридиған җайлирини вә йимәк-ичмикиниму һәл қилип бериду. Пахта тәргүчиләр пәқәт хизмитини орунлап болғандин кейин һәқ пулини алсила болиду.
Уйғур деһқанлириму һәр кило пахтини 1 йерим койға терамду?
Бу хадим сөзидә, башқа өлкиләрдин кәлгән пахта тәргүчиләр билән уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин кәлгәнләргә охшаш муамилә қилинидиғанлиқини, һәқ җәһәттинму пәрқләнмәйдиғанлиқини ейтти. Шу уйғур деһқанлириму башқа өлкиләрдин кәлгән ишчилардәк бир кило пахтини 1 йерим койға терамду? биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн, илгири биз зиярәт қилған йолдиши йезилиқ һөкүмәт тәрипидин мәҗбурий пахта теришқа елип кетилгән бир аялни қайта зиярәт қилдуқ. Униң бу һәқтики баянлири башқичә болди.
Бу ханим өзиниң һазир интайин қийин әһвалда қалғанлиқини ейтип, мәҗбурий пахта теришқа елип чиқиш вәзийитиниң тезрақ ахирлишишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Оқуғучиларниң зиммисидики пахта териш әмгики
Уйғур елидә елип бериливатқан мәҗбурий пахта тәргүзүш вәзийити деһқанларғила әмәс, мәктәп оқуғучилириниң зиммисигиму чүшкән болуп, һәр йили мәктәп орунлири оттура мәктәп оқуғучилирини әмгәк билән чениқтуруш нами билән мәҗбурий пахта теришқа елип чиқиду. юқирида зияритимизни қобул қилған биңтүән хадими бу әһвални етирап қилди.
- Буни мәктәп орунлири орунлаштурған. Чоқум бармиса болмайду. Толуқ оттура 1-2 - йиллиқ оқуғучилири 10 күндин пахта терийду. Уларниң пахта териш миқдари күнигә 40 килодин болиду. 10 Күндә 400 кило пахта териш вәзиписини чоқум өтиши керәк. - Уларғиму һәқ бериләмду қандақ? - мәктәпкә беридиғу дәймән. Бу, оқуғучиларниң мәҗбурийити әмәсму?! - аңлашқа қариғанда пахта териш хели тәс иш икән. Сизниңчә оқуғучилар буни көтүрәләму? - ундақта қандақ қилиду. Оттура мәктәп оқуғучилири чениқиду-дә. Дәсләптә қийнилиду, лекин бара-бар көнүп қалидиған гәп. - Вәзиписини түгитип болалмиған оқуғучиларни қандақ қилисиләр? - түгитип болалмиса, өзи бир амал қилиши керәк-дә. яки ата-аниси ярдәмлишиду. Мәсилән дөләт байриминиң һарписида бир түркүм оқуғучиларни пахта теришқа елип чиққан. Вәзиписини түгитәлмигәнләргә, ата-анилири байрамлиқ дәм елиш вақитлирида келип пахта теришип бәрди. Бундақ қилипму түгитәлмигәнләрниң ата-анилири шу, пул төләп вәзипини ада қилидиған гәп.
Бу хадим ейтқандәк, оқуғучиларни әмгәк билән чениқтуруш нами билән елип чиқилған бу әмгәк нөвәттә, бәлгиләнгән вәзиписини орунлиялмиса ата-аниси келип қилип беридиған яки пул төлитишкә охшаш мәҗбурий әмгәккә айлинип қалған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Оқуғучиларни пахта теришкә ким орунлаштурған?
- Маарип комитети пахта териш һәққидә бәлгилимә чиқарди
- Оқуғучилар вә ата - анилар пахта териш сияситидин нарази болмақта
- Уйғур елидә бу йил 100 миң оқуғучи пахта теришкә чиқмақчи
- Уйғур оқуғучилар дәрс башлинипла пахта теришкә һәйдәлди
- Бу йил 600 миң хитай ишләмчи уйғур елигә пахта теришкә кәлмәкчи
- Уйғурларниң мәмурий органларда хизмәт тепиши қийинлашмақта
- Хитай һөкүмитиниң намратларни йөләш сиясити кимләр үчүн хизмәт қиливатиду ?