Уйғур аптоном райониниң маарип комитети йеқинда, башланғуч мәктәп балилирини өз ичигә алған оқуғучиларниң пахта териш мәсилиси һәққидә мәхсус бәлгилимә түзүп, пахта териш әмгикиниң оқуғучилар үчүн " ишләп туруп оқуш" тәк маарип сиясити бойичә кәм болса болмайдиған тәҗрибә дәрси икәнликини оттуриға қойған.
Бәлгилимә бойичә, "башланғуч мәктәп 3 - йиллиқтин юқири оқуватқан балиларниң әмгәк вақти бир һәптидин, толуқсиз оттура вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилириниң әмгәк вақти икки һәптидин ашмаслиқи керәк" икән. Хитай даирилири оттуриға чиқарған бу йеңи бәлгилиминиң әмәлий роли қанчилиқ болиду? кишиләрниң буниңға болған қариши қандақ?
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз меһрибанниң мәхсус программисидин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia