"Үрүмчи кәчлик гезити" дә елан қилинған хәвәрдә мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити "әмгәк дәрси" нами билән бу йил 9 -айниң 15 - күнидин 10 -айғичә болған мәзгилдә, 100 миң оқуғучини уйғур елиниң җәнубий вә шималий районлириға елип берип, пахта теришкә салидикән. Бу икки һәптилик пахта териш һәрикитигә алий мәктәп, оттура техником вә оттура мәктәп оқуғучилиридин сирт йәнә башланғуч мәктәп оқуғучилириму қатнишидикән. Маарип назаритиң билдүрүшичә, башланғуч мәктәпниң 3 -йиллиқтин юқири синиптики оқуғучилири чоқум пахта теришқа чиқиши керәк икән. Шундақла бәлгилимә бойичә, пахта териш вақти, үчинчи йиллиқтин юқири башланғуч мәктәп оқуғучилириға бир һәптә, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилириға болса икки һәптә болидикән.