Уйғур елидики пахта териш әмгикидә ким пайда еливатиду?
2006.09.19
Тәңритағ тор бетидә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил хитай өлкилиридин уйғур елигә келип пахта тәргәнләр арисида, ниңшадин кәлгән хитай деһқанлири әң көп болуп, улар тарихи рекорд яратқан. Мәсилән, ниңша райониниң делуң наһийисидин кәлгән деһқанларниң өзи 10 миңдин ашқан болуп, улар қисқиғина икки ай ичидә киши бешиға нәччә миң йүәнләп кирим қилған.
Ниңша делуң наһийисиниң партком секретари куән миңляңниң мухбирларға қилған сөзидин мәлум болушичә, бу йилқи пахта териш әмгикидә, деһқанларниң икки ай ичидә тапқан пули мәзкур наһийиниң бир йиллиқ малийә киримидинму ешип кәткән.
Радиомизниң зияритини қобул қилған ишләпчиқириш қурулуш армийиси йеза игилик 8 - девизийисидики бир деһқанниң мәлум қилишичә, бу йил мәзкур җайға сичуән, гәнсу, хенән қатарлиқ өлкиләрдин пахта тәргили кәлгән деһқанларниң өзи 20 миңдин ашқан. Мәзкур девизийигә кәлгән хитай деһқанлири қисқиғина икки ай ичидә 5 - 6 миң йүән һәтта 7 миң йүәндин кирим қилған.
Зияритимизни қобул қилған бу деһқан аял һәр йили пахта териш мәзгили йетип келиши билән, уйғур елиниң ғулҗа вә шихәнзә қатарлиқ җайлиридин уйғур деһқанлириниңму түркүмләп келип пахта терийдиғанлиқини ейтти.
Радиомизниң зияритини қобул қилған уйғур елиниң җәнубий районидики бир деһқан бовай мәзкур җайдики деһқанларниң илаҗи йоқ өз йерини ташлап қумул вә үрүмчи қатарлиқ җайлардики ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң хитайлири үчүн мәҗбурий кевәз теришкә барғанлиқини, һәмдә уларниң күнлүк кирими пәқәт 15 – 20 йүән әтрапида болидиғанлиқини мәлум қилди.
Уйғур елидики чеғида, көп қетим оқуғучилар билән бирликтә ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң кевәзликидә ишлигән, һазир америкида турушлуқ ершат әпәнди әйни чағдики пахта теришкә кәлгән уйғур деһқанлириниң бичарә һалити вә һәр йили пахта теришта, әң көп пайда алидиған җапа тартип пахта теришкә кәлгән деһқанлар әмәс бәлки уларға йетәкчилик қилидиған хитай башлиқлар икәнликини оттуриға қойди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чоңчиң деһқанлириниң уйғур елигә пахта теришкә бериши һәққидики һәқсиз телефон сөһбити
- Немә үчүн уйғур деһқанлар пахта үзүш әмгикигә қатнаштурулмиди ?
- Башланғуч мәктәп балилиридин башқа оқуғучилар йәнила пахта териштин қутулмиди
- Мәҗбурий пахта териштин әмдила қайтип кәлгән деһқан әмди һашарға елип кетилди
- Бу йиллиқ пахта теришта пайда алғанлар ким?
- Оқуғучиларни пахта теришкә ким орунлаштурған?
- Маарип комитети пахта териш һәққидә бәлгилимә чиқарди
- Оқуғучилар вә ата - анилар пахта териш сияситидин нарази болмақта