Хамасниң ғәлибиси оттура шәрқниң келәчики болған әндишиләрни күчәйтмәктә


2006.01.26
ismail-haniya-hamas.jpg
Пәләстин парламент сайлимида көп санлиқ авазға еришкән һамас тәшкилатиниң парламент сайлимидики кандидати исмаил һания27-январ күни газада җүмә намизида. AFP

Хамасниң пәләстин парламент сайлимидики ғәлибиси оттура шәрқ райониниң сияси мәнзирисидә зор тәвриниш пәйда қилип, исраийәни хәритидин йоқитиш вә уни оттура шәрқ районида йитим қалдурушни тәшәббус қилидиған радикал ислами күчләргә зор илһам бәрди. Шуниң билән биргә бу америкиниң оттура шәрқ районида демократийини илгири сүрүш сияситигә қарита гуман туғдурмақта.

Бирләшмә ахбарат агентлиқи, пәләстиндики сияси мәнзирини "гәрчә чаршәнбә күнки сайлам демократийиниң үлгилик өрники болуп, биләт ташлиғучиларниң көплүки вә сайламда пәрәздики чоң қалаймиқанчилиқлар йүз бәргән болсиму, әмма бу рәт қилғучиларниң ғалибийәт күни болуп қалди," дәйду.

Пәләстин һөкүмитини хамас тәшкилләйду

Сайламниң ахирқи нәтиҗиси техи елан қилинмиди. Әмма хамас һәрикити вә һакимийәт үстидики әл фатах даирилириниң пәйшәнбә күни җакарлишичә, дәсләпки сайлам нәтиҗисигә қариғанда хамас пәләстин парламентики мутләқ көп санлиқ орунни игилигән. Хамас һазирға қәдәр пәләстин парламентики 132 орунниң аз дегәндә 70 ни қолға кәлтүрди.

Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, хамасниң пәләстин парламентида игилләйдиған орни 80 гә қәдәр йетиши мумкин. Пәләстин баш министири әхмәд қурәй шу күни фатахниң сайламда мәғлуп болғанлиқини етирап қилип вәзиписидин истипа бәрди. Бирләшмә ахбарат агетнлиқиниң тәкитлишичә, хамасниң ғәлибә қилишида әл - фатахниң ички қисимидики чериклик вә иқтидарсизлиқ муһим рол ойниған. Хамас бу қетимқи сайламда пәләстин һөкүмитини тәшкилләш һоқуқини қолға кәлтүрди.

Хамасниң пилани исраилийини етирап қилиш әмәс

Хамасниң һөкүмәт тәшкиллигәндин кейин қандақ сиясәт йүргүзидиғанлиқи һазирчә мәлум әмәс болсиму, әмма хамас һәрикитиниң рәһбәрлири исраилийә билән давамлиқ тиркишиш бишаритини бәрмәктә.

Пәләстин рәиси махмуд аббас пәләстин аптономийисиниң рәһбәрлики вә пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң йетәкчилик һоқуқини давамлиқ йүргүзүп, исраилийә билән болидиған сөһбәткә мәсул болсиму, бирақ хамасниң сиясәт бәлгиләштә йетәкчилик рол ойнайдиғанлиқи муқәррәр. Хамас рәһбәрлири дәсләпки баянатлиридила исраилийә билән тиркишиш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

Хамас һәрикитиниң юқири дәриҗилик әмәлдари, мушир әл- масри бирләшмә ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида, исраилийини етирап қилиш вә униң билән сөһбәт өткүзүш " бизниң пиланимизда әмәс," дәйду. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, оттура шәрқ вәзийити буниңдин кейин техиму мурәккәп вә қийин дәвргә дуч келиши мумкин.

Буш: хамасниң ғәлибиси бир " пурсәт вә таллаш"

Франсийә ахбарат агентлиқи, пәләстиндики сайлам нәтиҗисини "сияси йәр тәврәш," дәп атиған. Хамасниң ғәлибиси оттура - шәрқ тинчлиқ мусаписидики алақидар дөләтләрдә җидди әндишә қозғимақта. Америка президенти буш, хамасниң ғәлибисини бу бир " пурсәт вә таллаш," дәйду. У,"мән шуни кишиләр сәмигә салмақчи. Әгәр сизниң орниңиз исраилийини йоқитиш үчүн болса, сиз тинчлиқтики шерик әмәс, биз тинчлиққа қизиқимиз," дәп тәкитлигән.

Буниң алдида америка ташқи ишлар министирлики баянатчиси мәккормак, америка һөкүмитиниң зораванлиқтин вә исраилийини йоқитиш чақириқидин ваз кәчмигичә хамасни илик алмайдиғанлиқини билдүргән иди. Исраилийә болса хамас билән содилашмайдиғанлиқини әскәртмәктә. Исраилийиниң муваққәт баш министири әхуд олмәрт, терорчи тәшкилат, дәп қарайдиған хамас билән содилашмаймиз, дәйду. Әмма явропа иттипақи " тинч усулларни қобул қилған һәр қандақ һөкүмәт билән һәмкарлиққа тәйярлиқини" билдүрди. Америка пәләстин - исраилийә тинчлиқ мусаписидики асаслиқ капаләтчи дөләт. Әмма хамас һәрикити болса америка ташқи ишлар министирликиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликидики тәшкилат .

Президент буш, пәйшәнбә күни елан қилған баянатида хамас һәрикитини има қилип, " әгәр партийиңизниң қораллиқ қанити болса, мән сизниң тинчлиқ тәрәпдари болалмайдиғанлиқиңизни билимән, " дәп сөзлиди.

Райис: америкиниң хамас мәсилисидики көз қаришида өзгириш болмиди

Америка ташқий ишлар министири кондилиза райис, пәләстин һөкүмити исраилийиниң мәвҗут болуп туруш һоқуқини етирап қилиши керәк, дәп әскәртиш билән биргә, америкиниң хамас мәсилисидики көз қаришида өзгүрүш болмиди, дәйду. У, давос дуня иқтисад мунбириниң йиғинида сөзлигән телевизор нутуқида, " биз буниң өткүнчи дәвр икәнликини чүшүнимиз. Бирақ пәләстин хәлқигә йитәкчилик қилмақчи болған вә хәлқара җәмийәтниң қоллишиға еришмәкчи болған һәр ким икки дөләт принсипи вә исраилийиниң мәвҗут болуп туруш һоқуқиға һөрмәт қилиши керәк. Әгәр сиз қарши тәрәпниң мәвҗут болуп туруш һоқуқиға һөрмәт қилмисиңиз тинчлиқ мусаписи болмайду. " Дәп көрсәтти.

явропалиқ көзәткүчиләр, сайламниң бәзи тосалғуларға қаримай " адил вә әркин" елип берилғанлиқини билдүрмәктә. Хамас һәрикити болса тәрәпләрни димократик сайлам нәтиҗисини һөрмәт қилишқа чақирған. Хамас, әрәб дунясида димократик сайлам билән һөкүмәт қуруш пурситигә еришкән тунҗи ислами һәрикәт. Хамасниң ғәлибиси бәзи әрәб дөләтлирини оттура шәрқниң келәчики нуқтисидин әндишигә селишкә башлиди. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, хамасниң ғәлибиси мисир, иорданийә қатарлиқ дөләтләрдә исламчи гуруһларниң орнини күчләндүрүши мумкин.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.