Америкидики ислам дини өлималири террорчилиққа қарши пәтива чиқарди
2005.07.29
Ислам дини өлималири мәзкур пәтива тоғрисида вашингтонда мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини оюштуруп, пәтива мәзмунлирини тонуштурди һәмдә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. Өлималар йиғинда исламниң террорчилиқ, диний радикал вә зораванлиқни әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
Ммил: хәлқни нишанлиғанлики һәр қандақ террорлуқ һәрикәт- һарамдур.
Бу кеңәшниң нами шималий америка фиқһи кеңиши болуп, бу орун ислам шәриәтлирини тонуштуридиған өлималар җәмийитидур. Мәзкур кеңәш мәсули музаммил сидиқи (Muzammil Siddiqi) пәтива мәзмунлирини оқуп, "хәлқниң һаяти вә мал-мүлкини нишанлиған өзини олтурувелиш характерлик партлаш вә башқа һәр хил шәкилдики һуҗумлар, исламда чәклиниду. Шундақла буни садир қилғучилар болса җинайәтчи һесаблиниду. Улар һәргизму шеһит болмайду. Хәлқни нишанлиғанлики һәр қандақ террорлуқ һәрикәт- һарамдур. Бу исламда чәклиниду. Шундақла йәнә, зораванлиқ вә террорлуқ һәрикәтлирини елип баридиған һәр қандақ шәхс вә тәшкилатқа һәмкарлишиш вә ярдәмлишишму һарамдур вә исламда чәкләнгәндур", деди.
Мәзкур пәтивада йәнә, һөкүмәтниң қанун-бәлгилимилиригә маслишип хәлқниң һаятини қоғдашниң, мусулманларниң диний мәҗбурийити икәнлики тәкитләнгән. Ислам өлималириниң чиқарған бу доклати, әнглийә мусулманлар кеңишиниң лондондики 7 - июл террорлуқ һуҗумидин кейин чиқарған бәлгилимиси биләнму асасий җәһәттин охшаш болған.
Д: қуранни яки пәйғәмбиримизни нәқил қилип, хәлққә зиянкәшлик қилишқа қәтий болмайду.
Америкидики мусулман гуруппилири террорлуқ һәрикәтлирини көп қетим әйибләп кәлгән болсиму, лекин америка исламий мунасивәтләр кеңишиниң башлиқи ниһад авад пәтива чиқиришниң, ислам җәмийити тәрипидин чиқирилидиған бир күчлүк баянат икәнликини әскәртти. У мундақ деди:
"Мениң бундақ дейишимидики сәвәб, ислам намида террорлуқ қиливатқанлар ислам шәриәтлирини хата чүшәндүрүшкә һәмдә униңдики бәзи бәлгилимиләрни хата ишлитишкә уруниватиду. Әлвәттә, уларниң бундақ қилишта өзлириниң ғәзивидин башқа һечқандақ йол йоруқи яки рухсити йоқ. Мана мушундақ бир қисим мусулманлар өзлирини бирдин-бир ислам шәриәтлирини қандақ чүшәндүрүшни бәлгиләйдиған кишиләр дәватиду. Шуңа мениңчә, һәр қандақ кишиниң гунаһсиз хәлққә зиянкәшлик қилиш яки уларни өлтүрүш қилмишлирини һәқлиқләштүрүш үчүн қуранни яки пәйғәмбиримизни нәқил кәлтүрүшигә қәтий болмайду".
Америкидики ислам дини өлималири йәнә, бу пәтивани җүмә күни америкиниң һәр қайси җайлиридики мәсчидлиридә оқушқа чақирди. Америкидики мусулманлар аммивий ишлар кеңишиниң мәсули салам әл-мараяти, бу пәтивада көрситилгән мәзмунларниң пүтүн дуняға тәсир көрситишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"Биз буниң пүтүн дуняниң һәр қайси җайлириғичә тәсир көрситишини үмид қилимиз. Лекин бу йәрдә һәммидин муһим болғини, биз буларни балилиримиз вә бизниң кәлгүсимиз үчүн қиливатимиз. Бизниң балилиримиз бу мәсилиләрни очуқ билиши керәк, бу йәрдә һәргизму қаймуқуш яки айдиң болмиған уқум болмаслиқи керәк. Биз мусулман америкилиқлар тәшкилатлири вә һәммимиз бирликтә, бизниң кәлгүси әвладлиримизға вә балилиримизға өзини өлтүривелиш характерлик партлитиш вә террорчилиқниң, ислам қәтий йол қоймайдиған әһвал икәнликини җакарлаймиз".
М кеңиши: ислам нами билән зораванлиқ қилғучилар, өзлириниң етиқадиға хаинлиқ чилардур
Буниңдин сирт йәнә, америка исламий мунасивәтләр кеңиши телевизор вә радиоларда енглиз, әрәб вә орду тиллирида аммивий баянат җакарлап, исламниң террорчилиқни чәкләйдиғанлиқини һәмдә ислам нами билән зораванлиқ қилишниң өзлириниң етиқадиға хаинлиқ қилғанлиқ болуп һесаблинидиғанлиқини елан қилди.
Бу арида 30 нәччә йилдин буян әнглийә билән қаршилишип кәлгән ирландийә җумһурийәт армийиси қораллиқ қаршилиқ көрситишни тохтитидиғанлиқини җакарлиди. Әнглийә баш миниситири тони блейр билән америка президенти җорҗ в буш бу қарарни тәбрикләп, ирландийә җумһурийәт армийисиниң ахири зораванлиқниң орниға тинчлиқ йолини таллиғанлиқини һәмдә буниң ирландийиниң йеқинқи тарихида зор әһмийәткә игә бир вәқә икәнликини билдүрди. Ирландийә җумһурийәт армийиси сиясий гороһиниң рәһбири адамс бу қарарниң батурлуқ билән чиқирилғанлиқини һәмдә буниң тинчлиқ вәзийитини әслигә кәлтүрүшкә пайдилиқ болидиғанлиқини ейтип, "бу адиллиқ билән узун мәзгиллик тинчлиқни қолға кәлтүрүшниң һалқилиқ пәйти" дәп билдүрди. (Пәридә)