Пәйло түрмисидә диндар мәһбусларға атеизм тәрбийиси берилмәктә


2008.02.04

Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида миллий оттура - башланғуч вә алий мәктәпләрдә йолға қоюватқан атеизм тәрбийисини түрмиләрдики диндар мусулманларға қәдәр қанат яйдуруватқанлиқини билдүрди. Мәзкур органниң әскәртишичә, уйғур елиниң йәкән наһийиси тәвәсидики пәйло түрмисидә намаз оқуған мәһбуслар тән җазасиға учримақта икән. Лекин түрмә даирилири д у қ ниң мәлуматини рәт қилди.

Диндар мәһбусларға тән җазаси бериливатиду

Дуня уйғур қурултийи диндар мәһбусларниң тән җазасиға учраватқанлиқини илгири сүргән пәйло түрмиси, уйғур елиниң йәкән наһийиси тәвәликидә йеза игилик мәйданлирини асас қилған райондики әң чоң әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң бири болуп, бу йәрдики мәһбусларниң көп қисими узун муддәтлик яки муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған кишиләрни асас қилатти. Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң дүшәнбә күни радиомизға әскәртишичә, түрмә даирилири мәзкур лагиридики мусулман мәһбусларға атеизм тәрбийиси елип берип, кишиләрни намаз оқумаслиққа агаһландурған шундақла намаз оқуйдиған диндар мәһбусларға тән җазаси бәргән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бу һәқтики баянатида, йеқинда мәзкур түрмини зиярәт қилған бир зиярәтчиниң түрмә тамлириға атеизм тәшвиқати вә дарвинизм тәлиматини мәзмун қилған шуарларниң чапланғанлиқини өз көзи билән көргәнликини, бир мәһбусниң түрмидә диндар мәһбусларға селиниватқан "җисманий азаблар" һәққидә тохталғанлиқини вә дуня уйғур қурултийиға бу хәвәрни йәткүзгән зиярәтчиниң бихәтәрлик түпәйли исмини ашкарилимайдиғанлиқини билдүрди.

Диндар мәһбусларни уруш вәқәсиниң арқисида сақчилар барлиқини тәкитлигән дилшат ришит, пәйло түрмисидики вәқәни паш қилғучи зиярәтчиниң "түрмә сақчиси диндар мәһбусларни өзи җазалимай, мәһбусларни мәһбусларға урғузмақта. Йәни намаз оқуғанларни намаз оқумайдиған мәһбусларға урғузиду. Әгәр таяқ йегүчи диндар болса көрмәскә салиду " дегәнликини әскәртти.

Түрмә даирилири: түрмидә намаз оқуш вә ибадәт қилиш чәклиниду

Дилшат ришит йәнә пәйло түрмисидики мәһбусларниң һәр 3 айда бир қетим түрмә әһвалиға даир бир җәдвәлни тоштуридиғанлиқини, мәһбуслар җәдвәлдә чоқум түрминиң давалаш, йимәк - ичмәк, туралғу вә сақчиларниң мәһбусларға муамилисини "яхши", дәп баһалимиса җазаға тартилидиғанлиқини билдүрмәктә. Мухбиримиз пәйло түрмисиниң әһвалини игиләш мәқситидә түрмә даирилиригә телефон қилип, пәйло түрмисидә йүз бериватқан вәқәләрни сориди. Түрминиң бир хадими диндар мәһбусларниң кәмситишкә учраватқанлиқини рәт қилған болсиму, лекин түрмидә намаз оқуш вә ибадәт қилишниң чәклинидиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду, "бундақ иш мәвҗут әмәс.

Пәйло түрмисидә қанчилик мәһбус барлиқи мәсилиси болса буни мән билмәймән. Чүнки бу мәхпий. Мәһбусларға атеизм тәрбийиси елип бериливатқанлиқи мәсилисини түрминиң тәлим - тәрбийә бөлүмидин сораң. Намаз оқуған мәһбусларни уруш вәқәси болса бу мумкин әмәсқу дәймән. Мән бундақ бир вәқәни аңлап бақмидим. Лекин диндарларниң намаз оқушиға рухсәт қилинмайду. Түрмимиздә мәһбусларни урушқа болмайду. Мәһбусларниңму мәһбусларни урушиға болмайду, бу мумкин әмәс. Бу ялған сөз болуши мумкин.

" Түрмә сақчилириға үстәк бәрмисә туғқанлирини көрәлмәйду "

Пәйло түрмисидә җаза муддитини өтәватқан мәһбусларниң һәммиси асасән кесим елан қилинған мәһбуслардур. Хитай қанунлирида кесим елан қилинған мәһбуслар аилә - тавабиатлириниң түрмидики бала - чақа яки уруқ- туғқанлирини қәрәллик йоқлаш вә көрүш һоқуқи болсиму, лекин кейинки йилларда бу қанун сиясий мәһбусларға наһайити аз ишлитилидиған болди.

Дилшат ришит, һазир пәйло түрмисидә адәттики җинайи ишлар мәһбуслириниң аилә тавабати, түрмидики уруқ - туғқанлирини көрмәкчи болса түрмә сақчилириға үстәк беришкә тоғра келидиғанлиқини, үстәкниң 500 сом билән 1000 сом арисида тәләп қилинидиғанлиқини әскәртиду. Лекин пәйло түрмисиниң юқириқи хадими дуня уйғур қурултийиниң баянатчисиниң үстәк һәққидики баянлирини рәт қилди. ‏У, " бундақ бир иш йоқ. Бундақ бир бәлгилимә йоқ. Йоқлиғучилар йәркәнгә кәлсә йәйдиған ичидиғинини, йол хираҗитини өзи көтириши керәк. 500 Кой төләйду, дегән бәлгилимә йоқ. Йоқлиғили кәлгәнләр мәһбуслар билән халиғанчә көрүшәләйду. Нормал рәсмийәтләрни беҗирсила болди," дәйду.

"Тән җазаси хитай түрмилиридә омумйүзлүк мәвҗут"

Хитай җаза муддитини өтәватқан мәһбусларниң һоқуқи вә мәһбусларға тән җазаси беришни тохтитиш мәсилисидә хәлқара җәмийәтниң үзлүксиз бесимиға дуч кәлмәктә иди. Б д т кишилик һоқуқи кеңишиниң тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари манфрид новак 2 йилниң алдида үрүмчидики бир түрмини тәкшүрүп, бу түрмидики тарихчи тохти мозарт вә язғучи нурмуһәммәт ясинлар билән сөһбәт өткүзгән һәм "тән җазаси хитай түрмилиридә омумйүзлүк мәвҗут һадисә " дәп тәнқидлигән иди.

Дуня уйғур қурултийидики дилшат ришитниң әскәртишичә, мәһбусларға тән җазаси бериш вәқәси хитай түрмилиридики гундипайларниң түзүмгә хилап шәхси хаталиқи әмәс, бу хитай әдлийә системисиниң хаталиқидур. Дилшат ришит йәнә йеқинқи күнләрдә қәшқәр районида қар апити вә апәт характерлик һава килиматиниң тәсири түпәйли пәйло түрмисидики мәһбусларниң соғуқ камирларда қалғанлиқини, лекин түрмә даирилириниң буниң билән чатиқи болмиғанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.