Хитай һөкүмити пиланлиқ туғутниң уйғур районида яхши иҗра қилинмайватқанлиқини билдүрмәктә


2005.08.08

2 - Авғуст күни "шинҗаң хәлқ радио истансиси" уйғур елидә пиланлиқ туғут йолға қоюлғандин буян 3 милйон адәм аз туғулғанлиқини елан қилип узун өтмәй, 8- авғуст күни хитай мәмликәтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитетиниң мудири җаң вейчиң ғәрбий шималдики 3 өлкә вә икки аптонум райондики нопусниң шиддәт билән ешип, хитай нопусиниң 6.14٪ Ини игилигәнликини, болупму ниңша билән "шинҗаң" дики аз санлиқ милләтләрдики әнәниви туғут қаришиниң бу йәрдики нопусниң тиз көпийишигә сәвәпчи боливатқанлиқини ейтқан.

Хитай һөкүмити йолға қойиватқан пиланлиқ туғут сиясити уйғур елидә шунчә қаттиқ иҗра қилиниватқан вә уйғурларниң бу хил сиясәтниң қурбани болуватқанлиқини хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири давамлиқ оттуриға қойиватқан бу шараитта, уйғур ели нопусиниң шиддәт билән көпийиши немидин дерәк бериду?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.