Шәндуңдики мәҗбурий бала алдурған пиланлиқ туғут хадимлири қолға елинди
2005.09.20
Хитай даирлириниң мәлум қилишичә, шәндуң өлкисидә йеқиндин буян , хәлқниң пиланлиқ туғут вә мәҗбурий бала алдурушқа қарита наразилиқи күчәйгәндин кейин, һөкүмәт даирилири, шәндуңниң линйи шәһиригә қарашлиқ наһийә, йезилардики мәҗбурий йосунда аялларниң балисини алдуривәткән бир қанчә пиланлиқ туғут хадимлирини қолға алған.
Хитайниң дөләтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитетиму сәйшәнбә күни бу һәқтә мәхсус баянат елан қилип, шәндуң өлкиси линйи шәһиригә қарашлиқ бир қанчә наһийә вә йезидики бир қисим хадимларниң пиланлиқ туғут хизмити җәрянида, пуқраларниң қанунлуқ һоқуқ-мәнпәәтигә дәхли йәткүзүш әһвалиниң көрүлгәнликини етирап қилди.
Хәлқниң наразилиқи
Хәвәрдә көрситилишичә, бу җайлардики хәлқләр һәр қайси дәриҗилик һөкүмәткә көп қетим әрз сунуп, пиланлиқ туғут хадимлириниң бу йәрдики бир қисим аялларниң балилирини мәҗбурий йосунда алдуруп, әрләрниң уруқдинини боғдуривәткәнликини шикайәт қилған. Һәтта линйи наһийисидики бәзи әмәлдарлар, зораванлиқ вә тәһдит қилиш усули билән кәнт деһқанлирини, уруқданни боғдуруш оператсийисини қилишқа мәҗбурлиған.
Хитайниң нопус вә пиланлиқ туғут комитетиниң баянатчиси йү шүҗүн баянатида, бу хил әһвалға четилған мунасивәтлик мәсул хадимларниң барлиқ вәзиписиниң елип ташланғанлиқини, шундақла һазир бәзи хадимлар үстидин тәкшүрүш елип берилип, йәнә бәзилириниң сақчилар тәрипидин тутуп туриливатқанлиқини ейтти.
Биз бу мунасивәт билән шәндуң өлкисиниң линйи шәһиридики пиланлиқ туғут ишханисиға телефон қилдуқ. Бу йәрдики бир нөвәтчи хадим өзиниң бу йәргә йеңи ишқа чүшкәнликини, шуңа нурғун ишлардин хәвириниң йоқлиқини билдүрди. Биз йәнә, лин линйидики башқа наһийә, йезиларниң пиланлиқ туғут ишханилириға телефон қилған болсақму, лекин вақит пәрқи түпәйлидин телефонни алидиған киши чиқмиди.
Йәрликтики пиланлиқ туғут вәзийити
Хитай һөкүмити пиланлиқ туғут сияситини 1980 - йилларда башлиған болуп, бәлгилимә бойичә хитайларниң бир бала елишиға йол қойилиду. Аз санлиқ милләтләр болса 2 бала вә чәт-йеза районлардики деһқанларниң 3 тин бала елишиға йол қоюлиду.
Гәрчә хитайниң қануни бойичә, мәҗбурий бала алдуруш әһвалиға йол қоюлмисиму, лекин һәр қайси төвән қатламларда пиланлиқ туғут сиясити бир қәдәр қаттиқ тутулуп, кишиләрни бала алдурушқа мәҗбурлайдиған вә уларниң рухситисиз балилирини алдуриветидиған әһваллар көп көрүлүп кәлди.
Уйғур елидики әһвал
Пиланлиқ туғут сияситиниң қурбанлиридин бири болған уйғур елидиму бу әһвал еғир болуп, бу һәқтә радиомизғиму нурғун инкас вә шикайәтләр кәлгән иди. Игилишимизчә, уйғур елидә һөкүмәт һәтта һәр бир балиниң арилиқиға қанчилик вақит қоюп туғушниму бәлгиләп беридикән. Буниңға риайә қилмиғанларниң балилири мәҗбурий алдуриветилидикән. Пиланлиқ туғут сияситигә нарази болуватқан уйғурлар бир тәрәптин, уйғурлар нопусиниң азлап кетишидин әндишә қилса, йәнә бир тәрәптин бала алдуриветишниң мусулманларниң диний- етиқадиға хилап бир һәрикәт икәнликидин нарази болмақта.
Биз бу мунасивәт қәшқәр вилайити мәкит наһийисиниң мәлум бир йезилиқ һөкүмәткә телефон қилдуқ. Бу йәрдики бир һөкүмәт хадими бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу йәрдә пиланлиқ туғут хизмитиниң чиң тутулидиғанлиқини етирап қилди. Биз бу хадимдин йәнә, һөкүмәт қанунида мәҗбурий бала алдурушқа йол қоюлмайдиған туруп, йәнә немә үчүн бу йәрдә мәҗбурий бала алдуруветиш әһвалиниң барлиқини сориғинимизда, у бизниң бу һәқтики суалимизға җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтип, телефонни қойивәтти.
Хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң зиянкәшликигә учриған бу йезидики бир аял, илгири бизниң зияритимизни қобул қилип, өзиниң бешидин өткәнлирини сөзләп бәргән иди.
Хитай һөкүмити 25 йилдин буян йолға қойиватқан пиланлиқ туғут сиясити, кишилик һоқуқ тәшкилатлири үзлүксиз әйибләп келиватқан бир тема болуп, һәтта америка һөкүмити йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус фонди җәмийтиниму, хитайниң пиланлиқ туғут сияситини қоллиған дәп әйибләп, уларға беридиған 34 милйон америка долларлиқ ярдәм пулини бикар қилди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәкиттики пиланлиқ туғут вәзийитигә нәзәр
- Хитайниң ғәрбий шималидики нопус вә тәрәққият мәсилиси
- Хитай һөкүмити пиланлиқ туғутниң уйғур районида яхши иҗра қилинмайватқанлиқини билдүрмәктә
- Аялини қоғдаш үчүн йеза кадирини өлтүргән яш, диний әсәбийлик билән әйибләнгән
- Хитай, пиланлиқ туғут сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрмәктә
- Вашингтонда хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини ечилди