Уйғур путболчилиқи қийинчилиқларда илгирлимәктә


2006.06.07
iparxan-sweden.jpg
Атақлиқ путболчи муса исмайилниң қизи 11 яшлиқ ипархан 2001 – йили ата – аниси билән шветсийигә көчүп кәлгән болуп, шветсийидики дөләтлик аяллар командисиға путболчи тәрбийиләйдиған өсмүрләр командисиға қатнашқан үч йил ичидә 25 қетим алтун медалға еришкән.

Гәрчә дуня путболчилиқида путбол 1851 - йили әнглийидә иҗад қилинған дәп шәрһләнгән болсиму, әмма мәһмуд қәшқири түркий тиллар диванида, бундин 900 йиллар илгирила оттура асиядики түркий қәвимләрниң қозини тулумчилап союп, униң ичигә һава қачилап ишләнгән топни тепиш усули билән қарму ‏- қарши қәләләрниң ичигә киргүзидиған тәпүк йәни тепиш намлиқ бир оюни бар дәп қәйт қилған.

Путбол һәрикитиниң раваҗлинишида нимә әң чоң тосалғу?

Уйғурларниң путбол тарихиға қарисақ, путбол һәрикитиниң уйғурларниң мәдәнийәткә болған интилиши, әркинлик арзулири вә миллий роһиға вәкиллик қилидиғанлиқи шундақла шу сәвәблик униң охшимиған дәврләрдә түрлүк тосалғуларға учрап кәлгәнликини көрәләймиз.

Йеқинқи заман тарихидин гәп ачқанда, йәни 1927 - йили атуш ексақтики деһқанлардин тәшкилләнгән путбол командиси, қәшқәрдики әнгилийә консулхана командиси билән мусабиқигә чүшүп, биргә қарши икки нәтиҗә билән йеңивалиду. Мана бу уйғурларда путбол һәрикитиниң хели бурунла гүлләнгәнликиниң шундақла дуняви мусабиқиләргә чүшкәнликиниң бир тарихий испати. Уйғур путбол һәрикити уйғурларниң миллий роһиға вәкиллик қилмақта, путбол уйғур әвладлириға уюшчанлиқни, риқабәт еңини, пидакарлиқни, миллий роһни йетилдүридиған тәбий мәктәп һазирлап кәлгән.

Һәтта у, уйғурларниң йолуқиватқан иҗтимаий, сиясий мәсилилирини һәл қилидиған ролғиму игә болған болғачқа 1997 - йили или мәшрипидики яшлар, уйғур яшлирини путбол һәрикитигә мәркәзләштүрүш арқилиқ, яшлардики зәһәрлик чекимликкә берилишкә охшаш бәзи илләтләрни түзимәкчиму болған. Әмма яшларниң путбол васитиси билән башлиған бу илғарлиқ һәрикити хитай һөкүмитиниң қаттиқ бастурушиға учрап, һәтта или яшлириниң путбол мусабиқә уюштурушиму чәкләнгән дәвирләрму болди.

Уйғурлар гәрчә мунәввәр топчиларға игә болсиму, әмма 50 йилдин буян уйғур путбол камандилириниң хитайниң алий дәриҗиликләр мусабиқиси әмәс һәтта мәмликәтлик а дәриҗиликләрниң мусабиқисигиму кирәлмәй келиватқанлиқи нәччә әвлад путбол мәстанилириниң қәлбини азаблап кәлди.

Уйғурларда узун йиллиқ путбол тарихи бар, камаләткә йәткән путбол әзимәтлири бар, милйонлиған от йүрәк путбол мәстанилири бар, уйғур елидә кәспий камандиму бар туруқлуқ, немә үчүн уйғур путболчилиқи көрүнәрлик нәтиҗә қазиналмайду ? бәзи путбол мәстанилири бу соалға "чүнки һазир путболни пут биләнла әмәс пул билән тепишқа тоғра кәлмәктә" дегән җавабни бәрмәктә.

Уйғурлар путбол һәркитиниң кәлгүсигә йәнила үмүдлүк қарайду

Узундин бери уйғур елидики путбол һәвәскарлирини азаблап кәлгән уйғур ели путболчилиқида йеқиндин буян үмидлик учқунлар көрүлүшкә башлиди. 2006 - Йили йил бешида шинҗаң тәнтәрбийиси латарийиси путбол кулуби рәсмий қурулуп, мәмликәтлик путболчилар бирләшмисигә рәсмий әнгә алдурғандин кейин, хитай бойичә өткүзүлидиған б дәриҗилик бирләшмә мусабиқисигә қатнишишқа тизимлатти. Асаслиқ әзалири уйғурлар яшлиридин тәшкилләнгән бу каманда харбинда 6 - май күни тунҗи мәйдан мусабиқигә чүшти. Гәрчә тунҗи мәйданда иккигә қарши бир нәтиҗә билән харбин камандисиға уттуруп қойған болсиму, кейинки мәйдан мусабиқиләрдә уда ғәлибә қилип, шималий мусабиқә районида биринчи орунни сақлап кәлмәктә.

2006 - Йили 5 - айниң 20 ‏- күни уйғур ели путбол командиси уйғур ели тарихидики мәмликәтлик бирләшмә мусабиқисиниң тунҗи саһибхан мәйдан мусабиқисини башлиди. Нәқ мәйдандики 20 миңға йеқин от йүрәк мәстаниләрниң үмиди һәмдә илһами билән мусабиқигә чүшкән уйғур ели командиси әзимәтлири рәқибиниң һәйвисини йәргә уруп, уда төт мәйдан ғалиблиқини бәрмәй кәлмәктә. Бирләшмә мусабиқә башлиништин илгири хитай ичидики ахбарат вастилири уйғур ели командисини нәзәрдин сақит қилип қойған. Бирақ уйғур командисиниң уда төт мәйдан мусабиқидә утуп чиқиши билән ахбарат вастилири уйғур ели командисиға қайта әһмийәт беришкә башлиған. -6 Июн күни хитай мәркизий телевизийисиниң тәнтәрбийә қанилида бәзи путбол мутәхәссислири хитай путболчилиқиниң үмиди һәққидә тохтилип, "хитай әгәр дуняви мусабиқиләрдә көрүнимән дәйдикән, чоқум уйғурларға охшаш путболда туғма қабилийәткә игә путболчиларни мәмликәтлик камандиларда тәрбийиләшкә әһмийәт бериш керәк" дәп көрсәткән.

Үрүмчидики бир путбол мәстаниси, уйғур путболчиларниң юқири дәриҗилик кәспий камандиларға таллиналмайватқанлиқида миллий кәмситиш, қәстән әһмийәт бәрмәслик хаһишлириниң мәвҗут икәнликини көрситиш билән тәң әгәр мәркизий теливезийидә оттуриға қоюлған пикирләр әмәлийләшсә, уйғур путболчилиқиниң кәлгүси парлақ икәнликигә ишинидиғанлиқини билдүрди.

Уйғур ели командиси 7 - айниң 15 ‏- күни әң күчлүк рәқиби болған бейҗиң тәбий пәнләр универстети командисиға меһман болуп мусабиқигә чүшиду. Әгәр мушу өткәлдин оңушлуқ өтүп кәтсә, шималий районда биринчи болушида чоң тосалғу қалмайду. Нөвәттә уйғур путбол мәстанилири -2006 йиллиқ дуня путбол лоңқисини таза мәззә қилип пухадин чиққичә көрүшни тәқәззалиқ билән күтүш билән тәң, өз командисиниң мәмликәт ичидики бу елишишларда яхши нәтиҗә қазинишини һаяҗан билән күтмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.