Уйғур путболчилиқиниң тәрәққиятиға немиләр тосалғу боливатиду?
2006.06.08
Путбол уйғурларда әң омумлашқан тәнһәрикәт түри. Гәрчә уйғурларниң мунтизим кәспий командиси турақлиқ мәвҗут болуп туралмайватқан болсиму, бирақ кичик болғанда мәһәллә командилири, чоң болғанда мәктәп һәм завут- кархана командилирида, уйғур путбол мәстанилирини һаяҗанға салған путбол әзимәтлири әвладму - әвлад йетишип чиқмақта.
Нөвәттә уйғурлар яш путбол әвладлиридин үмидләр күтмәктә. Бәзи чәтәлләрдә тәрбийилиниш пурсәтлиригә еришәлигән санақлиқ уйғур топчилар ичидиму өзиниң қабилийитини көрситиватқан яш әвладларму йоқ әмәс.
Түркийиниң даңлиқ кулуби фенәрбағчә командисида данияр исимлик бир уйғур путболчи бар, у илгири бейҗиң командисида турған болуп бу йил 22 яшқа кирди. У бейҗиң командисида турған чеғида хәлқара путбол бирләшмисиниң рәиси блатер билән көрүшкән. Һазир у рәсмий мусабиқиләргә чүшүш тәйярлиқ мәшиқи басқучида турмақта. Шуниңға охшаш, әгәр уйғур путбол әвладлирини тәрбийиләйдиған яхши шараит болсила уйғурлардинму дунявий сәвийидики путболчиларниң йетишип чиқидиғанлиқиға уйғурлар шәксиз ишиниду.
Илгири хитайдики путбол мутәхәссислири вә бәзи даңлиқ тренерларму уйғур путболчиларни хитай мәмликәтлик камандиларда тәрбийиләшкә әһмийәт бериш тәклипини бәргән болсиму, әмма бу хил пурсәт уйғур путболчиларға кәмдин- кәм берилгән.
Уйғур путболчилиқиниң тәрәққиятида иқтисадй асас кәм
Уйғур путболчилар һәм тренерлар бундақ болуш сәвәблириниң сиясәткә берип тақилидиғанлиқини тилға алиду. Шундақла уйғур елидә кәспий командиларниң мунтизим туралмаслиқиниң асаслиқ сәвәбиниңму һөкүмәтниң қоллишиға еришәлмигәнлики икәнликини көрситиду.
Кичикидин тартип қайси шәһәрдә уйғур командилири мусабиқигә чүшсә, шу йәргә әгишип берип мусабиқә көрүп өз әзимәтлиригә илһам берип келиватқан бир уйғур путбол мәстаниси зияритимизни қобул қилип, уйғур путболчилиқиниң мәмликәт ичидә юқири дәриҗилик мусабиқиләргә кирәлмәйватқанлиқиға, кәспий камандиниң қурулушиға иқтисади ярдәмниң кәм болуватқанлиқиниң әң асаслиқ мәсилә икәнликини ипадилиди.
Уйғур балиларда туғма қабилийәт бар
Бу топ мәстаниси йәнә чәтәлләрдики даңлиқ командилар қайси әлдә яхши топчи болса шуни қиммәт баһада тәклип қилип мусабиқигә салиду, хитайдики командиларму уйғур балиларни шундақ хитайниң даңлиқ камандилириға тәклип қилса болиду чүнки уйғур балиларда туғма қабилийәт бар дәп көрсәтти.
Ғулҗида мәлум мәктәп путбол командисида узун йил тренер болған бир киши, гәрчә путбол кәспи билән шуғулланғучилар болсун вә яки путбол мәстанилири болсун уйғурларда путболға нисбәтән оттәк қизғинлиқ һәмдә қабилийәт болсиму, әмма путбол һәрикитиниң йолуқуп келиватқан реал мәсилилирини азаб билән тилға елишидиғанлиқини билдүрди.
Уйғур путболчилири һаман бир күни дуня путбол сәһнилиридә көриниду
Қанчә қетимлап қурулған кәспи командилар, дәврму -дәвр йетишип чиққан путбол әзимәтлири системилиқ башқуруш, иқтисадий ярдәм, мустәһкәм мәшқ вә йәнә сиясәт һәм башқа сәвәбләр түпәйли риқабәт мәйданида пут тирәп туралмиди. Әмма уйғурлар, уйғур путболчилириниң һаман бир күни дуня путбол сәһнилиридә көринишигә үмиди барлиқини ипадиләйду.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, зияритимизни қобул қилған исмини ашкарилашни халимиған бәзи путбол маһирлири, уйғур путболчилиқини қоллиған һәвәскарларниң уларға наһайити зор илһам берип келиватқанлиқидин миннәтдар икәнликини ипадиләш билән тәң, путбол һәрикитиниң йәниму көп қоллиғучиларға муһтаҗ икәнлики шундақла путбол һәрикитиниң пәқәт оғуллар шуғуллинидиған бир һәрикәт болуп қалмаслиқини, қиз - аялларниңму қоллишиға еришишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Шундақла улар, еришкән һәр бир мусабиқигә чүшүш пурсәтлирини қәдирләп барлиқ маһаритини көрситишкә тәйяр туруватқанлиқини билдүрди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур путболчилиқи қийинчилиқларда илгирлимәктә
- Қазақистандики уйғурлар тәнтәрбийә саһәсидә риқабәтләшмәктә
- Ипархан шветсийә өсмүр путбол чолпиниға айланди
- Қирғизистандики уйғур чемпийон абдирешит дуганоф йәнә мусабиқигә қатнашмақчи
- Белгийидиму уйғур чемпийони бар
- Қазақистандики уйғур тәнһәрикәт чолпанлири яшларни йетәклимәктә