Қадир бақиниң күндилик хатириси
2006.01.30
Бир нәччә күндин буян армийини һимайә қилиш үлгиси қадир бақи исимлик 72 яшлиқ бир бовайниң сүрәтлири уйғур елиниң хәвәр тор бәтлирини қаплиди. Игилишимизчә " армийини һимайә қилиш нәмуниси қадир бақидин өгиниш " тоғрисидики тәшвиқатлар йәнә телевизийә истансилиридиму берилмәктә икән.
Ху җинтавниң рәхмити
Тәңритағ тор бетидә мәйдисигә йоған қизил гүл тақалған қадир бақиниң ху җинтав билән қол елишип көрүшүп турған сүрити билән берилгән хәвәр мәзмуниға қариғанда, бу 72 яшлиқ қадир бақи куча наһийиси ағи йезиси ләңгәр кәнтидә олтурушлуқ деһқан болуп у, 39 йилдин буян, шу җайда турушлуқ хитай армийисиниң иш излирини мәдһийиләп күндилик хатирә қалдурған имиш.
Хәвәрдә ейтилишичә, ху җинтав униң билән көрүшкәндә " 39йилдин буян 1000 парчидин артуқ хатирә йезип азадлиқ армийиниң хәлқни сөйүш һимайә қилишниң иш излирини һәқиқий хатириләпсиз, бу хәлқ аммисиниң партийини, вәтәнни, хәлқ азадлиқ армийисини қизғин сөйидиған сәмимий муһәббитини толуқ намайән қилип, армийә билән хәлқниң иттипақлиқи, милләтләр иттипақлиқини күчәйтиштә актип төһпә қошти, сиздин өгинимиз" дәп рәһмәт ейтқан.
Партийә қилған яхшилиқ көп, деһқанлар йәнила намрат
У бейҗиңдин қайтип кәлгәндә йәнә ваң лечуәнниңму күтүвелишиға еришкән. Һаяҗанланған қадир бақи " партийигә рәһмәт, мениң қилғанлирим аз, партийиниң бизгә қилған яхшилиқлирини әвладлиримму қайтуруп болалмайду, мән әвладлиримға армийә һәққидә күндилик хатирә йезишни давамлаштурушни тәвсийә қилдим, биз мәңгү партийигә әгишип маңимиз, армийини сөйимиз" дәп вәдә бәргән. Қадир бақи йәнә дөләт рәһбәрлири һәмдә уйғур аптонум район рәһбәрлири билән көрүшкәндә, партийиниң яхши сиясити билән йезимиздики деһқан амминиң турмуши яхшиланди, бай, баяшат яшаватимиз дәп уларға рәһмәт ейтқан. Әмма қадир бақи турушлуқ кучар наһийиси ағи йезисидин игилишимизгә қариғанда, ләңгәр кәнти тағлиқ чәт яқидики бир кәнт болуп асасий нопуси уйғурлар икән, бу җайда деһқанлар асасән кирим қилалмайдикән. Бу йезиниң әтрапида бир һәрбий мәшиқ базиси бар икән. Бу йеза һәмдә қадир бақи һәққидә йәниму тәпсили мәлумат елишқа тиришқан болсақму әмма бу кәнткә һәтта телифонму орнитилмиған болғачқа, ағи йезисидин бу кәнт һәққидә учур елишқа урундуқ. Телефонимизни алған кишиләр қадир бақи һәққидә телевизорларда көргәнлирини, бирақ бу һәқтә көп билмайдиғанлқиини ейтишти.
Игилигинимиздәк һазир қадир бақи исимлик 72 яшлиқ бу деһқан нөвәттә армийини сөйүш үлгиси, милләтләр иттипақи нәмуничиси дегән нам билән пүтүн уйғур елидә тәшвиқ қилиниватқан, һәммә билидиған қурбан тулумға охшаш бир шәхскә айланған.
Пәқәтла тәшвиқат
Йеңидин чиққан бу ғәлитә өгиниш үлгиси чәтәлләрдики зиялийларға нисбәтән йеңи туюлмиди. Улар бу "хитай компартийисиниң үлгә тикләш әнәниси бойичә тикләп чиқирилған бичарә деһқан, пәқәт мав зедоңға қоғун апарған қурбан тулум, ху җинтавға хәт язған мәмәт савурларға охшаш сиясий тәшвиқат қорали қилиниватқан кишиләрдур", дәп хитай компартийисиниң немә сәвәбтин армийини сөйүш тәшвиқатини күчәйткәнлики һәққидә мулаһизиләр йүргүзмәктә.
Бу һәқтә чәтәлдә яшаватқан уйғур зиялийлиридин илшат әпәнди көз қарашлирини ипадиләп, хитай компартийисиниң һәр йили қадир бақиға охшаш кишиләрниниң образини яритип, йәрлик хәлқниң хитай армийисини қоллайдиғанлиқиниң испати қатарида көрситидиғанлиқини, әмәлийәттә йәрлик хәлқ билән уйғур елидики хитай хәлқи вә армийисиниң оттурисидики мунасивәтниң бир бирини һимайә қилиш мунасивити әмәсликини билдүрди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити ху җинтавниң мәмәт савурға қайтурған җаваб хетини өгиниш һәрикитини кеңәйтмәктә
- Лопнурниң даши кәнтидики деһқанларниң сиясий өгиниш қилишиға сәвәб болған хәт
- Америкилиқлар билән хитай коммунист партийиси бир нахшини тәң ейтамду?
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән
- Хитай пүтүн армийисини қайта рәтләшкә башлиди
- Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған