Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (1)
2006.10.17
1996 – Йили германийиниң сабиқ президенти Hérzog заманида, хитай билән германийә оттурисида қанун – түзүм диалогиға асас селинған болуп, 1999 – йили германийә сабиқ баш министери Schrödér бейҗиңға зиярәткә барған чеғида, икки дөләт оттурисида "қанун дөлити диалоги" һәққидә сөһбәт елип берилған һәмдә 2000 – йили "германийә – хитай қанун – түзүм алақиси вә һәмкарлиқи келишими" түзүлгән иди. Шундин буян, хитайниң қанун саһәсидә хизмәт қилидиған нурғунлиған адими германийә келип, қанун саһәсидин билим ашурушқа башлиған.
Инсан һәқлири мәсилиси хитайда изчил түрдә яманлишип барған
Германийә әдлийә оргининиң баяниға асасланғанда, германийиниң хитай қанун иҗрачилирини тәрбийиләп беришидики мәқсәт: тәрәққи қилған германийиниң ән – әнигә айланған қанун – түзүмлири билән, тәрәққи қиливатқан хитайниң қанун – түзүмлири арисида алақә орнитиш һәм хитайниң қанун дөлитигә айлиниш қәдимини илгири сүрүш, бу арқилиқ хитайдики инсан һәқлирини үнүмлүк қоғдаштин ибарәт икән.
Гәрчә бу алтә йилдин буян, германийә дөлити хитайға нурғунлиған сотчи, әдлийә хадимлири, тәптиш хадимлири, адвокатлар вә қанун – түзүм тәтқиқатчилирини тәрбийиләп бәргән болсиму, пилға паша тәсир қилмиғандәк, хитайниң мәвҗуд түзүлмисидә қилчә өзгириш болмиған. Хитайниң қанун дөлитигә айлиниши мумкинликидин һәм кичиккинә бишарәтму көрүлмигән. Әксичә, инсан һәқлири мәсилиси хитайда изчил түрдә яманлишип барған.
Хитайда бир партийилик түзүм йоқалмай туруп, қанун дөлити қуруш мумкин әмәс
явропадики хитайлар тәрипидин нәширдин чиқидиған "явропа йетәкчи гезити" ниң 10 – айлиқ саниниң 19 – басмисида елан қилинған "қанун дөлити диалогиниң сиртидики диалог" намлиқ зиярәт хатириси, хитай қануниниң маһийитини вә хитайдики инсан һәқлири мәсилисини рөшән ашкарилап бәргән.
"Қанун дөлити диалогиниң сиртидики диалог" намлиқ бу зиярәтни "демократик җуңго алдинқи сәпи" тәшкилатиниң рәиси фәй ляңйоң, мәзкур тәшкилат ташқи ишлар комитети явропа бөлүминиң мудири хуа чуанмәй, "германийә оқуғучилар бирләшмиси" ниң рәиси пиң шяомиң қатарлиқлар германийә әдлийә министирлиқиниң мәсуллиридин бири болған Josef Brink билән елип барған. Josef Brink Әпәнди германийә әдлийә министирлиқиниң хәлқара мунасивәт вә қанун дөлити диалоги башқармисиниң башлиқи болуп, "германийә – хитай қанун дөлити диалоги" ишлириниң бивастә мәс`уллиқини үстигә алған.
Зиярәтчиләр алди билән Josef Brink әпәндигә, хитайдики сотчи, тәптиш вә әдлийә хадимлириниң мутләқ көп қисминиң кәспи хадимлар әмәсликини, уларниң қанун – түзүм билимлиридин сәвийисиниң наһайити төвәнликини, тәләпкә лайиқ кәспи хадим қилип тәрбийиләп чиқишниң асанға тохтимайдиғанлиқини ейтиш билән биргә, улар ярамлиқ қанун хадими болуп чиққан тәқдирдиму, хитайдики бир партийилик түзүм астида адил һөкүм чиқириш һоқуқиниң болмайдиғандиғанлиқини, өгәңәнлирини ишлитәлмәйдиғанлиқини вә барлиқ һөкүмни коммунистик партийиниң қарари бойичә елан қилидиғанлиқини оттуриға қойған. Шундақла хитайда бир партийилик түзүм йоқалмай туруп, қанун дөлити қурушниң мумкин әмәсликини тәкитлигән.
Биз қанунни иҗра қилишни тилға алсақ, хитай биз билән қанун диалоги қурушни рәт қилиду
Җосәф бринк әпәнди, уларниң пикригә җавабән: "биз хитай билән пәқәтла қанун һәққидә диалог қуримиз, қанунниң иҗра қилиниши вә сиясий қатлам һәққидә пикирләшмәймиз. Әгәр биз у тәрәпләрни тилға алсақ, хитай биз билән қанун диалоги қурушни рәт қилиду. Биз 80 – йиллардин башлапла хитайға қанун диалоги қуруш тәклипини бәргән болсақму, хитай һөкүмити изчил рәт қилған иди. Биз пәқәт қанунниң нәзәрийә қисми һәққидә муһакимә вә тәрбийә елип бериш шәклигә тайинип, бу диалогни башлидуқ вә қанун савати йоқ дийәрлик бу кишиләрни тәрбийиләш ишини давамлаштуриватимиз" дегән. Зиярәтчиләр бүгүнки хитайда, сақчиларға әдлийә, адвукат вә сот хадимлириниң күчи йәтмәйдиғанлиқи, сақчиларниң наһәқ адәм тутуш, қийнап иқрар қилдуруш вә халиғанчә җәриманә қоюш қилмишлирини чәкләш мумкин әмәсликини оттуриға қойған.
Бу зиярәт хатириси хитай һакимийәт қатлиминиң ич бағрини оператсийә қилған болуп, сот билән әдлийә, әдлийә билән тәптиш, тәптиш билән сот вә сақчи қатарлиқларниң өз-ара мунасивити, бу органларниң мустәқил паалийәт қилиш, адил һөкүм чиқириш имкани йоқлиқи, бу органларниң үстидә сиясий қанун комитети һоқуқ йүргүзидиғанлиқи, униңму үстидә мәркизи сиясий бюрониң һөкүм сүридиғанлиқи қатарлиқ наһайити диққәт чекидиған темилар әтраплиқ йорутуп берилгән.
Мәзкур зиярәт хатирисида йәнә, уйғурлар, тибәтликләр вә фалүңуңларниң мәсилисиму тилға елинған болуп, әдлийә министерлики хадими Josef Brink әпәнди, хитай һөкүмитиниң германийә билән болған һәр қандақ мунасивәттә буларниң мәсилисидин өзини қачуридиғанлиқини оттуриға қойған. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити сот хадимлирини мухбирларниң зияритини қобул қилиштин чәклиди
- Дуня уйғур қурултийи вен җябавниң германийә зиярити һарписида уйғур мәсилисини оттуриға қойди
- Германийидики хитай оғрилири
- Германийә мәтбуатлирида меркәл ханимниң хитай зиярити
- Германийә телевизийисидә хитайниң әһвали тонуштурулди(2)
- Германийә телевизийисидә хитайниң әһвали тонуштурулди(1)
- Германийә – хитай мунасивәтлири йирақлишамду?