Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (2)
2006.10.18
"явропа йетәкчи гезити" дә елан қилинған" қанун дөлити диалогиниң сиртидики диалог" намлиқ зиярәт хатирисидә йезилишичә, хитай демократик тәшкилатиниң вәкиллири германийә әдлийә министерлики хадими Josef Brink билән болған сөһбәт җәрянида, "хитайда сотчиларниң сәвийисиниң юқири төвән болиши муһим әмәс, муһим тәрипи; мәйли сот, сақчи яки әдлийә оргини болсун, һәммиси сиясий қанун комитети тәрипидин башқурулиду. Сиясий қанун комитетиниң өзи қанунсиз бир мәвҗудлуқ. Униң мәвҗутлуқи асасий қанунға түптин хилап. Һалбуки, барлиқ қанун органлири сиясий қанун комитетиниң буйруқиға бой суниду. У шәрқгә қара десә, шәрқгә қарайду, ғәрбкә қара десә, ғәрбкә қарайду. Сиясий қанун комитети қандақ һөкүмни мувапиқ көргән болса, сотчи шу һөкүмни елан қилиду. Бу йәрдә қанун сәвийисиниң роли болмайду" дегәндә, Josef Brink әпәнди хитайниң сиясий қанун комитети дигән бу дектатур оргинини һич чүшәнмәйдиғанлиқини ейтқан вә қанунниң үстидә һөкүм сүридиған бу ғәйри мәвҗудлуқтин һәйран болған.
Josef Brink: "Мениңчә бу наһайити мүшкүл"
Хитай демократлири Josef Brink әпәндидин "биз қанун дөлити тәрбийиси елиш үчүн кәлгән хитайлар билән көрүшәләмдуқ?" дәп соал сориғанда, Josef Brink әпәнди җавап берип:" мениңчә бу наһайити мүшкүл. Хитай тәрәп буниңға һәргиз қошулмайду. Хитайниң шәрти бойичә ейтқанда, уйғурлар мәсилиси, тибәтликләр мәсилиси, тәйвән мәсилиси қатарлиқ бөлгүнчиликкә ятидиған нуқтилар һәққидә сөһбәтлишиш мәний қилинған. Һәтта фалүңоң мәсилисини тилға елишқиму болмайду" дегән.
Хитай демократлири йәнә "адвокатларниң мәҗбурийити җавабкарниң һәқ - һоқуқини қоғдаштин ибарәт. Лекин хитайда адвокатлар өзиниң кишилик әркинликиниму қоғдиялмайду. Қандақсигә башқиларниң һоқуқини қоғдиялисун? силәрниң уларни тәрбийилигиниңлар бикарға вақит вә пул исрап қилғанлиқ болмамду?" дегәндә, Josef Brink әпәнди бу һәқтә сөһбәтлишишни рәт қилған.
Josef Brink: Әлвәттә биз буниң ялғанлиқини билимиз
Хитай демократлири Josef Brink әпәндидин "силәр хитайдики түрмиләрни зиярәт қилип бақтиңларму? бәлким силәргә үлгилик түрмиләрни көрсәткәнду?" дәп сориған. Josef Brink Әпәнди "шундақ, биз зиярәт қилған бәзи түрмиләр германийидиму йоқ. Шунчилик алий түрмиләрни көрдуқ, әлвәттә биз буниң ялғанлиқини билимиз" дәп җавап бәргән.
Хитай демократлири йәнә мундақ дегән: "йеқинда хитай һөкүмити нурғун әнзиләрни паш қилди. Буниң ичидә, бир адәм қатиллиқ җинайити билән қолға елинди вә қийин - қистаққа чидимай өз җинайитини иқрар қилди. Аридин узун өтмәйла, өлгүчи адәм пәйда болуп қалди. Сақчилар җинайәтчини наилаҗ қоювәтти. Буниңдин силәрниң хәвириңлар барму?". Josef Brink Әпәнди бу соалға "аңлиғандәк қилимән" дәп җавап бәргән.
"Қанун дөлити диалогиниң сиртидики диалог" намлиқ бу зиярәт хатирисидә йәнә, хитай демократлири хитай һөкүмити елан қиливатқан санлиқ мәлуматларниң тамамән ялғанлиқини, хитай әмәлдарлириниң һийлигәрлики вә ясалмилиқини, ички җәһәттә өз хәлқини алдиса, ташқи җәһәттин пүтүн дуняни алдап келиватқанлиқини оттуриға қойғанда, Josef Brink әпәнди булардин пүтүн дуняниң хәвири барлиқини ейтқан.
Сөһбәттин мәлумки, германийә әдлийә хадими Josef Brink әпәнди пүтүн сөһбәт җәрянида наһайити еһтиятчан позитсийидә болған. Хитай билән аран башлиған "қанун дөлити диалоги" ниң тәсиргә учрап қелишидин әнсиригән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (1)
- Хитай һөкүмити сот хадимлирини мухбирларниң зияритини қобул қилиштин чәклиди
- Дуня уйғур қурултийи вен җябавниң германийә зиярити һарписида уйғур мәсилисини оттуриға қойди
- Германийидики хитай оғрилири
- Германийә мәтбуатлирида меркәл ханимниң хитай зиярити
- Германийә телевизийисидә хитайниң әһвали тонуштурулди(2)
- Германийә телевизийисидә хитайниң әһвали тонуштурулди(1)