Җуңго америкидики қанунсиз хитай көчмәнлирини қайтуруп елишни рәт қилғанлиқини инкар қилди


2006.08.03

Җуңго һөкүмити америка җуңгоға қайтурмақчи болған 40 миң қанунсиз хитай көчмәнлирини қобул қилишни рәт қилғанлиқини инкар қилди. Хитай ташқий ишлар министирлиқи сәйшәнбә күнки баянатида, җуңго америкидики қанунсиз хитай көчмәнлирини қобул қилишни рәт қилмақта, дигән хәвәр "пакит асасиға таянмиған," дәйду.

Җуңго ташқий ишлар министирлиқиниң әскәртишичә, америка хитайға қайтурмақчи болған бу көчмәнләрниң җуңгодин кәлгәнлики ениқланғандин кейин, уларға қайтиш гуванамиси берип хитайға қайтишини сақлайдикән. Лекин буниңдин бир қанчә бурун америкида чиқидиған Wall Street Journal гезити,җуңго даирилириниң америкида сиясий панаһлиқ тилигән фалунгуң муритлирини вә сиясий өктичиләрни хитайға тәң қайтурмиғичә, бу 40 миң қанунсиз көчмәнни қобул қилмаймиз, дәп қарайдиғанлиқини вә буниң америкини қийин әһвалға чүшүрүп қойғанлиқини елан қилған.

Уларни әвәтидиған башқа йәр йоқ

Америка вәтән бихәтәрлик министирлиқидики даириләрниң ашкарилишичә, америкидики 40 миң қанунсиз хитай көчмининиң аран 730 нәпири түрмидә тутуп турулмақта. Вәтән бихәтәрлик министирлиқиниң министири майкил чертип, қалған 39 миң қанунсиз көчмәнни юртиға һәйдәшкә тоғра кәлсә, уларни нәгә орунлаштурүш үстидә тохтилишни рәт қилди. Чертоп, вашингтондики америка интерпраиз иниститутида сөзлигән бир нутуқида, қанунсиз көчмәнләрни"қайтурувелиш рәт қилинса, уларни бу дөләткә әркин қоювитишимизгә тоғра келиду. Чүнки уларни әвәтидиған башқа йәр йоқ" дәйду.

Америка вәтән бихәтәрлик министирлиқиниң ашкарилишичә, улар бу йил 1 - өктәбиргичә җуңгоға йоллайдиған қанунсз хитай көчмәнлириниң санини 522 гә йәткүзмәкчи. Лекин бу сан 2005 вә 2004 - йиллири җуңгоға қайтурулған хитай көчмәнлириниң санидин йәнила көп аз.

Wall Street Journal Гезитиниң әскәртишичә, әгәр башқа дөләтләр америка билән һәмкарлашмиса, америкиниң қанунсз көчмәнләр сияситини орундаш наһайити тәс вә қийинға тохтайдикән. Клинтон һөкүмити дәвридики америка көчмәнләр идарисиниң комисари дорис мейснир, " әгәр җуңго өзиниң қаришида чиң турувалса, бизниң қилалайдиған амалимиз наһайити чәклик " дәйду. Хәлқара әһдинамилар бойичә әгәр бир дөләт қанунсиз көчмәнләрни дөлитигә қайтурмақчи болса, шу дөләт пуқралирини қобул қилиши керәк.

Җуңгониң үзини қачуруши сиясий панаһлиқ тиләйдиғанларниң көпийишини кәлтүрүп чиқармақта

Дорис мейснирниң әскәртишичә, хитайниң көчмәнлирини қобул қилишни рәт қилиши" хәлқара қаидә - низамлардики бәлгилимиләрни бузғанлиқтур " . Америка 2001 - вә 2002 - йиллирида йилиға 5000 җуңго пуқрасиға сиясий панаһлиниш һоқуқи бәргән болсиму, бу сан кейинки йилларда азийишқа башлиди. Лекин җуңго қанунсиз хитай көчмәнлирини қайтуруш мәсилисини америкиниң хитай үктичилиригә, фалунгуң, тибәт вә уйғурларға сиясий панаһлиниш һоқуқи бериш сиясити билән бағлап, америкиға бесим ишләтмәктә. ‏Лекин чертоп буниң сиясий панаһланғучиларни көпәйтиватқанлиқини билдүрди. Чертопниң әскәртишичә, җуңгониң қанунсиз көчмәнләрни өткүзүвелиштин үзини қачуруши сиясий панаһлиқ тиләйдиғанларниң көпийишини кәлтүрүп чиқармақта. У, " кишиләр америкиға қанунсиз кирип тутулүп қалғандин кейин, қайтурулушни күтүш җәрянида сиясий панаһлиқ қанунидин хәвәр тепип панаһлиқ тилимәкчи болуватиду " дәп көрсәтти.

Лекин җуңго һөкүмити буниң әксичә, америкиниң сиясий панаһлиқ сиясити қанунсиз көчмәнләрни җәлп қиливатиду, дәп қаримақта. Хитай ташқий ишларминистирлиқи бу һәқтики баянатида, "җуңго сиясий панаһлиқ беришни баһанә қилип, қанунсиз көчмәнләр мәсилисини сиясийлаштуруш вә қош өлчәм ишлитишкә қарши туриду "дәйду.

Җуңго америкидин бәзи нәрсиләрни үндүрүвалмақчи

Хитай җамаәт хәвпсизлик министири җав юңкаң, әмдила ахирлаштурған америка зиярити җәрянида америка тәрәп билән икки дөләтниң әдлийә һәмкарлиқини күчәйтишкә даир бир қатар келишимләр имзалиди. Бу келишимләр икки дөләт көчмәнләр вә таможна даирилириниң һәмкарлиқини күчәйтиш һәққидики әсләтмисини өз ичигә алиду.

Америка тутуп туруш мәркизидики һәр бир қанунсиз көчмәнниң күнликигә 95 доллар хәҗлимәктә вә қанунсиз хитай көчмәнлиригә һазирғичә 700 милйон доллар хәҗләп болған. Америка уйғур җәмийити уйғур кишилик һоқуқи программисиниң мудири алим сейтофниң қаришичә, җуңго һөкүмити қанунсиз көчмәнләрни америка билән содилишишниң козури қилип қолланмақта.

Мәйами универиситетиниң сиясий пәнләр пакултитидики доктор җин дефаң, " қанунсиз көчмәнләр мәсилисидә тәшәббускар тәрәп җуңго " дәйду. Униң әскәртишичә, "америка я җуңгониң шәртлирини қобул қилиши яки бу көчмәнләрниң америкида қелишиға рухсәт қилиши керәк" . " Җуңго америкидин бәзи нәрсиләрни үндүрүвалмақчи " дәп тәкитлигән җин дефаң америка мәтбуатлириға " улар америкидин гүәнтанамодики уйғурларға еришмәкчи яки тәйвән вә сода мәсилисидә йол қоюшни қолға кәлтүрмәкчи болса керәк " дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.