Килияң йезисидики намрат деһқанлар қар апитидә қалди
2005.02.22
17 - Февралдин башлап 21 - февралғичә уйғур елидики қәшқәр һәм хотәнни асас қилип тохтимай яққан қар, бу җайларда қар апитини кәлтүрүп чиқарған. Нөвәттә мәлум болған истатистикилиқ мәлуматқа қариғанда, җәмий 19000 миң нопус бу қар апитигә учриған.
Хотәнниң гума наһийиси қатарлиқ бәзи җайларниң тағлиқ районлирида йиғилған қарниң қелинлиқи 70 сантиметирға йәткән. Уйғур ели ахбаратлири бу қетимлиқ апәттә өлүм - йетим әһвали болмиғанлиқини елан қилған болсиму, әмма апәттә 14 миңдин артуқ чарва -мал өлгән.
20 Нәччә йилдин буянқи әң
Гума наһийилик метеорологийә идарисиниң билдүрүшичә 1976 - йилидин буян бу районларда бундақ чоң қар йеғип бақмиған. Нөвәттә қар қелин яққан чарвичилиқ мәйданлирида йәнила нурғун чарва мал йоллар етилип қалғанлиқи сәвәбидин қишлақларда қапсилип қалған.
"Шинҗаң телевизийә истансиси" ниң сәйшәнбә бәргән хәвиригә қариғанда, бу қетимлиқ қар апитигә әң еғир учриған җай, хотән вилайити гума наһийисиниң килияң йезиси болуп, бу йезиниң һәр қайси кәнтлиридә өрүлгән өйләр 260 тин ашқан. Гуминиң килияң йезисиға қаратқан бир нәччә қетимлиқ телефон зиярәтлиримиздин, апәт әң еғир болған килияңниң һәр қайси кәнтлиридә нәччә миңлиған намрат деһқанлар, иссиниш, йимәклик, кийим кечәк, вақитлиқ туралғу һәтта суға охшаш асаслиқ турмуш боюмлириға еһтияҗлиқ болуп турмақта икән.
Бәзиләрниң иссиништа қалашқа отуниму йоқ
Килияңдики бир деһқан билән бу қетимлиқ қар апитиниң деһқанларға қайси тәрәпләрдин қийинчилиқларни елип кәлгәнлики һәққидә сөһбәтләштуқ. Сөһбитимизни қобул қилған бир киши, қарниң 45-сантеметир әтрапида яғқанлиқи, бир қисим өйләрниң өрулүп чүшкәнликини, чарва – малларниң өлгәнликини, деһқанларниң қалашқа отуни йоқлиқини, бәзи деһқанларниң һәтта ятидиған йотқан – көрписи йоқлиқини билдүрди.
Телефон зияритимизни қобул қилған бир яш деһқан, қар қелин яққанлиқ сәвәби билән һашардин балдур йенип кәлгәнликини, һазирға қәдәр бу йезида деһқанларниң мәҗбури һашар әмгикигә қатнишидиғанлиқини, бу йезиниң һәмммидин намрат йеза санилидиғанлиқини, һәтта су һәм ток мәсилисиниңму һәл болмиғанлиқини ейтип бәрди.
ярдәмгә муһтаҗ
Биз килияңниң апәт әһвали һәмдә һөкүмәт орунлириниң қар апитидә қалғанларға қаратқан ярдәмлири һәққидә учур елиш үчүн, килияң йезилиқ партком секритари яңға телефон қилдуқ әмма у “ телефонни кимгә урсаңлар уруңлар” дәп зияритимизни қопаллиқ билән рәт қилди.
Биз йәнә йеза башлиқи турсунҗан билән алақилаштуқ. У киши апәттики килияңниң әһваллирини чүшәндүрүп, қарниң тохтиғанлиқиға икки күн болғанлиқини, ток нормал болсиму, суниң үзүлүп қалғанлиқини, турубиларниң йерилип, су тәминләшкә амал болмиғанлқини, бир қисим намрат деһқанларға ярдәм берилгәнликини ейтти.
Йеза башлиқи йәнә, нөвәттә апәттә қалған килияң деһқанлириниң қайси җәһәтләрдин ярдәмгә җидди муһтаҗ икәнликини, 5000 дин артуқ чарқиниң тағлиқ районда қапсилип қалғанлиқини, чарва – малларға йәм-хәшәкниң кәмликини билдүрди.
Килияңдики аммидин игилишимизчә, бу намрат йезида һәтта нөвәттә давам қиливатқан соғақта кийгүдәк қелин кийимиму йоқ деһқанлар наһайити көп икән. Бу қетиқи қар апитигә учриған җайлардики амма һәр хил қутқузуш буюмлириға җидди еһтияҗлиқ болғандин сирт, йәнә нәччә он миң туяқ мал - чарвиларму қутқузушқа муһтаҗ. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елида йүз бәргән қар апити деһқанларға қийинчилиқ елип кәлди
- Уйғур елиниң җәнубидики бәзи җайлада қар апити йүз бәрди
- Йәр тәврәш апитиниң тәсиригә учриған хәлқләр қийинчилиққа дүч кәлмәктә
- Үчтурпан наһийисидә 23 миңдин ошуқ киши йәр тәврәш апитиниң зийиниға учриди
- Учтурпандики апәткә учриған хәлқләр қийинчилиққа учримақта
- Учтурпанда қаттиқ йәр тәвриди
- Һинди окяндики йәр тәврәш вә сунамида өлгәнләрниң сани 100 миңға йетиши мүмкин
- Илида 100 миң киши һөл йеғин апитиниң тәсиригә учриди