Қарамай шәһиридә пинсийигә чиққан ишчилар намайиш қилди


2007.05.24

Уйғур аптоном райониниң нефит шәһири қаримайда өткән һәптә пинсийигә чиққан ишчилар намайиш қилип, давалиниш вә турмуш шараитини яхшилап беришни тәләп қилди. Намайиш җәрянида тоқунуш йүз бәрмигән болсиму, лекин намайиш қилғучиларниң сани наһайити көп болған.

Күзәткүчиләр, уйғур аптоном районида йәрлик даириләр муқумлуқ һәммини бесип чүшүдиған 1 - амил, дегәнни баһанә қилип, мәркәзниң иҗтимаий суғурта ишлириға салған мәблиғини җайиға қолланмиғанлиқини, бу райондики хитай ишчи - хизмәтлириниң наразилиқини қозғаватқанлиқини билдүрмәктә.

Пинсийә пулини өстүрүп беришни тәләп қилди

Уйғур аптоном райониниң нефит базиси қаримайда пинсийигә чиққан 20 миң ишчи - хизмәтчиләрниң вәкиллири, шинҗаң нефит башқуруш идариси рәһбәрлириниң пинсийидики ишчиларға пинсийә суғуртиси сетивелиш үчүн аҗритилған мәбләғни йөткәп ишләткәнлики шундақла пинсийә пули турмушни қамдиялмайватқанлиқиға нарази болуп әрз қилған.

Хәвәрләргә қариғанда әрз қилғучилар қаримай шәһириниң мәркизидики бир чоң йолни тосувалған вә нефит башқуруш идарисиниң рәһбири ятқан меһманханини қоршивелип, уни җавап беришкә қистиған. Бу қетимқи намайишини тәшкиллигүчи ишчилар вәкиллири, ишчиларниң он нәччә йилдин бери өз һоқуқини қоғдашқа тиришип келиватқанлиқини шундақла әрз - шикайәтләрниң һәр күни дегүдәк болуп туриватқанлиқини билдүрмәктә.

Шинҗаң нефит башқуруш идарисиниң пинсийигә чиққан ишчиси шав йисәнниң пәйшәнбә күни радиомизға ашкарилишичә, қаримай шәһиридә муддәттин бурун пинсийигә чиққан 20 миңдәк ишчи бар болуп, уларниң көпчилики һәр айда 200 сом пинсийә пули алмақта икән.

" Рәһбири кадир"ниң меһманханиси қоршивелинди

Өткән һәптиниң пәйшәнбә күни тәхминән 300 дәк пинсийигә чиққан ишчи, қарамай шәһәр мәркизидики чоң йолни тосап, нефит башқуруш идарисиниң бир рәһбири кадири қонған меһманханини қоршивалған вә пинсийә пули мал баһасиниң өрлишигә пайлимайватқанлиқини, пинсийигә чиққан ишчиларға пинсийә суғуртиси сетивелишқа тегишлик мәбләғниң башқилар тәрипидин йөткәп ишләткәнлики һәм бу пулниң из -дерики йоқап кәткәнликидин нарази болуп намайиш қилған.

Шав йисән, " өткән һәптә бир түркүм яшанған кишиләр шәһәр мәркизидики чоң йолни тосувалди. Кейин улар бир рәһбири кадирниң шу җайдики бир меһманханиға чүшкәнликини аңлап меһманханини қоршивалди һәм бу рәһбәрниң тәлипимизни юқириға инкас қилиш үмидидә униңға йәткүзди," дәп көрсәтти.

Униң әскәртишичә, шинҗаң нефит башқуруш идариси буниңдин он нәччә йил бурун қаримай шәһиридә нурғун ишчиларниң истаҗини сетивелип, уларни мудәттин бурун пинсийигә чиқарғандин бери, кишиләр давамлиқ әрз - шикайәт қилип келиватқан болуп, улар пинсийә пулини өстүрүш вә бала- чақилирини хизмәткә орунлаштурушни тәләп қилмақта икән.

Ишчилар вәкиллириниң һәр вақит тутқун қилиниш еһтимали бар

Шав йисән, уйғур аптоном райониниң сәзгүр район икәнлики, сақчиларниң ишчилар вәкиллирини һәр вақит тутқун қилиш мумкинчилики барлиқини, буниңдин сирт уйғур аптоном райони хитайниң нефит - химийә санаәт базиси болғанлиқтин, бу йәрдики ишчиларниң наһайити асанла рак кесилигә гириптар болуш еһтимали юқири болсиму, лекин нефит башқуруш идариси рак кесилигә гириптар болғучиларға тибби ярдәм бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.

Шинҗаң нефит башқуруш идариси партикомидики даириләр пинсийә пули мәсилисиниң һәл қилинмиғанлиқини рәт қилмақта. Нефит башқуруш идариси партикоминиң бир дуҗорни хадими, радиомиз мухбириға пинсийә пули мәсилисиниң һәл қилинип болғанлиқини билдүрди. Лекин у, рак кесилигә гириптар болғучиларниң тибби ярдәмгә еришәлмәйватқанлиқи һәққидики соалларға җавап беришни рәт қилип, бу мәсилини "партком ишханисиға телефон қилип сорашни" тәвсийә қилди.

Терроризм баһанә, мәқсәт чөнтәкни толдурушму ?

Уйғур аптоном районидики вәзийәттин хәвәрдар затларниң ашкарилишичә, хитай мәркизи һөкүмити хели бурунла ишчи - хизмәтчиләрниң маашини тәңшәш тоғрисида һөҗҗәт чүшүргән болсиму, лекин уйғур аптоном райони парткоми ғәзинидә пули йоқлиқини, пулниң муқумлуқни қоғдашқа кетиватқанлиқини баһанә қилип, мәркәзниң һөҗҗитини һазирғичә иҗра қилмиған. Америка милваки университетиниң доктор кандидати, қилич қанат, "милли бөлгүнчилик"кә қарши туруш райондики һоқуқдар күчләрниң юқирида мәркәзни, төвәндә пуқраларни алдаштики козур болуп қалғанлиқини билдүрмәктә.

Қаримай, җуңғар ойманлиқиниң ғәрбий қирғиқиға җайлашқан уйғур аптоном районидики әң кона нефит базилириниң бири болуп һесаблиниду. Қаримай нефитлики 1952 - йили рәсми ечилишқа башлиған болуп, нөвәттә русийә билән қазақистанниң хитайни нефит вә тәбий газ билән тәминләш өткили болуп қалди. Йеқинда хитайниң бир нефит ширкити қаримайдин запас миқтари 30 милярд куп метирдин ашидиған зор көләмлик тәбий газ қатлими байқиғанлиқини җакарлиған.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.