Бир хитай мухбири 8 - декабир қарамай от апитиниң һәқиқи әһвалини паш қилди


2007.05.09

Hkg420368--150-1.jpg
Хитайда, еғир дәриҗидики от апәтлири вә шу сәвәптин көпләп адам өлүш даим көрүлүп туриду. China's Shaanxi province 20 December 2006. About 68,220 fires occurred in China from January to March 2006, killing 543 people and injuring 339, according to the Ministry of Public Security. CHINA OUT GETTY OUT AFP PHOTO

Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң мухбири чен яввен йеқинда өзиниң шәхси тор бетидә зиярәт хатириси елан қилип, 1994 - йили уйғур аптоном райониниң қарамай шәһиридә йүз бәргән 8 - декабир пәвқуладдә зор от апитиниң һәқиқи әһвалини паш қилди. Чен яввен, әйни чағда мәркизи телевизийә истансисиниң мухбири сүпитидә нәқ мәйданни зиярәт қилған вә от апити тоғрисида зиярәт хатириси һазирлиған икән. Лекин хитай һөкүмити әйни чағда вәқә тоғрисида хәвәр беришни чәклигән болуп, чен яввен, зиярәт хатирисини 12 йилдин кейин йеқинда өзиниң шәхси тор бетидә елан қилди.

От апитидә "рәһбири кадирлар" талапәткә учримиған

1994- Йили уйғур аптоном райониниң қарамай шәһиридә йүз бәргән 8 - декабир зор көләмлик от апити 323 адәмниң җениға замин болған иди. Хитай һөкүмити әйни чағда вәқә тоғрисида муназирә елип беришни тосиған болуп, мәркизи телевизийә истансиси мухбири чен яввенниң нәқ мәйдандин тәйярлиған зиярәт хатирисини елан қилишни чәкләнгән.

От апитидә зади нимә вәқәләр йүз бәрди ? һазирға қәдәр җәмийәткә ашкариланмиған бу паҗиәниң сири йеқинда чен яввен тәрипидин паш қилинди. Чен яввенниң әскәртишичә,, шу қетимқи вәқәдә "рәһбәрләргә йол берәйли", дегән бир еғиз сөз, залдики 288 нәпәр яш өсмүрниң паҗиәлик һалда көйүп өлүшини кәлтүрүп чиқарған болса, аталмиш "рәһбири кадирлар" от туташқан җайға әң йеқин йәрдә олтурған болсиму, лекин оп апитидин сақ - саламәт қутулуп қалған.

1994 - Йили 12 - айниң 8 - күни вәқә йүз бәргәндә қарамай шәһәр мәркизидики достлуқ қулубида, аталмиш юқири дәриҗилик рәһбәрләрни қарши елиш мунасивити билән оқуғучиларниң сәнәт паалийити өткүзиливататти. Залдики тамашибинларниң көпчилики қарамай шәһиридики һәр қайси башланғуч мәктәпләрдин талланған әң мунәввәр оқуғучиларни асас қилған болуп, улар паҗиәлик бир бала - қазаниң өзлиригә йопурулуп келиватқанлиқидин хәвәрсиз иди.

Чен яввен, залда алдинқи рәттики 26 нәпәр " рәһбири кадир"ниң бириму талапәткә учримай от апитидин сақ - саламәт қутулуп чиққанлиқини " мөҗизиләрчә қутулуш," дәйду. Чен яввенниң әскәртишичә, от апити сәһнә чириқиниң пәрдигә наһайити йеқин қоюлуп қалғанлиқидин келип чиққан.

"Рәһбири кадирларға йол берәйли"

HKG20050513Fire-200.jpg
Үрүмчи 2 - номурлук иликтәр истансисиниң от кәткән көрүнүши. the burning Hongyangchi No. 2 Power Plant in Urumqi, China's Xinjiang Uygur Autonomous Region, 13 May 2005 as fire-fighters attempt to extinguish the blaze. Four workers were reported killed in the blast, after firefighters extinguished the fire at the plant. AFP PHOTO/str - CHINA OUT

Чен яввен әйни чағда, мәркизи телевизийә истансисиниң обзор бөлүмидә ишләйтти. У, қарамайда от апити йүз берип узун өтмәй, " нуқтилиқ сөһбәт" программисиниң мухбири сүпитидә қарамайни зиярәт қилип, вәқә тоғрисида бир зиярәт хатириси тәйярлиған болсиму, лекин һөкүмәт чен яввен тәйярлиған мақалини елан қилишни тосиған.

Чен яввен мәзкур зиярәт хатирисини аридин 12 йил өткәндин кейин, бу йил 2 - айда өзиниң шәхси то бетидә елан қилип, хәлқара мәтбуатлар вә тордашларниң алаһидә диққитини қозғиди. Әнгилийә " йәкшәнбилик таймиз гезити" чен яввенниң зиярәт хатирисидики бир риясәтчиниң " рәһбәрләргә йол берәйли," дәп вақириғанлиқини язди.

Чен яввенниң әскәртишичә, вәқәдә һаят қалғанлар мухбирларға от апити йүз бәргәндин кейин, сәнәт паалийитигә риясәтчилик қиливатқан қарамай шәһәрлик маарип комитети әмәлдариниң, "оқуғучилар җайиңлардин мидирлимаңлар, алди билән рәһбәрләргә йол берәйли," дәп вақириғанлиқини паш қилған. Буниң билән залда алдинқи рәттики от туташқан йәргә әң йеқин җайда олтурған әмәлдарларниң чиқип кетишини күтүп турған көпчилик оқуғучи вә бир қисим оқутқучилар иста димиқип өлгән.

Әмәлдарларниң қилмиши қаримайлиқларни ғәзәпләндүргән

8- Декабир паҗиәси пүтүн қаримай шәһирини чоңқур қайғуға селипла қалмай, һәр бир аилигә чоңқур тәсир көрсәтти. Қаримайдики исмини ашкарилашни халимайдиған бир хитай аялниң радиомизға әскәртишичә, " рәһбири кадирларға йол берәйли," дегән бу сөз қаримай хәлқиниң ғәзипини қозғиған. У киши, "қаримай хәлқи һелиқи әмәлдар бу сөзни қилмаслиқи керәк иди, дийишмәктә. Бу сөз нурғун оқуғучиларниң қечип чиқишиға тосқунлуқ қилған. Әгәр у, бу сөзни қилмиған болса нурғун балилар қечип чиққан болай иди," дәйду.

Лекин яввен, от апитидә йүз бәргән рәзилликләрниң буниң билән чәкләнмәйдиғанлиқини язди. Униң әскәртишичә, от апити йүз бәргәндин кейин шәһәрлик маарип комитетиниң партийә секритари куаң ли һаҗәтханиға қечип киривалған вә һаҗәтхана ишикини тақивелип, оғучиларға ечип бәрмигән.

Чен яввен, һаҗәтхана сиртидики оқуғучилар ишикини ечиветишкә ялвурған болсиму, лекин куаң линиң һаҗәтханиға ис кирип кетишидин әнсирәп ишикни ачмиғанлиқини язди. Нәтиҗидә куаң ли саламәт қутулған болсиму, һаҗәтхана сиртида қалған өсмүрләр һәммиси өлгән.

Җавапкарлар адил сотландиму ?

От апитидин кейин хитай даирилири достлуқ сарийиниң хадимлири вә һөкүмәт әмәлдарлири болуп 14 кишини қануни җавапкарлиққа тартқан шундақла уларниң әң еғириға 7 йиллиқ қамақ җазаси берилгән болуп, һаҗәтхана ишикини тақивалған куаң ли 4 йиллиқ, қаримай шәһириниң муавин шәһәр башлиқи фаң тйәнлу 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Лекин " йәкшәнбилик таймиз гезитиниң хәвәр қилишичә, җавапкарларниң алди кәйни 3 йил түрмидә ятқандин кейин қоюп берилгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.