Сақчилар қарақаш наһийә базиридиму вәқә йүз бәргәнликини етирап қилди
2008.03.30
Түнүгүн, хитайниң бир һәптидин бери сир тутуп келиватқан, хотән шәһиридә йүз бәргән 23 - март намайишини хәвәр қилған идуқ. Бүгүн радиомизға елхәт арқилиқ кәлгән йәнә бир инкаста, 23 - март күни охшаш вақитта хотәнниң қарақаш наһийә базиридиму вәқә йүз бәргәнликини мәлум болди.
Биз қарақаш наһийилик сақчи идарисиниң чинивағ сақчи понкитиға телефон қилғинимизда, сақчилар вәқәниң йүз бәргәнликини етирап қилди . Әмма тәпсилати үстидә тохтилиштин өзини қачурди.
Қарақаштики вәқә һәққидә бизгә елхәт арқилиқ кәлгән инкаста , қарақаш наһийисидә кишиләрниң намайиш үчүн топланғанлиқи, сақчилар намайишқа тосқунлуқ қилған вә тутқун қилишқа башлиғанда тәрәпләр арисида тоқунуш келип чиққанлиқини билдүргән иди. Сақчи тәрәп булардин пәқәт вәқәниң йүз бәргәнликинила етирап қилди. Әмма намайишқа топлашқанларниң сани вә тоқунуш йүз берип - бәрмигәнлики вә тоқунушниң дәриҗиси техичә сир пети турмақта.
юқиридики улиништин, қарақаш наһийә чинивағ сақчи понкити билән елип барған қисқа бир сөһбитимизниң тәпсилатини аңлиялайсиз. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- 23 - Март хотән аяллар намайиши: 600 киши қамақта
- Ваң лечүәнниң уйғурларға қаритиватқан сүйиқәстлири
- Мәсчитләрдә кадир йоқлима дәптири
- Тибәттики намайишни далай лама кәлтүрүп чиқарғанму?
- Тибәтләр ' қарлиқ тағда шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (1)
- Хитай тибәтләрниң һәрикитигә терроризм җинайити артишқа қәдәм басмақта
- Вәтәндин хәт: "рабийә қадир бизниң вәкилимиз һәм йолбашчимиз "
- Торонтода тибәтликләрни қоллаш намайиши өткүзүлди
- Ваң лишоң: намайиш қиливатқанлардин сүкүттә туруватқанларниң ғәзипи күчлүк
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси