Уйғур елини зиярәт қилған б б с мухбириниң һес қилғанлири
2005.12.02
Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң мухбири сомавел әпәнди елан қилған " хитай һөкүмити уйғур елидики мусулманларни қаттиқ контрол қилмақта " дегән темидики мақалисидә, йеқинда уйғур елини зиярәт қилиш җәрянида, көплигән вақитларда пуқрачә кийинивалған сақчиларниң кәйнигә кирип уни назарәт қилип йүргәнликини, шундақла мәзкур җайдики уйғурларниң чәтәл мухбирлири билән параңлишиштин интайин қорқидиғанлиқини тәкитләш билән бир вақитта, өзиниң пуқрачә кийинивалған сақчилардин қечип йүрүп, бир қисим уйғурлар билән қисқичә сөһбәтләрдә болғанлиқини мәлум қилған.
Ислам һәққидә һәқиқий тәлим – тәрбийә елиш тәс
Аптор мақалидә уйғур елидики диний етиқат мәсилиси һәққидә тохтилип, өзиниң үрүмчидики ислам институтида оқуватқан бир уйғур яш билән сөһбәттә болғанлиқини, һәмдә униң дегәнлиридин мәзкур җайда һәқиқий ислам һәққидә тәрбийә елишниң интайин тәс икәнликини һес қилғанлиқини билдүргән. У өзиниң бу һәқтә һес қилғанлирини мундақ ипадилигән:
"Бу йәрдә, ислам һәққидә һәқиқий тәлим - тәрбийә елиш наһайитиму тәс икән. Мәсилән, бу йәрдики ислам институтида өтилидиған дәрсликләр 2000 майил йирақлиқтики бейҗиң һөкүмитиниң контроли астида болуп, хитай коммунистик партийисиниң тәсдиқидин өтиши керәк икән. Имамлар үчүн сиясий үгинишләргә қатнишиш шәрт икән, һәтта дәрс өтүштә, қуранниң қайси қисмини сөзләш яки сөзлимәслик һәққидиму мәхсус буйруқ чүшүрүлгән икән".
Қанунда бәлгиләнгән диний әркинлик әмәлийәттә йоқ
Аптор мақалисидә, кишилик һоқуқ тәшкилатиниң уйғур елидики дини вәзийәт һәққидә хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблигәнликини әскәртип, мундақ язған:
"Кишилик һоқуқ тәшкилати хитай һөкүмитини ислам диниға етиқат қилидиған аз санлиқ милләтләрни, болупму уйғур елидики ислам мухлислирини бастуриватқанлиқи һәққидә қаттиқ әйиблимәктә. Гәрчә хитайниң асасий қанунида диний етиқат әркинликигә капаләтлик қилиш керәк дәп көрситилгән болсиму, лекин әмәлийәттә, бу йәрдә кишиләрниң әркин һалда өз алдиға дини паалийәтләр билән шуғуллиниши һәргизму мумкин әмәс икән. Бу һәқтә кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мутәхәсисси никола әпәнди " уйғурлар һазир бәкму чоң хәтәргә дуч кәлмәктә, улар әгәр һөкүмәтниң көрсәткини бойичә иш қилмай, паалийәтләрни өз алдиға халиғанчә елип баридикән, улар һәр заман қолға елиниш, қамап қоюлуш, қийин - қистақларға елиниш һәтта сотлиниш қатарлиқ хәтәрләргә учрайду" дәп көрсәткән. Шуңа мәнчә, һазир уйғур елидә һечким өз ирадиси бойичә диний ишлар билән шуғуллиналмайду".
Һазир уйғурларниң күни бәкму тәс
Уйғур елини зиярәт қилған сомавил әпәнди " хитай һөкүмити уйғур елидики мусулманларни қаттиқ контрол қилмақта " дегән темидики бу мақалисидә, үрүмчи шәһириниң мәркизигә җайлашқан бир мәсчитни вә униң әтрапидики муһитни мундақ тәсвирлигән:
"Бу йәрдики бурунқи мәсчит бир нәччә йил илгири чеқиветилгән болуп, әслидики қияпити пүтүнләй йоқ болған, һазирқи мәсчитниң астинқи қәвитигә калифор сода сарийи вә кинтаки тоху кавипи ашханиси қатарлиқлар қошуп селинғанлиқтин, униң үстигә җайлашқан мәсчиттә намаз оқуйдиғанлар зор тәсиргә учриған. Мәсчит әтрапида йүргән уйғурлар биз билән гәплишиштин бәкму қорқатти. Чүнки бундин илгири уларниң арисидики бәзиләр чәтәл мухбирлири билән параңлашқанлиқи үчүн қолға елинип, қамақта ятқан икән. Биз арқимизда әгишип йүргән пуқрачә кийинивалған сақчидин өзимизни далдиға елип, бир амалларни қилип, мәсчит әтрапида йүргән бир уйғур билән қисқичә сөһбәттә болдуқ. У бизгә мәзкур җайдики илгирики мәсчитниң чеқиветилип қайта селинғанлиқиға интайин нарази икәнликини билдүрүп, " мәсчитни бундақ өзгәртип селиш пәқәтла қамлашмиди. Бу бизниң етиқат қилидиған җайимиз турса, һазир униң астиға сода сарийи вә ашханилар селинип, намаз оқуғинимизда, вараң - чүрүң ичидә өз авазимизни аңлиялмаймиз " дәп қақшиған. У сөзләветип туюқсиз наһайити еһтият қилған һалда " һазир уйғурларниң күни бәкму тәс болуп кетиватиду, әгәр мениң б б с мухбирлири билән параңлашқанлиқим ашкарилинип қалса, балаға қалимән" дәп агаһландуруш бәрди".
Б б с мухбири сомавил әпәнди " хитай һөкүмити уйғур елидики мусулманларни қаттиқ контрол қилмақта " дегән темидики бу мақалисидә йәнә уйғур елиниң шималий қисмидики районларниң иқтисадий тәрәққияти һәққидиму тохталған, у, шималий районларда йәр асти байлиқ интайин мол икәнликини, лекин буниңдин мәнпәәт еливатқанларниң мутләқ көп қисми хитай өлкилиридин еқип келиватқан аққунлар болуп, уйғурларниң наһайити аз мәнпәтлиниватқанлиқини билдүргән. (Меһрибан )
Мунасивәтлик мақалилар
- "Үрүмчи, қәшқәр вә тәклимакан чолидә 4 күн "
- "Хитайниң ғәрбий чегрисиниң қоғдиғучилири"
- японийилик мутәхәссисниң уйғур елидин алған тәсиратлири(4)
- японийилик мутәхәссисниң уйғур елидин алған тәсиратлири(3)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(4)
- японийилик мутәхәссисниң уйғур елидин алған тәсиратлири(2)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(3)