Италийилик тәтқиқатчиниң уйғурлар һәққидики қарашлири


2007.02.22

Уйғурлар мәсилисиниң ғәрб сиясий сәһнисидә барғансери кәң орун елиши, техиму көп тәтқиқатчиларни уйғурларниң нөвәттики тәқдиригә җәлип қилмақта. Йеқинда дуқ баш штабиға зиярәткә келип, қанчилиған уйғурлар билән илмий сөһбәтләр елип барған италийилик бир тәтқиқатчи аялни зиярәт қилиш пурситигә ериштуқ.

Вақтинчә өз исмини ашкарилашни мувапиқ көрмигән бу доктур аял өзиниң уйғурларниң нөвәттики әһваллиридин аз " тола мәлуматларға еришкәнликини, әмма уйғур вәтинидики уйғурларниң хитай тәһдити түпәйли өз йүрәк сөзлирини ашкарилаштин қорқидиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң дәватқанлири билән чәт`әлләрдики уйғурларниң дәватқанлири арисида асман " земин пәрқ барлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий һәрикитини әлқаидә гуруһиға четип бастурмақчи боливатқанлиқидин хәвәр тапқанлиқини, уйғур - хитай мунасивәтлири һәққидә өзигә чүшиниксиз болған нурғун мәсилиләр барлиқини, шу сәвәбтин өзиниң германийә уйғурлиридин вә дуқ рәһбәрлиридин мәлумат игиләп, уйғурларниң һәқиқи әһваллири һәққидә италийә хәлқини вақипландурушни мәқсәт қилип дуқ баш шитабиға кәлгәнликини тәкитлиди.

Италийилик бу докториниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, дуқ баш шитабиға кәлгән бир һәптидин буян, у ондин артуқ уйғур аяллири билән сөһбәт елип барған. Униң: сиз вәтиниңизниң мустәқил болишини халамсиз?“ дегән тунҗи соалиға һәммила уйғур аяллири "әлвәттә халаймән, барлиқ уйғурлар халайду дәп җавап бәргән. У хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити һәққидә соал сориғанда, уйғур аяллири буни пиланлиқ туғут сиясити, дәп чүшинишкә болмайду. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бу сиясити ап ашкарә нәсил қурутуш қирғинчилиқидин ибарәт. Дуня җамаитиниң буниңға қарита наразилиқ инкаслири көпәйгәндин кейин, хитайлар йәнә бир сиясәт билән һәпилишиватиду. Йәни хитайлар әмди уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә көпләп йөткәп, уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш пиланини иҗра қиливатиду" дәп җавап бәргән.

Италийилик бу доктур уйғур аяллиридин йәнә уйғур дияридики рәсмий иш орунлирида хитай билән уйғурниң игилигән нисбити һәққидә, уйғур аяллириниң ишқа орунлишиш әһвали һәққидә шундақла күнсери көпийиватқан әйдис кесәллики вә зәһәрлик чекимлик чекиш әһваллири һәққидә соаллар сориған. Германийидики уйғур аяллириниң бу мәсилиләргә бәргән җаваплири италийилик тәтқиқатчини һәйран қалдурған. Иш орунлирида уйғурларниң игилигән ниспитиниң 5%киму йәтмәйдиғанлиқи, барлиқ көлими чоң карханиларниң хитайларниң мониполи астида туридиғанлиқи, аталмиш аптономийә қануниниң тамамән көз боямчилиқтин ибарәт икәнлики, әйдиз кесилини тизгинләш ишиға хитай һөкүмитиниң әзәлдин көңүл бөлмигәнлики, зәһәрлик чекимлик кесилиниң қисқиғина 10 йилда шәрқий түркистанниң асаслиқ шәһәрлиригә ямрап болғанлиқи қатарлиқ инкаслар, бу тәтқиқатчини хитайниң сахта мәлуматлири һәққидә қайтидин ойлинишқа мәҗбур қилған.

Италийилик тәтқиқатчи аялни қизиқтурған мәсилә - уйғурларниң пикир әркинлики, диний етиқат әркинлики, мәдәнийәт вә өрп " адәт әркинликиниң тамамән хитай контроли астида туридиғанлиқи, нурғун кишиләрниң бу әркинликләргә интилип хитай түрмилиригә бәнт қилинғанлиқи, һәтта ичкири хитайдики хитай миллити игә болған һәқ " һоқуқларниң уйғурларда йоқлиқи, йеқинқи йилларда хитайлар елип барған мәдәнийәт қирғинчилиқлири, өрп - адәт бузғунчилиқлири вә хитайларниң һәр йили һәр хил баһаниларда миңлиған уйғурларни турмиларға бәнт қилидиғанлиқи, һәр йили дегүдәк уйғур сиясий мәһбуслириға өлүм җазаси беридиғанлиқи қатарлиқ кәң вә әқәлли темилар болған.

Уйғурларниң әһвалини хитай тәшвиқатидин өгәгән бу тәтқиқатчи, бу қетимқи зиярити җәрянида қолға кәлтүргән мәлуматларни һәмдә дуқ тәминлигән ахпаратлар вә дәлилләрни көргәндин кейин, уйғурлар һәққидә башқидин издинишкә бәл бағлиған.

Италийилик бу тәтқиқатчини, уйғурларниң хитайлар билән турмуш қурмайдиғанлиқи һәйран қалдурған. У зиярити җәрянида уйғур аяллириниң хитайлар билән турмуш қуруштин йиргинидиғанлиқини, хитайларни пәс вә мәйнәт көрүдиғанлиқини, уйғурларниң мана мушундақ динсиз һәм рәзил бир милләтниң мустәмликиси болуп қалғанлиқи қаттиқ өкүндүридиғанлиқи билип, бундақ бир милләт һәргиз йоқалмайду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.