Dru Gladney Торонто университида уйғурлар мәсилиси бойичә доклат бәрди


2006.04.14
oil-bugur-nefit.jpg
2003-Йили 13-сентәбир күни бүгүр наһийисидики бир нефитликтә тартилған рәсим. Dru Gladney Ниң қаришичә, уйғур районисиз хитайниң һазирқи ихтисадий тәрәққиятини тәсәввур қилиш мумкин әмәс. AFP

Америка һавай университетниң профессори, уйғуршунас Dru Gladney алдинқи күни канаданиң торонро университида "хитайниң баш көтүрүши вә дөләт һалқиған ислам -йәршари харәктерлик йеңи муқимсизлиқ пәйда қиламду?" дегән темида доклат берип өтти.

Профессор Dru Gladney доклатида хитайда ислам диниға етиқат қилидиған милләтләр ичидә нопус сани җәһәттә иккинчи урунда туридиған уйғурларни, башқа мусулманлар йәни туңганлар, қазақлар билән, дини етиқат, мәдәнийәт әнәниси, тарих, милли писхика вә етнографийигә охшаш җәһәтләрдин озара селиштуриду.

Dru Gladney Ниң қаришичә, туңган, уйғур, қазақ қатарлиқ үч милләт хитайдики ислам диниға ишинидиған әң асаслиқ милләт һесаблиниду. 8 Милйон 600 миң нопусқа игә уйғурлардин туңганларниң нопуси сани бираз коп болуп, хитайдики мусулман аһалә 20 милйондин ашидикән.

Dru GladneyНиң тәкитлишичә, хитай әзәлдин мусулман милләтләргә сәл қариған вә уларни чәткә қеқип кәлгән. Хитайниң дөләт атиси һесабланған вә демократк аңға игә дәп қаралған сун җоңсәнму 5 милләт нәзирийисини оттуриға қуюп, манҗу, моңғул, тибәт қатарлиқларға айрим милләт муамилиси қилған болсиму, уйғур, туңган. Қазақ қатарлиқ милләтләрни мусулман катогорийисигә киргүзүп, уларниң мустәқил милләт икәнликиниму етирап қилмиған.

Уйғур раюни хитайдики чәкләнгән район

Хитай коммунистлири һакимийәтни қолға алғандин кейинму, йәнила илгирики бу әнәнигә варислиқ қилип, бу райондики негизлик мәсилини йошурушқа урунуп кәлгән. Профессор Dru Gladney мундақ дәйду:

Шәрқи туркистан уйғуристан дәпму атилиду. Шинҗаң мәсилиси муһим бир уқум. Хитай һөкүмити һазирғичә шинҗаң мәсилисини көрмәскә салди вә уни йошуруп кәлди. Хитайниң мәлуматида, бу районда һечқандақ мәсилиниң йоқ икәнлики, бу йәргә һөкүмәтниң көпләп мәбләғ селип, бу раюнни тәрәққи қилдуриватқанлиқи, бу йәрдики кишиләрниң хошал-хорам яшаватқанлиқини тәшвиқ қилип кәлгәниди. Биз илгири тибәт вә тәйвән мәсилисидинла хәвәрдар идуқ. Шинҗаң мәсилиси һәққидә мақалилар оттуриға чиққили әмдила 5 йил болди. Хитайда түркий хәлқ, түркистан вә шәрқи түркистан дегәнгә охшаш аталғулар 10 йилниң алдида йоқ иди. Һазир бу аталғуларни һәммила йәрдин, китаблардин, гезит – жорналлардин көрүш мумкин. Униң үстигә, уйғур аптоном раюни билән 8 дөләт чегрилиниду. Буниң 5 мусулман дөләттур. Шуңа шинҗаң мәсилиси тибәт мәсилисидин түптин пәрқлиниду, дәйду.

Уйғурлар тарихта мустәқил гәвдә қурған хәлқ

Уйғур раюни хитайниң әң чоң енергийә базиси болуп қалди. Уйғур раюнисиз хитайниң һазирқи ихтисадий тәрәққиятини тәсәввур қилиш мумкин әмәс. Шуңа хитай өзиниң давамлиқ тәрәққи қилишиға капаләтлик қилиш үчүн уйғур районинң муқим болушини арзу қилмақта. Улар бу муқимлиқни бу районға қарита көпләп көчмән көчүрүш вә уйғурларниң тәләплиригә қарита қаттиқ қоллуқ сиясәт қоллинишқа охшаш васитиләр арқилиқ әмәлгә ашурмақчи болмақта

Dru Gladney Доклатида уйғурларни туңганлар билән озара селиштуриду. Хитайда туңганларниң уйғурларға қариғанда бир қәдәр кәңрәк диний әркинликтин бәһримән болуватқанлиқи, уларниң мәдәнийәт, әнәнә, өрүп-адәт җәһәтләрдин хитайларға йеқинрақ икәнликини, һәмдә уларниң тарихта мустәқил сияси гәвдиси болмиғанлиқини әскәртип мундақ дәйду:

Уйғурлар туңганлардин рошән пәрқлиниду. Уларниң өзигә хас тарихи бар. Улар хитайниң контроллиқиға техи йәқиндила өткәниди. Уйғурларниң тарихи хитайниң нәчә миң йиллиқ тарихиға задила охшимайду. Уйғурлар чирай шәкил җәһәттин хитайдин пәрқлинипла қалмастин, йәнә гән җәһәттинму рошән пәрқлиниду. Лекин мөтидил диний етиқадқа игә болған уйғурлар, диний етиқат вә сияси көзқараш җәһәтләрдин қаттиқ чәклимиләргә учримақта. Һазир гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң бир қисми пакистанлиқлар тәрипидин америка әскәрлиригә сетилған

Һазир гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң бир қисми пакистанлиқлар тәрипидин америка әскәрлиригә сетилған

Һазир америкиниң гуантанамо түрмисидә 22 нәпәр уйғур тутуп туриливатиду. Нимә үчүн уйғурлар тутулди ? буниң ичидә туңганлар йоқ ?

Шәрқи түркистан дәп аталған, зиддийәтләр билән толған бу тупрақта 8 милйодин 9 милйонғичә уйғур яшайду. Бир милйонға йеқин уйғур болса чәтәлләрдә яшимақта.. Уйғурларниң көпи шәрқи түркистанниң мустәқил болушини арзу қилиду. Шәрқи түркистанниң узун мәзгиллик мустәқиллиқ әнәнисиму бар. У йәрдә қораллиқ һәрикәтләрму болған.

Гуантанамо түрмисидә тутуп туруливатқанларниң бир қисми, пакистанда, шәрқи түркистанлиқ болғанлиқи үчүнла қолға елинип, 5 миң долларға америка әскәрлиригә сетилған уйғурлардур. Уларниң көплири талибан билән алақиси йоқ, дәйду. Амма у, бир қисим уйғурларниң афғанистанға йиғилишини дөләт һалқиған ислами билән һәркәт билән мунасивәтлик, дәп чүшәндүриду.

Dru Gladney Доклатида, хитайниң уйғурларни бастуруш һәрикитини 1998-йили башлиғанлиқини амма 2000-йилидин башлап бейҗиңниң уйғурларға қарита қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини елип барғанлиқини, көплигән затларниң милли бөлгүнчилик билән шуғулланди дәп әйиблинип, қолға елинғанлиқини, қолға әлинғанларниң көплириниң өлүмгә һөкүм қилинғанлиқини, 11-синтәбир вәқәсиниң хитай һөкүмити үчүн уйғурларни бастуриштики яхши пурсәт болғанлиқини тәкитләп өтти.

Уйғур раюни хитайниң ихтисадий тәрәққиятидики һәл қилғуч амил

Dru Gladney Доклатида йәнә енергийә еһтияҗи барғансири ешип бериватқан хитайниң йеңи шаһмат оюнда уйғур раюниниң интайин муһим истратегийилик рол ойнайдиғанлиқини, хитайниң оттура асия билән болған һәр хил шәкилдики алақисиниң бу район арқилиқ әмәлгә ашидиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ дәйду: уйғур аптоном раюнида интайин мол болған нефит мәнбәси бар. Хитайниң нефиткә болған еһтияҗи бу раюнни техиму униңға бағлайду. Хитайниң үзлүксиз тәрәққиятида бу район мәркизи район болуп һесаблиниду. Шуңа хитайниң бурунқи рәһбәрлири деңиз бойидики районларни тәрәққи қилдуруш истратегийсини оттуриға қойған болса, һазирқи рәһбәрлири уйғур районини кәң көләмдә ечиш истратегийсини оттуриға қойди. Уйғур раюни хитайниң әң чоң енергийә базиси болуп қалди.. Уйғур раюнисиз хитайниң һазирқи ихтисадий тәрәққиятини тәсәввур қилиш мумкин әмәс. Шуңа хитай өзиниң давамлиқ тәрәққи қилишиға капаләтлик қилиш үчүн уйғур районинң муқим болушини арзу қилмақта. Улар бу муқимлиқни бу районға қарита көпләп көчмән көчүрүш вә уйғурларниң тәләплиригә қарита қаттиқ қоллуқ сиясәт қоллинишқа охшаш васитиләр арқилиқ әмәлгә ашурмақчи болмақта, дәйду.

Мөтидил қараштики уйғурлар күнләрниң биридә хитай даирилиригә радикал васитиләр билән җавап бериши мумкин

Dru GladneyНиң қаришичә, йәнә хитайниң бу районға көпләп көчмән көчүрүш плани вә уйғурларға қарита елип бериватқан бастуруш сиясити хитайниң бу районниң кәлгүси тәқдири һәққидики әндишилири билән мунасивәтлик икән.

Dru Gladney Доклатида, уйғурларни отура шәрқ вә парис қолтуқи районидики мусулманлар билән селиштуриду. Уйғурларниң тарихта бирқанчә динға етиқат қилғанлиқи, шәрқи түркистанниң көп хил мәдәнийәт җәм болған район болғанлиқи үчүн, уйғурларниң ислам диний етиқадиниң мулайим вә мөтидил икәнликини, отура шәрқтики радикал ислам әқидиси билән түптин охшимайдиғанлиқини мисаллар арқилиқ көрсәтти.

Профессор Dru Gladney, әгәр хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан қаттиқ қоллуқ сияситини йәнила давамлаштурса, мөтидил қараштики бу уйғурлар ахири радикал васитиләр арқилиқ хитай һөкүмитигә җавап беришкә мәҗбур болиду, чағда әң чоң муқимсизлиқ бу районда йүз бериду, дәп әскәртип өтти. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.