Ахирқи парчилиниш - қара тағ җумһурийитиниң мустәқиллиқи


2006.05.22
qaratagh.jpg
22 – Май күни кишиләр қаратағ җумһурийитиниң мустәқил болғанлиқини тәбрикләшмәктә. AFP

югославийә федератип җумһурийитигә тәвә қара тағ җумһурийити 21-май күни мустәқиллиқ үчүн омумий хәлқ аваз бериш өткүзди. Б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, бәлгилимә бойичә әгәр 55% адәм мустәқиллиқни қоллашқа беләт ташлиса, қара тағ җумһурийити рәсми мустәқиллиқ җакарлаш салаһийитигә еришидикән. Нәтиҗидә, 55.3% Беләт билән қара тағ җумһурийити мустәқиллиқ һоқуқиға сазавәр болди.

югославийә федератип җумһурийитигә тәвә қара тағ җумһурийити 21-май күни мустәқиллиқ үчүн омумий хәлқ аваз бериш өткүзди. Б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, бәлгилимә бойичә әгәр 55% адәм мустәқиллиқни қоллашқа беләт ташлиса, қара тағ җумһурийити рәсми мустәқиллиқ җакарлаш салаһийитигә еришидикән. Нәтиҗидә, 55.3% Беләт билән қара тағ җумһурийити мустәқиллиқ һоқуқиға сазавәр болди.

Қара тағ җумһурийитиниң мустәқил болуши югославийә федератсийисиниң үзүл-кесил парчилиниши болуп һесаблиниду.

Үзүл кесил парчилиниш

5-Айниң 21-күни өткүзүлгән омумий хәлқ аваз бериш нәтиҗидә қара тағ җумһурийити мустәқиллиқ җакарлаш салаһийитигә еришиш билән балқан йерим арилидики сабиқ югославийиниң орнида йәнә бир йеңи җумһурийәт мәйданға кәлди.

Қара тағ җумһурийитиниң мустәқил болуши югославийә федератсийисиниң үзүл-кесил парчилиниши болуп һесаблиниду.

1945-Йили, коммунистлар рәһбири тето тәрипидин қурулған югославийә федератсийиси 90-йилларниң башлирида парчилинип кәткән болсиму, әмма сербийә билән қара тағ җумһурийити ахирғичә югославийини сақлап қалған. Бирақ, бу қетим қара тағ җумһурийитиниң айрилип чиқиши югославийини үзүл –кесил хәритидин йоқ қилди.

Қара тағ җумһурийитиниң мустәқил болуш җәряни әмәлийәттә 80 нәччә йиллиқ мусапини баштин кәчүргән болуп, қара тағларниң нопуси аран 650миң болушиға қаримай, улар немә үчүн мустәқиллиқ йолини таллиди? бу соал хәлқара мәтбуатларниң әң йеңи темилиридин биригә айланди.

Ака-укилар өзлириниң айрим өйлиридә яшиса яхши

Қара тағниң мустәқиллиқи мәсилисидә асаслиқ икки хил көз қараш мәвҗут болуп, мустәқиллиқ тәрәпдарлириға қара тағ җумһурийитиниң баш министири мила җуганович рәһбәрлик қилған. Мустәқиллиққа қарши турғучи партийә гуруһлар рәһбири болса, қара тағ җумһурийитиниң нопуси аз, йериниң кичикликини көрситип, " сербийә билән биргә қелишни" тәшәббус қилған һәмдә " биз сербийиниң болғанлиқи үчүнла явропа һөрмитигә еришкән дөләт болалаймиз" дегән идийини оттуриға қойған. Улар йәнә серблар билән қара тағларниң тил вә мәдәнийәт җәһәттики ортақлиқини баһанә қилип, " серблар билән қара тағлар қериндашлар, қериндашлар бир-биридин айрилмаслиқи керәк" дегәндәк пикирларни илгири сүргән. Әмма, мустәқилчиләр рәһбири мила җуганович буларни рәт қилип, қара тағниң қәтий мустәқиллиқ йолиға меңиши лазимлиқини тәкитләп," һәқиқәтән сәрблар билән қара тағлар ака-ука қериндашлардур, лекин ака-укилар өзлириниң айрим өйлиридә яшиса яхши болиду", дәп тәшәббус қилған.

Қара тағниң мустәқиллиқиға қарши турғучилар даим, сербларниң йәттә милйон 500 миң,қара тағларниң улардин 10 һәссә азлиқи йәни аран 650 миң икәнлики, иқтисадий күч җәһәттинму сербийиниң қара тағдин 10 нәччә һәссә үстүн икәнликини көрситип, сәрбийидин айрилишниң зиянлиқ икәнликини шәрһләшкә тиришқан. Мустәқиллиқ билән мустәқил болмаслиқ арисидики кәскин күрәш пәқәт омумий хәлқ аваз бериш арқилиқла ашкариланған болуп, мустәқиллиқ авази бәрибир ғалип кәлди.

Қара тағ җумһурийити мустәқиллиқ мусаписи

Қара тағ җумһурийити әслидә югославийә иттипақдаш җумһурийәтлириниң бири болуп, 90-йилларда югославийигә тәвә харватийә, словенийә, македонийә қатарлиқ җумһурийәтләр униңдин айрилип мустәқиллиқ җакарлиғанда, қара тағ җумһурийити беләт ташлаш арқилиқ югославийә тәркибидә қелишни қарар қилған һәмдә сербийә җумһурийити билән бирлишип, 1992-йили 4-айда йеңидин югославийә федератсийисини қурған. Лекин, 2003-йили 2-айда югославийә парламенти қанун мақуллап, югославийә намини әмәлдин қалдуруп, уни "сербийә-қара тағ "дәп өзгәрткән һәмдә үч йилдин кейин омумий хәлқ аваз бериш арқилиқ мустәқиллиқни бәлгиләшни қарар қилған.

Сербийә билән қара тағ бирләшкән мәзгилидә, қара тағ җумһурийити өзиниң көплигән ички вә ташқи һоқуқлириға сазавәр иди.

Русийиниң "news.ru" Агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, қара тағниң мустәқиллиқ идийиси һечқачан тохтап қалмиған болуп, бу идийә 90-йилларниң ахирида күчәйгән болсиму, әмма косова мәсилиси пәйда болғандин кейин, әгәр қара тағ мустәқил болса, буниң қошна косоваға тәсир көрситиши мумкинликини нәзәргә елип явропа иттипақи буниңға қәтий қарши турған иди. Шуңа қара тағлар даим өзлириниң косова үчүн қурбан қиливетилгәнликини көрситишидикән. Лекин, косованиң тәқдири хәлқара җәмийәт тәрипидин һәл қилинишқа әгишип, косова мәсилиси билән бағлинишлиқ дәп қаралған қара тағ җумһурийитиниң мустәқиллиқ мәсилиси явропа иттипақиниң музакирә темисиға айланди. явропа иттипақи омумий хәлқ аваз бериштә әгәр мустәқиллиқ тәрәпдарлири 55 % авазға еришсә, униң мустәқил болушини қарар қилди.

Қара тағлар 1878 - йили, мустәқиллиққа еришип, таки 1918-йилиғичә бир мәзгил өз алдиға дөләт болған. Биринчи дуня урушидин кейин, униң игилик һоқуқи бикар қилинип, югославийигә қошуветилгән. Қара тағ милләтпәрвәрлири 80 нәччә йилдин буян мустәқиллиқ пикирлирини давамлаштурған болуп, мәйли коммунистлар дәври болсун вә һазирқидәк әркин демократик дәвр болсун уларниң мустәқиллиқ ғайиси һечқачан өчмигән.

Мустәқиллиқниң нәтиҗиси

Қара тағ җумһурийити сербийиниң җәнубиға җайлашқан болуп, у косова билән чегридаш. Шимали вә ғәрбий тәрипидә боснийә бар. Ғәрб тәрипи йәнә адриятик деңизиға тутишиду. Бу әсли югославийиниң деңизға чиқидиған муһим өткили болуп, қара тағ җумһурийитиниң мустәқил болуши билән сербийиниң деңиз йоли үзүлүп, у ички қуруқлуқ дөлитигә айлинип қалди. Бу әһвал сербийә үчүн пайдисиз вәзийәт яратқан.

Қара тағ җумһурийитиниң йәр мәйдани 16миң квадират километирдур. Қара тағлар диний вә тил җәһәттә серблар билән охшаш болсиму, лекин улар айрим бир милләт қилип бекитилгән иди. Қара тағлар билән сербларниң йеқинлиқи түпәйлидин бу икки хәлқ арисида қуда-баҗилиқ вә арилишип кетиш хели еғир болсиму, әмма қара тағ җумһурийитидә бәрибир қара тағларниң нопус җәһәттә көп санлиқни игилигән.

"news.ru" Агентлиқиниң йезишичә, бу йәрдики серблар мустәқиллиққа қарши турған болсиму, әмма улар беләт ташлашқа тәсир көрситәлмигән.

Мустәқилчиләр үчүн серблар билән қара тағларниң шунчилик йеқин болуши рол ойниялмиған. Қаратағ мустәқилчилири айрим дөләт болуп, дәрһал явропа иттипақи билән һәмкарлишип, қисқа муддәт ичидә иқтисадий тәрәққиятни қолға кәлтүргили болидиғанлиқини, кичик болсиму, мустәқил айрим дөләт болушниң башқа "акиларниң қолида" яшаштин әла икәнликини оттуриға қоюшқан.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.