Чәклик болған қаш теши байлиқи чәксиз ечилмақта


2006.08.29
jade-bowl-200.jpg
Қаштеши қача. image courtesy: National Museum of Natural History

Уйғур елиниң қиммәтлик йәрлик байлиқлири, безәк боюмлири ичидә қаш теши боюмлириниң тарихи узун интайин даңлиқ. Қаш тешиниң макани хотән. Хотән қаш теши уйғур елиниң алаһидә мәдәний мәһсулати сүпитидә узақ тарихтин буян дуняниң һәр қайси җайлириға есил боюм сүпитидә таралған.

Қаш теши узақ тарих вә мәдинийәтниң испати

Хотәнниң йоруңқаш, қариқаш дәрялирини өз ичигә алған 30 нәччә дәря еқимлириниң вадиси мол қаштеши байлиқлири мәнбәси һесаблиниду. Тәхминлинишичә қаш тешиниң омумий запас миқдари 2милйон 800 миң тонниға йетидикән. Әмма үч орундила 30 миң тонна қаш теши қезишқа болидиклән. Мутәхәсисләр һазир инсанларниң қаш теши қезишң миқдариниң буниңдин нәччә һәссә артуқ болуп мкәткәнликини көрсәтмәктә.

Тарихий материялларға асасланғанда хотән қаш теши родисиниң тарихи 8000 миң йиллар әтрапида болуп йеңи таш қораллар дәвридин башланған. Йезиқ барлиққа кәлгәндин буянқи 4000 йиллиқ тарихий хатириләрдин қаш теши тоғрисида нурғун ривайәт һәмдә хатириләр мәйданға кәлгән. 1982 - Йили нерән дәря саһиллиридин 6470 йиллар бурун яшиған бир аялниң җәсити тепилғанда униң йенидин юмшақ қаш тешидин устатлиқ билән нәпис ясалғанқаш тешида ясалған бир палта тепилған.

Дуняға мәшһур йипәк йоли мәйданға келиштин 2000йил бурунла " қаш теши йоли " барлиққа кәлгән. Йәрлик хәлқ қаш тешини күндилик турмуш боюмлири, зибу -зиннәт безәк боюмлар сүпитидә ишләтлкәндин башқа һәрбий қоралларниму ясиған. Һәмдә у қиммәтлик боюм сүпитидә сода йоллири билән хитай ичи һәмдә башқа әлләргә тошулған. Хотән қаш тешиниң рәсми қезилиш тарихи аз дегәндиму500 йил әтрапида икән.

Қиммәтлик таш- ечиш - булаш‏- бузулуш

Нөвәттә хотәндин тепилған есил ташларниң түри 72 хилға, буниң ичидә қаш тешиниң турила 44хилға йетиду.

Уйғур елиниң йәр байлиқлириға даир истатистикисида көрситилишичә, хотән тәвәсидә ечилған һәр қайси қанунлуқ қаш теши қезиш канлири йилда тәхминән 280 тонна қаш теши қезиватқан болуп, 75%и сүзүк ақ қаш теши, қаш тешиниң аз бир қисми йәрлик хәлқ игиликидә болсиму әмма көп қисми хитай өлкилиригә тошулиду.

Гәрчә хотән қаш тешиниң түри көп, сүпити әла болсиму әмма йәнила униң запас миқдари чәклик әлвәттә. Әмма бу қиммәтлик ташлар йиллардин буян, қалаймиқан қазғучи қошунларниң булаң -талаң қилишиға учрап кәлмәктә. Икки йил бурун хотәндики қаш теши әң көп чиқидиған икки дәря болған йоруңқаш һәмдә қариқаш дәрялирида қалаймиқан кан қезишни чәкләш һәққидә бәлгилимиләр елан қилинған иди. Әпсус бу дәряларға қаш тешини қалаймиқан қезиш йәнила давам әтмәктә.

Шинхуа ториниң дүшәнбә бәргән хәвиригә асасланғанда нөвәттә йоруңқаш дәрясиниң юқирқи еқимида 200миңчә адәм 2000йәр қезиш кирани билән һәркәт қиливатқан болуп, уларниң қалаймиқан қезиш һәрикити җәрянида, дәряниң икки қенида нәччә километирға созулған, он нәччә метир чоңқурлуқтики азгаллар пәйда болған һәм буниң билән дәря вадисида кәлкүн апәтлири йүз бәргән.

Хотән шәһәрлик сақчи идарисидин зияритимизни қобул қилған бир сақчи, нөвәттә қаш тешини қалаймиқан қазғучиларниң кәлтүрүп чиқарған екологийилик бузғунчилиқлири сәвәбидин һәтта таш йол қурулушиму еғир вәйранчилиққа учриғанлиқини ейтти.

Қаш теши гөһәрләр ичидики гөһәргә айланмақта

Қаш теши қиммәт баһалиқ таш болуп әң сүпәтлклириниң баһаси нәччә милйон йүәнгә бариду. 1990Йилларда биринчи дәриҗилик қаш теши родисиниң һәр келосиниң баһаси 300- йүәндин 350 йүәнгичә болған болса, нөвәттә 100миң йүәнниң үстигә чиққан болуп он нәччә йил җәрянидила қаш теши баһаси нәччә он һәссә қатланған. Хотән қаш теши базиридин игилишимизчә, бир йилға йеқин вақит ичидә қаш тешиниң баһаси техиму тез өрлигән болуп, қаш теши содиси билән шуғуллинип келиватқалиқиға йигирмә нәччә йил болған бир уйғур содигәрниң билдүрүшигә қариғанда, қаш тешиниң өрлиши, қаш теши записиниң азлап кәткини билән мунасивәтлик икән.

Қаш тешини қезиш мәзгили адәттә пәсилгә қарап бәш айчә болуп һазир дәл қаш теши қезиш мәзгилиниң юқури басқучи. Бейҗиң унвеститиниң қиммәтлик таш яқутларни баһалаш мутәхәссиси ваң ниң шинхуа агентлиқи мухбириға билдүрүшичә, әгәр хотән қаш теши байлиқлирини қалаймиқан қезиш һәрикәтлири мушундақ давамлашса, бәш алтә йилдин кейин хотән қаш теши пүтүнләй қуруп кетидикән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.