Сабиқ шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң ташқи ишлар министири қасимҗан һаҗи тоғрисида

1931- Йили уйғур елидә башланған миллий инқилаб мәғлуп болғандин кейин, уйғур инқилабчилар ана юртини ташлап дуняниң һәр қайси җайлириға һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған икән. Қасимҗан һаҗим хотәнийму шуларниң бири иди.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2011.01.03

Қасимҗан һаҗим тоғрилиқ көпрәк мәлумат елиш үчүн ”қутадғубилик“ни әрәб тилиға тәрҗимә қилған алим муһәммәд қасим һаҗимға мураҗиәт қилған идуқ.

Муһәммәд қасим һаҗим қасимҗан һаҗим тоғрилиқ төвәндикиләрни сөзләп бәрди :“ қасимҗан һаҗим 1926- йили мәккигә һәҗ қилиш үчүн кәлгән вә мәшһур ислам мутәпәккури муса җарулла билән учрашқан вә у кишиниң васитиси билән сәуди әрәбистаниниң қурғучиси мәрһум қрал абдуләзизниң қобул қилишиға еришкән, кейинчә вәтәнгә қайтип кәткән икән. Әсли бу киши 1901- йили хотәнниң илчидә һаллиқ тиҗарәтчи аилисидә дуняға кәлгән. Иптидаий тәлимини хотәндә алған болуп, қәшқәр, үрүмчи шәһәрлиридә һәм тиҗарәт, һәм билим тәһсил қилиш билән йүрүш җәрянида муса җарулла билән көп қетим сөһбәтлишип униңдин миллий вә диний җәһәттин роһий күчләрни алған икән. Кейинчә тиҗаритини турпанға йөткәп берип шу җайда туруп қалған вә хоҗинияз һаҗимниң мәшһур қомандани мәһмуд муһидийниң қизи рәһимә ханимға өйләнгән. Қумулда инқилаб партлиғандин кейин, хотәндә инқилаб партлиғанда хотән муҗаһидлири билән биргә җәңгә атлинип, кейинчә қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң ташқи ишлар министири болған икән.

Қасимҗан һаҗимниң муһаҗирәттики һаяти

Муһәммәд қасим һаҗим йәнә мундақ деди:“қасимҗан һаҗим уйғур елидә миллий инқилаб мәғлуп болғандин кейин, 1934- йили муһәммәд әмин буғра башчилиқидики инқилабчилар билән биргә һиндистанға һиҗрәт қилған. Бу җәрянда бу адәм уйғур елиға мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә һәр хил мақалиләрни язған, хәлқара ислам қурултийиниң даимий әзалиридин болуп, дуняниң һәр қайси җайлирида чақирилған ислам қурултайлириға иштирак қилған. Ислам әллириниң мәшһур кишилири билән болған достлуқи алаһидә болуп, шулар арқилиқ уйғурларниң мустәқиллиқ тәләп қилиш мәсилисини ислам дунясиға аңлитиш вә уйғурларни уларға тонуштуруш йолида унтулмас хизмәтләрни қилған. Өзи ана тилидин башқа парсчә билән инглизчини биләтти.”

Қасимҗан һаҗимниң вапати

Қасимҗан һаҗим аилиси билән пакистанниң карачи шәһиридә һаятиниң ахирқи вақитлирини өткүзгән болуп, 1981- йили пакистанниң карачи шәһиридә дунядин өткән. Бу күни пакистан, һиндистан, мисир, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң гезит - журналлирида униң вапати елан қилинған, көплигән мәрсийә шеирлар йезилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.