Қазақ мәктәплири тақалмақта
2007.07.11
21-Әсир түркийә институтиниң тор бетиниң 11-чесладики хәвиридә хитай пүтүн қазақ мәктәплирини тақимақта, темилиқ бир хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә, қазақистанниң дуняға даңлиқ язғучиси, шундақла қазақистан парламент әзаси болған мухтар шаханов парламентта қилған сөзидә хитайдики қазақ мәктәплириниң тақилишқа башлиғанлиқини ейтти, дәп йезилған.
Хитайдики қазақ мәктәплири хитай мәктәплиригә өзгәртилди
Хәвәрдә мундақ дәп йезилған: "мухтар шаханов хитайда һазир 2 милйон қазақниң яшаватқанлиқини, буларниң һазир ана вәтини болған қазақистанға қайтишни халайдиғанлиқини деди. Уларни қазақистанға кетишкә мәҗбур қиливатқан сәвәбләрниң бири хитайдики қазақ мәктәплириниң тақилишқа башлиғанлиқи икән. Мухтар шаханов сөзидә, хитай һәм сиртта һәм ичидә сиясий үстүнлүк вә бесимни асас қилған бир сиясәт елип бармақта. Хитайдики қазақ мәктәплири хитай мәктәплиригә өзгәртилип қазақ тили пәқәтла бир дәрс сүпитидә оқутулушқа башланди. Буниңдин қариғанда 15-20 йил ичидә қазақ яшлири хитайлишип кетиду, ” дегән.
Бу хәвәрдә йәнә мундақ дәп йезилған: “ бүгүн хитайда яшаватқан бу қазақлар 1930- йилларда совет иттипақи йүргүзгән вә нәтиҗидә 3 милйон қазақниң өлүшигә сәвәпчи болған ач қоюш' сияситиниң нәтиҗисидә ана юртини ташлашқа мәҗбур болған қазақларниң әвладлиридур. Қазақистанниң сиртидики қазақларниң юртиға қайтишини халайдиғанлиқини билдүргән мухтар шаханов, бурун қазақистанниң хитайдики қазақларниң ишлириға көңүл бөлгәнликини, әмма кейин хитай тәйярлиған бир шәртнамигә қол қойғанлиқини, буниң билән у йәрдики қазақларға ярдәм қилишниң хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ болуп һесаблинишқа башлиғанлиқини ейтип: 'мундақчә ейтқанда, хитай у йәрдики қазақ қериндашлиримизни пишуруп йесиму қазақистан хитайниң ички ишлириға арилишалмайду," дегән.
“ уларни қазақистанға көчүрүп әкилиш керәк ”
Мурат шаханов буниң амалиниң пәқәтла бир икәнликини йәни уларни қазақистанға көчүрүп әкилиш икәнликини ейтқан. Әмма буниңда қийинчилиқларниң барлиқини, чүнки қазақистанда парихорлуқниң интайин еғирлап кәткәнликини, өзлиригә муһаҗир оқуғучилардин кәлгән бир хәтни өрнәк қилип туруп мундақ дегән мухтар шаханов : "хитайдин кәлгән қазақ оқуғучилар буйәрдә олтуруш иҗазәтнамиси алмақчи болғанда улардин 100-500 долларғичә пул тәләп қилинған. Бу хил ишлар интайин омумлишип кәткән болуп, бу көчмән болуп кәлгән қандашлиримизға түрлүк наһәқчиликләргә учримақта, дегән вә мунасивәтлик министиргә чақириқ қилған. У йәнә, әһвал мушундақ болғачқа хитайдин кәлгән нурғун қазақларниң тәкрар хитайға қайтип кәткәнликини ейтқан вә русийә чеғида һәл қилған бу мәсилини өзимиз бир қериндаш туруқлуқ һәл қилалмайватимиз," дегән.
Бу мақалә елан қилинғандин кейин түркийидики қазақлар арисида ғулғула пәйда қилди. Һәммигә мәлум, түркийидә уйғур дияридин көчмән болуп келип олтурақлишип қалған қазақларниң саниму аз әмәс. Хитайниң бу сияситигә түркийидә яшаватқан қазақ аммиви тәшкилатлири вә қазақлар қандақ қарайду. Бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн улар билән сөһбәт елип бардуқ.
Биз шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң секритари яқуп әпәндимгә телефон қилдуқ. У бир қазақ болуш сүпити билән хитайниң бу хил сияситини әйибләйдиғанлиқини, һәрхил йоллар билән хитайларниң бу хил сияситигә болған наразилиқини аңлитишқа давам қилидиғанлиқини ейтип мундақ деди : "биз буни әйибләймиз. Шәрқий түркистандики уйғурлар болсун, қазақлар болсун, қирғизлар болсун һәммисигә елип бериливатқан ассимилятсийә сияситигә биз қарши. Бир милләтниң тилиға, диниға, өрп - адәтлиригә арилашса боламду? биз пүтүн йиғинларда, мақалиләрдә, мухбирларни күтүвелиш йиғинлирида бу мәсилини оттуриға қойимиз."
"Тил болғанда хәлқ болиду, хәлқ болғанда дөләт болиду"
Пәлсәпә доктори болған нургүл ханим хитайниң қазақ мәктәплирини тақиветишидики сәвәбниң қазақларни хитайлаштуруш сияситиниң бир парчиси икәнликини ейтип мундақ деди: " тил, бир милләтниң бар болушидики әң муһим амиллардин бири. Тил болғанда хәлқ болиду, хәлқ болғанда дөләт болиду. Шуңа бир тилни йоқутивәтсә у хәлқму йоқ болуп кетиду. Мән хитайлар қазақларни ассимилятсийә қилиш үчүн қазақчә мәктәпләрни тақаватиду, дәп ойлаймән. Қазақистан парламент әзаси мухтар шахановниң қазақ парламентида бу мәсилини оттуриға қоюши бизгә охшаш чәт' әлдә яшаватқан қазақлар үчүн интайин муһим. Қазақистан җумһурийити, чәт' әлләрдә яшаватқан қазақлар вә пүтүн түркий милләтләр хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан бу хил сиясәтлиригә қарши наразилиқлирини дәрһал билдүрүши керәк, дәп ойлаймән." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Хитай һөкүмити түркийидә коңзи иниститути қурмақчи
- Уйғур оқуғучиларниң кәсп вә мәктәп таллашта көп тәрәплимә чәклимигә учриши һәққидә қарашлар
- Мусулман аяллири вә илим - мәрипәт
- Алий мәктәпкә имтиһан бәргән уйғур оқуғучилар йәниму еғир бесим һәм наһәқ риқабәткә дуч кәлмәктә
- Қазақистанда 31 - май хатириләш күни паалийити елип берилди
- Қазақистан тутқун қиливатқан уйғур паалийәтчилири көпәймәктә
- Қазақистан асасий қануниға өзгәртиш киргүзди
- Тилшунас вә түрколог туғлуқҗан талипоф һәққидики мәлумат
- Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлириниң уйғур маарипи һәққидики мулаһизилири
- Истанбулда: `шәрқий туркистан вә қазақистан` темисида йиғин
- Хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синипи ечиш - хитайниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш истратегийисиниң бир қисми