3-Нөвәтлик дуня қазақлири қурултийи рәсми башланди
2005.09.30
-Айниң 29-күни, 3-нөвәтлик дуня қазақлири қурултийи қазақистанниң пайтәхти астанада рәсми башланған болуп, қурултайниң ечилиш нутқини қазақистан дөләт башлиқи нурсултан назарбайеф қилған. Бу қурултайға 32 дөләттин кәлгән көп санда сиясәтчиләр, илмий хадимлар вә авам хәлқтин тәркип тапқан қазақ вәкилләр шундақла һәр қайси түркий милләтләрдин вәкилләр қатнашқан.
Қурултай һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим қурултайға түркийидики қазақларға вакалитән берип қатнишиватқан профессор зәйнәш исмаил әпәнди билән телефон зиярити елип барди.
©
2005 Radio Free Asia