Атақлиқ қазақ язғучиниң өмриниң ахиридики арзуси һазирғичә әмәлгә ашмиди(2)
2006.08.17
Һаҗи ғумар шабдан уйғур елидики атақлиқ қазақ язғучиси. Һаҗи ғумар шандан һазир 82 яшқа киргән болуп, бу 82 йилиниң йеримини йәни 41 йилини коммунист хитайниң җаза лагирлирида , қараңғу зиндан - түрмилиридә өткүзгән.
Һаятиниң ахирини киндик қени төкүлгән ана юрти қазақистанда өткүзүшни арзу қилған қазақ хәлқиниң бу ақсақал язғучиси, қазақситан президенти қатарлиқ қазақ рәһбәрлиригә хәт йезип ,қазақистанға қайтиш арзусини ипадилигән болсиму, немишқидур һазирғичә униң тәләплиригә җавап берилмигән. Йеқинда бу мәсилә қазақситан мәтбуатида муназирә қилинишқа башлиди һәмдә қазақистанда чиқидиған яш алаш гезитидә бу һәқтә бир мақалә елан қилинди.
Бу һәқтә қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулланиң мәзкур мақалиниң аптори билән өткүзгән сөһбити асасида тәйярлиған программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Атақлиқ қазақ язғучиниң өмриниң ахиридики арзуси һазирғичә әмәлгә ашмиди(1)
- Қазақистан язғучилар иттипақиниң 70 йиллиқи хатириләнди
- Қазақистанда өктичи сиясий партийиниң паалийити чәкләнди
- Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи вәкиллири уйғур елидики зиярәттин қайтти
- Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи вәкиллири уйғур елигә зиярәткә маңди