Қазақистанлиқ уйғурлар роза һейтини келәчәккә чоң үмидтә күтүвалди

30-Авғуст күни қазақистандики уйғурлар пүткүл дуняниң мусулман әһли билән бирликтә роза һейт байримини күтүвалди.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2011.08.31
Istanbulda-Roza-Heyt-305.jpg Сүрәт, шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң бирликтә уйуштуруши билән 2009 ‏- йили 9 ‏‏- айниң 21 ‏- күни шәрқий түркистан вәхпидә өткүзүлгән роза һейтни тәбрикләш мурасимидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Роза һейт вә шуниңға охшаш диний байрамлар вә әнәниләр илгири, йәни коммунистик совет һакимийити дәвридә қаттиқ чәкләнгән болуп, бу әнәниләргә әмәл қилғанлар болса һөкүмәт тәрипидин тәқиб қилинип кәлгән иди. Шундақтиму безиләр роза тутуш, намаз өтәш охшаш диний хасийәтләрни йошурун түрдә йүргүзүп кәлгән. Һазир, йәни оттура асия дөләтлиридә, шу җүмлидин мустәқил қазақистанда олтурақлашқан көп сандики уйғурлар ислам динидики өз әҗдадлириниң әнәнилирини сақлашта һәм уларни атап өтүштә әркинчиликкә игә болди.

Алмата шәһиридики уйғурлар көп җайлашқан султан қорған, заря востока, горний гигант, достлуқ қатарлиқ мәһәллиләрниң мәсчитлиридә оқулған һейт намизидин кейин хәлқ, яшлар түгәп кәткән ата-анилириниң, уруқ-туғқанлириниң, дост-бурадәрлириниң, юртдашлириниң қәбригә берип, уларниң роһиға атап қуран оқуди. Диққәткә сазавәр нәрсә шуки, көплигән мусулманлар бу байрамни хуш кәйпиятта, хатирҗәмликтә өткүзүватқан болса, уйғурлар йәнила өзлириниң тарихий вәтинидә сиясий бесимлар, диний чәклимиләр астида яшаватқан һәм өз изгү нийәтлирини очуқ изһар қилиштин мәһрум болуватқан, өтмүштә ислам дининиң мәркизий асияға тарқилиш мәркизи болған уйғур елидики қериндашлиридин әнсиримәктә, шундақла өз дуалирида әркинлик, кишилик һоқуқлири үчүн күрәш йолида шеһит болғанларғиму һөрмәт билдүрмәктә.

Радиомиз зияритини қобул қилған достлуқ мәһәллисиниң юрт мөтивәрлиридин бири мәһәммәтҗан ака қадироф роза һейт мунасивити билән өз тиләклирини изһар қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.