Қазақистан асасий қануниға өзгәртиш киргүзди
2007.05.25
Чаршәнбә күни, қазақистан дөләт парламенти қарар мақуллап қазақистан асасий қануниға өзгәртиш киргүзгән. Бу қанун ислаһатиға қарита, америка ташқи ишлар министирлиқи бу қанун ислаһатиниң қазақистанни " тоғра йүзлинишкә" елип маңидиғанлиқини көрсәтти.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси сеан мккормакк: "қазақистан биз зор үмид күтүватқан дөләт шундақла биз қазақистан билән йеқиндин һәмкарлишип хизмәт қиливатимиз. Уларда интайин мол йошурун куч бар. Уларниң демократик сиясий ислаһатни зөрүр дәп билгәнлики интайин муһим" дәйду.
Өзгиришләрниң негизлик тәрәплири
Өзгиришләр төвәндики тәрәпләрдә негизлик ипадилинидиған болуп, булар асасән: бундин кийин сайлинидиған президентларниң вәзипә өтәш муддити 5 йил болуш, парламинтқа президентниң һоқуқ даирисини чәкләп туруш һоқуқи бериш, қазақистан дөләт мәҗлисидики вәкилләрниң сани әслидики 77 дин 107 гә көпәйтиш, дөләт мәҗлисидә аз санлиқ милләтләрниң бирдин вәкили болуш, район, вилайәт вә наһийилик һөкүмәтләрниң рәис, вали, һакимлирини шу райондики хәлқ сайлап чиқиш қатарлиқлар.
Қанун ислаһати қазақистандики аз санлиқ милләтләрниң сиясий һоқуқини капаләткә игә қилиду
Мәлум болушичә, асасй қанундики юқириқи өзгиришләр қазақистандики аз санлиқ милләтләргә җүмлидин қазақистандики 5 - чоң милләт уйғурларниму мунасип сиясий һоқуқ билән тәминләйдикән.
Бу һәқтә һазир қазақистанда истиқамәт қиливатқан дуня уйғур қурултийиниң оттура асиядики вәкили, қәһриман ғоҗамбәрди оз пикирлирини мундақ баян қилди.
Униң билдүрүшичә, асасий қанунға киргүзүлгән бу бир қатар өзгиришләр қазақистанниң оттура асиядики әң демократик дөләт болуп қурулушини мустәһкәм асас билән тәмин етипла қалмастин, бәлки йәнә, уйғурларниң демократик һәрикәтлириниң қазақистанда әркин қанат йейишиниму қануний капаләткә игә қилидикән.
Қазақистандики өктичи тәшкилатлар йәнила нарази
Һалбуки, сәйшәнбә күни қазақистан президенти нурсултан нәзәрбайиф өзини мәңгүлүк президент дәп елан қилған иди.
Ройтерс агентлиқиниң 23 - май күни қазақистандики өктичи тәшкилат рәһбәрлириниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүшичә, болат абилов " һәтта падишаһлардиму бунчә һоқуқ йоқ" дәп нур султан нәзәрбайифниң сияситини әйиблигән.
Қазақистандики өктичи тәшкилат сотсиял демократлар партийисиниң башлиқи җармахан туябай, "бу өзгиришләр хәлққә пәқәт 10 пирсәнт демократийә елип келиду" деди.
Һазир қазақистандики башқа өктичиләр асасий қанун өзгәртишигә қарши келәр һәптә намайиш қилишни пиланлимақта икән.
Әмма, нәзәрбайифни қоллиғучилар, өткән йили иқтисадниң йәнә 10 пирсәнт өрлигәнликини мисал қилишип нәзәрбайифниң узун мәзгил һоқуқ тутушини қарши алидиғанлиқини билдүргән (җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нур султан нәзәрбайефниң көйоғли рахәт алийиф вә униң икки ярдәмчиси әйибләнди
- Истанбулда: `шәрқий туркистан вә қазақистан` темисида йиғин
- 9 - Май ғалибийәт байриминиң 62 йиллиқи алматада дағдуғилиқ хатириләнди
- Америка мәркизий асияниң бирлишишини халайду
- Нәзәрбайиф: қазақистан ядро истансиси қуруши керәк
- Қазақистан падишаһлиқ дөләт боламду?
- Атақлиқ қазақ язғучиниң өмриниң ахиридики арзуси һазирғичә әмәлгә ашмиди(2)
- Атақлиқ қазақ язғучиниң өмриниң ахиридики арзуси һазирғичә әмәлгә ашмиди(1)
- 3-Нөвәтлик дуня қазақлири қурултийи рәсми башланди
- Қазақистан язғучилар иттипақиниң 70 йиллиқи хатириләнди
- Түркийидә осман батур вә шәрқий түркистан намлиқ йиғин өткүзүлди
- Қазақистанда өктичи сиясий партийиниң паалийити чәкләнди