Қазақистан рус йезиқини ташливатмәкчи
2006.11.01
явро-асия чоң қуруқлуқидики чоң дөләтләрниң бири һесаблинидиған қазақистан нөвәттә, йезиқ ислаһати долқуниға дуч кәлмәктә, қазақистан агентлиқлириниң учуридин қариғанда, йеқинда президент нурсултан назарбайев һөкүмәт органлириға силавян йезиқини әмәлдин қалдуруш, қазақ тилини барлиқ пуқраларни бирләштүрүшниң символи қилиш һәққидә тәклипләр бәргән.
Назарбайев йәнә пуқраларни инглиз тилини чоңқур өгинишкә чақирған болуп, униң бу сөзи қазақистан зиялийлири вә пуқралири арисида һазир қоллиниватқан славян йезиқидин ваз кечип, латин йезиқини қоллиниш һәққидики бәс муназирилиригә сәвәб болған.
Тил мустәқиллиқи 15 йилдин буянқи талаш-тартиш үстидики мәсилә
Совет иттипақиниң йимирилиши билән һәр қайси җумһурийәтләр өзлириниң сиясий җәһәттики мустәқиллиқиғә еришип, игилик һоқуқлуқ дөләтләргә айлиниш билән бир вақитта йәнә рус тилиниң искәнҗисидин қутулуш йолини izdeshti.netИҗидә, алди билән молдавийә, азәрбәйҗан, түркмәнистан,арқидин өзбекистан рус тилиниң дөләт тилилиқ салаһийитини йоқитип, йәрлик миллий тилни дөләт тили қилип бекити шуниң билән бир вақитта йәнә славян йезиқини әмәлдин қалдуруп, униң орниға латин йезиқини дәссәтти.
Оттура асиядики қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан һазирғичә силавян йезиқини сақлап қалған болуп, буниң ичидә қазақистанниң әһвали башқичирәктур. Бу дөләттики рус аһалисиниң көплүки һәтта бәзи җайларда русларниң нопус җәһәттә мутләқ үстүнлүкни игилиши сәвәбидин қазақистан һөкүмити қазақ тилини дөләт тили қилсиму, бирақ рус тилиниң орниға йәнила әһмийәт беришни давамлаштурди. Рус тили бу дөләттә сиясий, мәдәнийәт, иқтисад қатарлиқ һәммә саһәләрдә худди совет иттипақи мәзгилигә охшашла рол ойнап келивәрди.
Қазақистанниң иқтисадий тәрәққиятиниң ешиши болупму, униң енергийә җәһәттики үстүнлүки бу дөләтниң хәлқаралиқ тәсирини ашуруш билән униң хәлқаралиқ алақисиму үзлүксиз түрдә кеңәймәктә. Мана мушундақ әһвал астида президент назарбайев славян йезиқини ташлаш тәклипини өзи мәйданға чиқарди.
Қазақистан пәнләр академийисиниң сулайманоп намидики шәрқшунаслиқ иниститутиниң йетәкчи илмий хадими, тилшунас доктур дилинур қасимова қазақистанда латинлишишниң һазир күн тәртипкә киргәнликини көрсәтти.
Назарбайев қазақ тилиниң ролини ашурушқа әһмийәт бәргәнлики үчүн у өзиниң һәр қетимлиқ президентлиқ вәзиписини тапшурувалғинида, алаһидә тәшкилләнгән қазақ тили имтиһан елиш комиссийәсигә имтиһан бәргән. У, бу арқилиқ һөкүмәт бешиниң қазақ тилини билишиниң шәрт икәнликини көрсәтмәкчи болған. Бирақ, доктор дилинур қасимованиң ейтишичә, қазақистан һөкүмити һечқачан башқа милләтләрниң тилини чәткә қәқиш вә яки қазақ тилини һәмминиң үстигә дәсситиш, ишқа орунлишишта қазақ тилини шәрт қилишни ашкара оттуриға қоймиған.
Йезиқ ислаһати совет иттипақида көп қетим йүз бәргән
Дилинур қасимованиң ейтишичә, совет иттипақиниң дәсләпки мәзгилидә мусулман милләтләрниң һәммиси әрәб йезиқини қолланған болса, 20-йилларниң башлиридин етибарән москваниң буйруқи бойичә латинлаштурулған. Һәтта, совет уйғурлириму 1927-йилидин 1947 - йилиғичә латин йезиқи қолланған.
30- 40-Йилларда бирдәк һалда силавянлаштурулған. Әмма, совәт иттипақидики грузинлар вә әрмәнләр силавян йезиқини қобул қилмай, өзлириниң тарихий йезиқини сақлап қалған. Балтиқ бойидики үч җумһурийәтму латин йезиқини сақлап қалған болуп, башқа 10 җумһурийәт пүтүнләй силавян йезиқи ишләткән. Қисқиси, совет иттипақидики тил йезиқ ислаһати әйни вақиттики ички-ташқи вәзийәт билән биваситә мунасивәтлик иди.
Совет иттипақи йимирилгәндә қазақистандики қазақлар, уйғурлар ичидә силавянчини ташлап, әрәб йезиқи вә яки латин йезиқини таллаш һәққидә бәс –муназирә болған. Һөкүмәт тәрипидин 300 миң әтрапида дәп елан қилинған қазақистан уйғурлири уйғур елидики уйғурларниң йезиқи билән охшаш йезиқ ишлитиш пикирлирини оттуриға чиқарған болсиму, лекин қаршилиқларға дуч кәлгән иди. Тилшунас дилинур қасимованиң ейтишичә, бу мумкин әмәс иш, буниңға уйғурларниң әһвали һәм сиясий җәһәттинму мумкин әмәс.
Анализлардин қариғанда, русийиниң йеқиндин буян оттура асиядики тәсирини қайтидин тикләшкә тиришиши, оттура асия мәмликәтлириниң русийә билән иқтисадий, сиясий җәһәттин қоюқ мунасивәт орнитиши бу җумһурийәт пуқралириниң 90-йилларниң башлирида пәйда болған рус тили вә рус тәсирини сиқип чиқириш хаһишлири бираз пәсийип, бу мәсилигә мөтидил муамилә тутулуватқанлиқи билдүрүлмәктә. Бирақ, назарбайев қазақистанниң ғәрб билән болған мунасивәтлириниң күчийишигә әгишип, рус йезиқини ташливетиш йолини тутқан. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Назарбайев америка зияритини башлиди
- Қазақистан падишаһлиқ дөләт боламду?
- Қазақистан президенти америкини зиярәт қилмақчи
- Сәрсанбайефниң өлүми қазақистанда сияси боран - чапқун чиқарди
- Нурсултан назарбайеф президентлиққа қәсәм бәрди
- Нурсултан назарбайеф қәсәмяд мурасими өткүзди
- Қазақистандики президент сайламниң нәтиҗиси давамлиқ тәнқиткә учримақта
- Хәлқара тәшкилатлар, қазақистандики сайламниң өлчәмгә йәтмигәнликини оттуриға қоймақта
- Қазақистандики сайлам нәтиҗиси һәққидә уйғурларниң һес қилғанлири