Мәсумҗан зулпихароф вә шайим шабайефниң китаблири дөләт мукапатиға тәвсийә қилинди


2006.04.21

21 – Април күни алматидики қазақистан язғучилар иттипақида қазақистандики қазақ, уйғур әдәбиятчилири йиғини өткүзүлди. Йиғинда уйғур язғучилириниң бир йиллиқ хизмәтлири хуласиланди.

Қазақистан язғучилар иттипақиниң мәзкур йиғинға, атақлиқ язғучи, драматорг әхмәтҗан һашири уйғур әдәбиятиниң бир йиллиқ хизмәтлирини хуласиләп өтти вә мәсумҗан зулпихароф вә шайим шабайефниң китаблирини қазақистан дөләт мукапатиға тәвсийә қилди.

Мәзкур йиғин мунасивити билән алматидики ихтияри мухбиримиз абдулла әхмәтҗан һашири қатарлиқ әдипләр билән сөһбәт өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.