Қәшқәрниң образи өзгәртилмәктә


2006.08.11
qeshqer-mao-200.jpg
2005 – Йили 27 – март күни икки уйғур қәшқәр шәһиридә мав зедонниң һәйкили алдидин өтүп кетиватиду. Бу һәйкәл мав зедоңниң хитайдики һәйкәллири ичидә әң чоңи. AFP

Қәшқәр уйғур елидики уйғурлар әң зич олтурақлашқан, қәдимий гүзәл макан. Тарихта у уйғурларниң сиясий, мәдәний, маарип, иқтисадий мәркизи һәм пайтәхти болған. Қәшқәр йәнә мәһмуд қәшқири, йүсүп хас һаҗип, аманнисахан, сутуқ буғрахан қатарлиқ уйғурларниң улуғ пәйласоп, алимлирини, бүйүк музикант сәнәткарлирини, миллий қәһриманлирини йетиштүргән макан.

Қәшқәр уйғурға вәкиллик қилидиған бир шәһәр

Шундақла қәшқәр қәдимий мәдәнийәткә игә болуп, шәһәр мәдәнийитиму бир қәдәр илгири бәрпа болған. Миладидин бурунла уйғурларниң әҗдадлири әқил парасити һәм күч - қудритигә тайинип бу маканни гүзәл һәм бай бир диярға айландурған.

Қәшқә уйғурлар үчүн сөйүмлүк тарихий, мәдәний бир макан болупла қалмай у йәнә җуғрапийилик әвзәлликкиму игә, йәни қәшқәр вилайити һиндистан, пакистан, таҗикистан, қирғизистан һәм афғанистан қатарлиқ бәш дөләт билән чегрилиниду. У мушу әвзәлликлири билән қәдимдин тартип йипәк йолиниң қатнаш түгүни болуп кәлгәчкә сода -санаитиму бир қәдәр тәрәққий қилған.

Қәшқәр дияриниң игилигән омумий йәр көлими 162 миң квадрат километир келиду. Һазирқи қәшқәр вилайитидә хитайниң бәргән статистикиси бойичә 90% көпрәк уйғурлар олтурақлашқан болуп, пүтүн қәшқәрниң нопуси үч йерим милйондин ашиду. Қәшқәр дияри мана мушундақ алаһидиликлири билән уйғур дияриниң гүлтаҗи аталған һәм тарихтин буян өзиниң қоюқ миллий алаһидиликини сақлап кәлгән иди. Һәтта тарихта пүтүн уйғур елиниңму қәшқәрийә нами билән аталған дәврлири бар. Бу җәһәттә қәшқәрни уйғур дияриниң бир муһим образи дийишкә болиду. Қәшқәрниң образиму уйғурлуқ алаһидилики билән, уйғурлар билән шәкилләнгән әлвәттә.

Қәшқәрниң шәһәр образи өзгәртилмәктә

Қәдимдин тартип өзиниң гүзәл мәдәнийити, қоюқ миллий алаһидиликини сақлап кәлгән қәшқәр нөвәттә хитай һөкүмитиниң ғәрбни ечиш истратегийисиниң зәрбисидә зор өзгиришләр ясаватқан болуп, қәшқәр һөкүмәт тор бәтлиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити қәшқәрниң тәбиий һәм җуғрапийилик алаһидиликлиридин яхши пайдилинип, бу қәдимий маканни ғәрбий райондики шенҗинға айландуруш пиланини оттуриға қойған иди.

Нөвәттә қәдимий қәшқәр дияри шенҗинлишиш үчүн, униң уйғур тарихини, мәдәнийтиниң бәлгилири болған қәдимий бинакарлиқ ядикарлиқлири чеқилип орниға, игиз- игиз биналар қәд көтүрүлмәктә. Уйғурлар ата бовисидин тартип маканлишип кәлгән қоро җайлиридин көчүрүлмәктә, хитай өлкилири билән туташтурулған ташйол һәм пойиз қатниши қәшқәрниң даңлиқ мәһсулатлири байлиқлирини сиртларға тошуштин башқа, қәшқәргә хитай нопусини көпләп йөткәш ролини ойнимақта. Ваһаказалар.

Қәшқәрниң образ вәкили болушниң шәрти нимә?

Қәшқәрниң уйғур дияриниң бир образлиқ шәһири болуштәк алаһидилики барғанчә йоқутиливатқан бир пәйттә, хитай һөкүмити қәшқәрни тәшвиқат қилиш үчүн йеқинда, "қәшқәр образ әлчиси" ни таллаш мусабиқиси уюштурған.

Қәшқәр тори 10 - авғуст күни гүлнар һамут билән зумрәт мәмәт исимлик икки уйғур қизниң "образ әлчилири" шәрипигә еришкәнликини елан қилди. Хәвәрдә, қәшқәр педагогика иниститути ахбарат кәспиниң 2 ‏- йиллиқ оқуғучиси гүлнар һамутниң, кичикидин хитай тили өгинишкә иштияқ бағлиғанлиқи, вә һазирғичә нурғун хитай дост тутқанлиқи, шуңа хитай тилида сөзләшкә интайин маһир икәнлики, униң мушу алаһидилики билән баһалиғучиларниң юқири баһасиға еришип "қәшқәр образ әлчиси" шәрипини қолға кәлтүргәнлики алаһидә тәкитләнгән.

Демәк қәшқәр уйғурлириға вәкил болуш үчүн хитай тилини пишшиқ билишниң шәрт қилинғанлиқи худди йеқинда илида хитай тили боғунлири таллиғандәкла наһайити ғәйри һәм мәнтиқисиз туюлмақта.

Чәтәлләрдики бәзи уйғур зиялйлири "қәшқәр образ әлчиси" ниму хитай тили билишни шәрт қилип таллашниң, хитай һөкүмитиниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситиниң бир очуқ ашкара гәвдилиниши дәп мулаһизә қилмақта.

Бу һәқтә узун йил қәшқәрдә яшап һәм хизмәт қилған, нөвәттә америкида яшаватқан шавкәт әпәнди, қәшқәрниң муһим орни һәм хитайниң қәшқәрни вә уйғур мәдәнийитини өзгәртиштә немини мәқсәт қиливатқанлиқи һәққидә көз қарашлирини оттурға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.